тарихтики бүгүн: 16.01.2019

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизни һузуруңларға сунимиз.

1126945
тарихтики бүгүн: 16.01.2019

 

  • османли империйәсиниң 12- падишаһи 3-мурат истанбулда паләч болуп қелип 1595-йили 16-йанварда вапат болди, атиси 2-сәлим вапат болғандин кейин 1574-йили тәхткә олтуруп 21 йил һөкүм сүргән 3-мурат дәвридә, османли империйәсиниң территорийәси кеңийип 20 милйон квадрат километирға йәтти.
  • җосеф лийус гай-луссак фирансийәлик физика вә химийә алимидур. атмосфера қатлимидики һаваниң нәм вә градуси үстидә тәтқиқат елип барған гай-луссак 1804-йили 16-йанварда бир һидрогин шарчисиға олтуруп 7 километир һаваға көтүрүлүп атмосфера қатлимидики һаваниң нәм вә градусини өлчәп чиқти. гай-луссакниң һидрогин шарчисиға олтуруп һаваға көтүрүлүш рекорти кейинки 50  йил чидиму бузуп ташланмиди.
  • 1923-йили түркийәдә җумһурийәт елан қилинғандин кейин  заманиви дөләтләр сәвийәсигә йетиш үчүн һәр саһәдә заманивилишиш ислаһатлири елип берилишқа башлиған болуп, бу саһәләрдин бирси музикидур. ғәрб музикисини өгитиш, омумлаштуруш вә көп авазлиқ музикини қобул қилиш асаслиқ нишанлардин бири иди. у дәврниң әң даңлиқ музикантлиридин бири болған җәмал рәшит рәй әпәндиниң «12 анадолу нахшиси»намлиқ әсири тунҗи қетим 1928-йили 16-йанварда иҗра қилинди.
  • 1952-йили 16-йанварда османли әдәбийатиниң мәшһур намайәндилиридин болған рәҗайзадә мәһмут әкрәмниң оғли журналист вә йазғучи әрҗүмәт әкрәм талуға, фирансийә тәрипидин шәрәп медали берилди. йазғучи әкрәм талу бу мукапатқа түркийә- фирансийә мәдәнийәт мунасивәтлиригә қошқан төһписи сәвәблик лайиқ көрүлди.
  • узун мәзгил давамлашқан қалаймиқанчилиқлардин кейин инқилаб мәйданға кәлгән иранда, шаһ муһәммәд риза пәһливи 1979-йили 16-йанварда иранни ташлап қечишқа мәҗбур болди. падишаһлиққа хатимә берилип һумәйни башчилиқида җумһурийәт елан қилинған иранда өлүмгә һөкүм қилинған шаһ ризаһ пәһливи,  мисирда 1980-йили өлди.

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! йуқирида тарихтики бүгүн намлиқ пирограммимизни аңлидиңлар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر