инсанни йахшилиқ йашнитиду

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/ 49 - 2018

1102708
инсанни йахшилиқ йашнитиду

 

аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду:

«йахшилиқ вә тәқвадарлиқ (аллаһниң әмригә хилаплиқ қилиштин қечиш) арқилиқ йардәмлишиңлар! лекин гунаһ вә дүшмәнликтә йардәмләшмәңла, аллаһқа қарши чиқиштин сақлиниңлар, чүнки аллаһниң азаби интайин қаттиқтур»[1] ()

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис - шәриптә йәнә мундақ дәйду:

«қилған йахшилиқи өзини сөйүндүридиған вә қилған йаман ишлириму өзини азабландуридиған киши һәқиқий мөминдур»[2]

әзиз қериндашлар!

ислам мәдәнийитидә йахшилиқ мәҗутлуқимизниң ғайиси һсаблиниду. чүнки аллаһ таала бизләрни йәр йүзидә йахши инсан болуш вә йахшилиқни һаким қилиш үчүн әвәткән.  йахшилиқ күндилик түрмизишимизда «хәйрлик» дәпму атилиду. «хәйрлик» дейилгән чағда һәр түрдики гүзәл, пайдилиқ иш вә мәрданә муамилә - мунасивәтләр көз алдимизға келиду. шуңа исанийәткә йахшилиқ вә йардәм қилишни мәқсәт қилған урганларму тилимизда «йахшилиқ органлири, хәйр - сахавәт җәмийити» дәп атилиду. инсанларға йахши тиләклиримизни билдүргәндиму «хәйрлик болсун» дегән сөзләрни ишлитимиз. сәпәргә атланған кишиләрниму «сәприңиз хәйрлик болсун» дәп узитимиз. бизгә йахшилиқ қилған инсанларғиму һайат вақтида хәйрлик дуаларни қилимиз, вапатидин кейинму хәйрилик ишлири билән әсләймиз. барлиқ йахшилиқ вә хәйрикләрниң аллаһниң илкидә икәнликини билгәнликимиз үчүн «йахшилиқ аллаһтин» дегән сөзләрни көп ишлитимиз. аилә җәмәтниң вә милләтниң мәнивий қиммәт қарашлириға игә чиққан балилиримизниму «хәйрлик әвлад болди» дәймиз, шуниңдәк башқиларниң йахшилиқини ойлайдиған вә тиләйдиған киши үчүн «хәйрихаһ» дегән тәбирләрни ишлитимиз. пәйғәмбәр әлйһисиламниму «хәйрул бәшәр, йәни инсанларниң әң хәйирлики» дәп тәрипләймиз.

әзиз қериндашлар!

улуғ динимизда пәқәтла йахши адәм болуш вә өзимизгә йахши болушимиз йетәрлик һесабланмайду. динимизниң пүтүн мусулманлардин тәләп қилдиғини, йахши қиммәт қарашларни йаритиш, йахши қиммәт қарашларға башламчилиқ вә рәһбәрлик қилиш шундақла йаманлиқларни йахшилиқ билән йоқутуштин ибарәттур. улуғ китабимиз қуран кәрим әнә шундақ қилинған тәқдирдә әң әзәлий джшмәнликләрниңму әң қойуқ достлуққа айландурғили болидиғанлиқидин хушхәвәрләрни бериду.  бундақ гүзәл муамилә қилишниң хәйрилик вә камаләткә йәткән кшиләрниң аламити икәнликини билдүриду[3].

пәйғәмбәр әләйһиссаламму «һәр бир йахшилиқ садиқәдур»[4] дейиш арқилиқ бу хилму хил йахшилиқниң инсанни қандақ савабқа игә қилидиғанлиқидин хәвәр бериду. у йәнә бир һәдисидә, «и аллаһим! мени йахшилиқ қилғанда сөйинип кетидиған, йаманлиқ қилғанда мәғпирәт тиләйдиған қуллириңдин қилғин»[5] дәп дуа қилғанлиқи, маһийәттә һәммимизни йахшилиқ сипиниң авангартлириға айландүрүшни арзу қилиғанлиқиниң ипадисидур.

әзиз қериндашлар!

бизләр йахшилиқни пүтүн дунйаға өгәткән, йахшилиқ билән қәлбләрни фәтһи қилған бир мәдәнийәтниң из басарлиримиз. бу мәдәнийәт «инсанни йашнатқин ки, дөләт йашнисун» дегән аңни дунйаға байрақ қилип тиклигән иди. бу мәдәнийәт йетип барғанлики һәр қандақ йәргә мәсҗид, мәдрисә, җамә, вәқип, базар, һаммам, мусапирхана, йетимхана, шипахана мәктәп, дарул улум, булақ, чәшмә, мунарә, көврүк вә карвансарайларни бина қилип зиннәт қошқан иди.  бу мәдәнийәтниң әзалири йахшилиқта башламчи, йахшларниң һәмраһи болушни өзигә шәрәп билиду. бизниң мәдәнийитимиз, инсанларниң ғурури вә абиройиға дәхли йәткүзмәстин йардәм қилиш мәқситидә иһтийаҗлиқ кишләргә «сәдиқә теши» ни ойлап тепиштәк әстайидиллиқни көрсәткән иди. бизниң мәдәнийитимиз соғуқ қиш күнлиридә қушларниң тоңлап қалмаслиқи үчүн ува йасап беридиған вә қуш асраш өйлирини йасайдиған дәриҗидә рәһим - шәпқәтлик мәдәнийәт иди. 

бирақ миң әпсуски, бүгүнки күндә йахшилиқниң раваҗ тепишиға асас болған районлар шундақла һәр түрлүк йахшилиқларни бәрпа қилған улуғ шәһәрләрни қан вә оқ - дуриларниң пуриқи қаплап турмақта. рәзилликләр күнсири дунйаниң төт әтрапини қоршимақта.  бу әһвалларға қарита ислам дунйаси әмдиликитә йәнә бир қетим йахшилиқ чақириқини йеңилиши лазим. пүтүн дәврләргә шаһит болған вә «мана мән мусулман» дегән һәрқандақ киши йахшилиқниң қайтидин бу районларға вә пүтүн дунйаға һаким қилиниши үчүн сәпәрвәр болуши лазим. һәр бир мөмин өзиниң әң йеқин әтрапидин башлаш усули бойичә, барлиқ ишларда хәйрликкә ачқуч, йаманлиққа қулуп болуш вәзиписини өзигә пиринсип қилиши лазим.

һөрмәтлик қериндашлар!

һазирқи күндә йахшилиқ дегән уқум икки чоң хәвпкә дуч күлмәктә. бу хәвпләрдин биринчиси йахшилиқни кишиниң өз мәнпәәти вә шәхсий ғәризи үчүнла қилишидинла ибарәттур. иккинчиси болса, аллаһ ризаси үчүн халис қилиниши керәклик хәйрилик вә йахшилиқпәрвәликниң орнини көпинчә рийакарлиқ вә мәнмәнчиликниң игиләп кетишидур. бундақ сәлибий әһвалларға нисбәтән қилиниши керәклик иш, йаритилиш вә мәвҗутлиқимизниң ғайисигә диққәтни мәркәзләштүрүп, инсанниң қиммити вә ғурурини йуқири көртүрүштин ибарәттур.  шуни унутмаслиқ керәкки, исламниң йахшилиқ, сөйгү, тинчлиқ, мәрһәмәт вә адаләт еңини қайтидин пүтүн йүрәкләргә сиңдүришимиз лазим. бу мусулман болуш сүпитимиз билән һәммимизниң баш тартип болалмас мәҗбурийитимиздур.

хутбимизни пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йахшилиқни мәвҗут болушниң сәвәби сүпитидә чүшәндүргән төвәндики дуаси билән ахирлаштурмақчимиз.

«и аллаһим! йашашни маңа нисбәтән һәр түрлүк йахшилиқни күпәйтишниң вәсилиси қилип бәргин! өлүмниму маңа нисбәтән һәр түрлүк йаманлиқтин қутулушниң вәсилиси қилип бәргин»[6] амин!!!

 

 


[1]  - сүрә маидә 2 – айәт

[2]  - тирмизи, фитән

[3]  - сүрә фуссиләтниң 34 – вә 35 – айәтлиригә қаралсун

[4]  - муслим, закат баби

[5]  - ибни маҗә, әдәб баби

[6]  - муслим, зикир баби



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر