түркийәниң бирдинбир шаһмат музейиниң әнқәрәдә икәнликини аңлиғанмидиңиз?

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «түркийәниң тунҗи вә бирдинбир шаһмат музейи» дегән темидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1437049
түркийәниң бирдинбир шаһмат музейиниң әнқәрәдә икәнликини аңлиғанмидиңиз?

түркийә авази радийоси: түркийәниң тунҗи шундақла бирдинбир шаһмат музейиниң әнқәрәдә икәнликини аңлиғанмидиңиз?

дунйада «ойунлар шаһи» йаки «шаһлар ойуни» дәп атилидиған шаһмат, әнқәрәдә мәхсус бир музейида тонутулмақта. түркийәниңму тунҗи шаһмат музейи алаһидиликигә игә болған бу маканда, шаһмат командилири 4 асасий тема бойичә көргәзмә қилиниду.

йиғип сақлиғучи акин гөкйай тәрипидин қурулған шаһмат музейи, әнқәрә қәләсидики әслигә кәлтүрүлгән бир кона әнқәрә өйи болуп, у йәрдә, гөкйайниң 1975 – йили йиғишқа башлиған шаһмат ойунлириға даир һәрхил мәдәнийәтләр, уруш вә тинчлиқ, күлтүр хиллмухиллиқи қатарлиқлар көргили болиду. 2012 – йили җиннес рекортлар китабиға киргән музейидики шаһматлар, мадағасқардин боливейәгичә, фирансийәдин қазақистанғичә, америкадин русийәгичә болған йүздин артуқ дөләттин елип келингән. нөвәттә 700 шаһмат түригә йәткән музейида балиларға хас һаррий поттер, астерикс вә ширинләр дегәндәк тематик шаһматларму бар.

музйеда йәнә сөһбәт, нахша – музика дегәндәк һәрхил сәнәт паалийәтлириму өткүзүлүп туриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر