йапонийә баш вәзири абениң хитай зийарити

доктор әркин әкрәмниң темиға мунасивәтлик анализи

1079888
йапонийә баш вәзири абениң хитай зийарити

бу йил 26-өктәбир күни хитай дөләт рәиси шин җинпиң беҗиңда йапонийә баш вәзири шезо абе билән көрүшти. көрүшүштә, ши җинпиң хитай-йапонийә мунасивитиниң аллибурун нормал һаләткә келип болғанлиқини билдүргән болса, шезо абе икки дөләт оттурисида йеңи сәһипә ечилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

өтмүшкә селиштурғанда һәр икки дөләт мунасивәтлирини йахшилаштурушқа актип муамилә қилмақта. 7 йилдин буйан бир йапонийә баш вәзири тунҗи қетим хитайни зийарәт қилди, 1972-йили икки дөләт оттурисида рәсмий дипломатик мунасивәт орнтилғандин буйан, икки дөләт мунасивити давалғуш басқучиларни баштин кәчүрди. мәсилән, 2012-йили, 2013-йиллирида икки дөләт оттурисидики земин мәсилиси кәскинләшти.

америка-хитай оттурисида сода уруши боливатқан мушундақ бир һалқиқ мәзгилдә, дунйа бойичә иқтисади җәһәттин иккинчи чоң дөләт билән үчинчи чоң дөләтниң рәһбәрлириниң қизғин көрүшүши кишиниң һәқиқәтән диқитини қозғайду.

хитай баш министири ли кечийаң хитай билән йапонийә оттурисида пул-муамилә, сода вә дөләт бихәтәрлик саһәси болуп җәмий  52 түр бойичә келишим имзаланғанлиқини, бу түрләрниң омумий қиммитиниң 26 милйард доллар әтрапида икәнликини билдүрди.

билдүрүлүшичә, хитай хәлқ банкиси билән йапонийә банкиси миллий пулларниң ишлитиш даирисини кеңәйтиш үчүнму тохтам түзгән.

йапонийә баш вәзириниң хитай зийаритиниң мәқсити немә? ши җинпиңниң хитай-йапонийә мунасивити әслигә кәлди,дегән сөзини қандақ чүшиниш мумкин?

сода уруши боливатқан мушундақ мәзгилдә американиң йирақ асийадики әң муһим иттипақдашлиридин бири болған йапонийә, хитай билән болған мунасивитини немә үчүн йахшилашқа әһмийәт бериду?

дунйа бойичә иқтисади җәһәттә икки чоң дөләт оттурисидики сода мунасивәтлиридә миллий пулларни ишлитиш тоғрисида келишим түзүлиши америка доллириниң нопузиға тәсир йәткүзмәмду?



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر