йәрлик шәрқшунаслар (авазлиқ)

дунйа көзники (47)

1092438
йәрлик шәрқшунаслар (авазлиқ)

дунйа көзники (47)

«йәрлик шәрқшунаслар»

(пирофессор доктор қудрәт булбул)

түркийә авази радийоси: «дунйаға нәзәр» йәни, «дунйа көзники» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида әнқәрә йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети башлиқи пирофессор доктор қудрәт булбулниң «йәрлик шәрқшунаслар» темилиқ анализинидиққитиңларға сунимиз:

шәрқ хәлқлириниң бир җәһәттин емпирийализм билән четишлиқ, йәнә бир җәһәттин сирттин емпорт қилинғандәк көрүнидиған сийасий, иҗтимаий, мәдәний, диний, итник, инсаншунаслиқ қарашлири үстидә ғәрб тәтқиқатчилири тәрипидин елип берилған тәтқиқатлар орйантализм (йәни шәрқшунаслиқ) дәп атилиду. бу термин шәрқ хәлқлиригә сирттин вә үстидин қарайдиған, уларни паал бир асаслиқ амил сүпитидә әмәс, һасил қилишқа болидиған әшйа сүпитидә көридиған характери нуқтисидин сәлибий бир мәниниму өз ичигә алиду.

шәршунаслиқ тәтқиқатлири бүгүнки дунйада мәнисини йоқутуп қойғини йоқ. әмма асасән дегүдәк шәкил өзгәрткән әһвалда турмақта. әмдиликтә уларниң бурунқиға охшаш шәрққә бивастә берип тәтқиқат қилишқа еһтийаҗи йоқ. чүнки шәрқ дөләтлиридики тәтқиқатчилар бу хил тәтқиқат хизмәтлирини йаки керәклик мәлуматларни ғәрб дөләтлиригә өзлири йүгүрүп берип сунушни йахтуридиған әһвалға келип қалғили узун болди.

 

200 йиллиқ азаблиқ һекайимиз

 

ғәрб мәдәнийитигә қарши йетәрлик дәриҗидә бәрдашлиқ берәлмигән түркийә вә йапонийәгә охшаш дөләтләр тәхминән 200 йилдин буйан тәтқиқатчи, мутәхәссис, оқуғучи, академиклар вә мәмурларни ғәрбкә йоллимақта. бүгүнки күндә африқа, балқанлар, оттура шәрқ, йирақ шәрқ, латин америка қатарлиқ райондики нурғун дөләтләр һәмдә хитай вә һиндистанму шундақ қилмақта. бу дөләтләр һәтта пәқәт университетлардинла әмәс, барлиқ министирлиқилиридин вә дөләт органлиридинму хадимларни маарип, күлтүр, илим пән, мәлумат вә екискурсийә мәқситидә ғәрб дөләтлиригә әвәтмәктә. бу дөләтләр чәклик имканлириға қаримай, нурғунлиған мәҗбурий, еғир бәдәлләрни төләп, «ғәрбниң тәҗрибисини, илим пән, техникисини көрсүн, керәклик болғанлирини өз дөләтлиригә йөткәп кәлсун» дегән арзу билән тохтимай тиришчанлиқларни көрсәтмәктә.

 

әҗиба мәқсәтлиригә йетәләватамду?

 

200 йилдин буйан ғәрбкә тәрбийәләш үчүн адәм йоллаш давамлишиватқанлиқиға қарайдиған болсақ, ундақ болмиғанлиқини көримиз. бизниң бир устазимиз: «йапонийәликләр университет дәвридә ғәрбниң техникисини елип дөләтлиригә қайтти. бирақ бизниң йоллиғанлиримиз шаир болуп қайтишти» дәйтти. демисиму ғәрбкә бериш вә ғәрбтә йуқулуп кетишниң 200 йиллиқ һекайисини устаз сазаий каракөч йәттә пәрзәнтлик бир дада арқилиқ «мәсәл» намлиқ шиерида толиму образлиқ тәсвирләп бәргән иди. 

 

ғәрбкә берип өз дөлитини булаш

 

нурғунлиған дөләтләр «ғәрбтики илим, пән, тәҗрибиләрни, иш қилиш усуллирини игиләп дөлитигә қайтсун вә өз дөлитиниң тәрәққийатиға һәссә қошсун» дегән үмид билән ғәрбкә әвәткән оқуғучилар, академиклар, мутәхәссисләр вә дөләт хадимлири асасән дегүдәк өз дөләтлиригә күтүлгинидәк бир шәкилдә қайтмиғанлиқидин ибарәт аччиқ бир һәқиқәт бар. әвәтилгән дөләтләрниң университетлири вә дөләт органлири үстидә шундақла йоллиған инсанларниң хизмәт шараитлири үстидә қисқиғинә тәтқиқат елип баридиған болса, бу әмәлийәт ениқла оттуриға чиқиду. нурғунлиған дөләтләрдин ғәрб дөләтлиригә барған оқуғчилар, мутәхәссисләр вә дөләт хадимлири, болупму иҗтимаий пәндә өзлири барған дөләтләргә даир мәсилиләрни әмәс, асасән дегүдәк өз дөләтлиригә алақидар мәсилиләрни тәтқиқ қилишиду. мән қандақла чағда академик хизмәт үчүн ғәрб дөләтлиригә барғанлар йаки чәт әлләрдин түркийәгә қайтип кәлгәнләр билән көрүшсәм бу азаблиқ әһвални учратмай қалмаймән.

 

өз дөлитигә нисбәтән, ғәрб мутәхәссиси әмәс, ғәрбкә нисбәтән түркийә мутәхәссиси болуш

 

ғәрб сиртики дөләтләрдин тәлим тәрбийә үчүн ғәрбкә барғанлар охшаш болмиған сәвәбләр түпәйлидин асасән дегүдәк өз дөләтлиригә алақидар мәсилләрни тәтқиқ қилиши, әслидики нишандин техиму башқичә, бәзидә дәл әксичә нәтиҗиләрни кәлтүрүп чиқармақта. бундақ әһвалда бу дөләтләр өзиниң иқтисадиға тайинип, өз тәҗриблирини ғәрбкә йәткүзгән болиду. барғанларму ғәрбкә даир темиларни тәтқиқ қилип әмәс, бәлки өз дөләтлиригә даир темиларни тәтқиқ қилип қайтқанлирида, еһтийаҗлиқ бошлуқларни толдуралиған болмайду. әксичә өз дөләтлиригә даир темиларни тәтқиқ қилишқанлиқлири үчүн өз дөләтлиригә даир ғәрб еһтийаҗлиқ темиларда мутәхәсисис болуп қайтқан болиду.

түркийәдин мисал алидиған болсақ؛ 200 йилдин буйан адәм әвәтиватқан болсақму түркийәдә, америка, германийә, фирансийәгә охшаш әң көп адәм йоллиған дөләтләргә даир мутәхәссисләрниң сани интайин чәклик. буниң әксичә түркийәниң иқтисадий йаридими билән ғәрб дөләтлиридә оқуп түркийә мутәхәссиси болған кишиләрниң сани интайин көп. ғәрб дөләтлиригә алақидар бирәр саһәдә мутәхәссис болуш шунчә қейин бирақ түркийәгә мунасивәтлик темиларда бу мутәхәссисләрниң ғәрб радийолири, телевизийә вә гезит журналлирида көпләп сәһнигә чиқип туриватқанлиқини көп учритимиз.

ғәрб дунйаси сиртики хәлқләрдин ғәрб дөләтлиригә барғанлар өз дөләтлиридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири, етник мәсилиләр, азсанлиқлар мәслиси, истиратегийәлик мәсилиләр вә диний һәрикәтләр қатарлиқ саһәләрдә тәтқиқат хизмәтлири елип барғинида, ғәрбликләрниң йоли қисқарған болиду. ғәрбликләрниң йеңи шәрқшунашлиқ хизмәтлирини елип беришиға еһтийаҗ қалмиған болиду. чүнки ғәрблик бир тәтқиқатчиниң тил өгинип, хәлқләр арисидики охшимаслиқларни чүшүнип йетиши вә ғәрб сиртидики хәлқ арисида бирәр мәсилини анализ қилалиши үчүн узун вақит вә техиму көп чеқим тәләп қилиду. бирақ ғәрбниң нуқтинәзиригә игә болған вә өз дөлитиниң иқтисадий йардәмлири билән ғәрбкә кәлгән һәмдә ғәрб нәзирийә усуллири пәнҗириисдин өз дөлитигә нәзәр салидиған бир мутәхәссис арқилиқ бирәр темини тәтқиқ қилиш чеқим җәһәттин техиму пайдилиқ болған болиду. өз дөлитиниң иқтисадий йардәмлири билән ғәрбкә барған кишиләрни ғәрбниң өзигә еһтийаҗлиқ саһәләрдә ғәрб үчүн бирәр мутәхәссискә айландуривилиши толиму инчигә ақиланә бир һәрикәттур. бир қараштила билип йәткили болидиған адәттики хизмәт әмәс, бәлки толиму мәккарларчә сәнәттур, әлвәттә.

ундақта мәсилә пәқәт улар барған дөләттиму?

ғәрб үчүн қилған хизмәтлири арқилиқ өз дөлитиниң истиқбалини издәштәк азғун зийалиқлиқ вә өз - өзини шәрқшунаслаштуруш кәлтүрүп чиқарған нәтиҗиләр һәққидә келәр һәптилик пирогарммимизда айрим тохтилимиз. бирақ мәслиниң пәқәтла барған дөләтләрдә әмәсликини, бәлки толиму аз бир қисминиңла шу дөләтләрдә икәнликини һазирчә тәкитлигәч турайли!    

   һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! йуқирида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети башлиқи пирофессор доктор қудрәт булбулниң мәслигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сундуқ. келәр һәптә йәнә охшаш вақитта, йәнә башқа анализлирини диққитиңларға сунимиз. қайта көрүшкичә аман болғайсиләр хәйир хош!!

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر