дөләт мудапиә санаити вә сүний һәмраһлар

«мудапиәдә миллий лайиһәләр» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, түрк хәвәр – иш уйушмиси маарип ишлири мудири тариқ сәзгинниң «дөләт мудапиә санаити вә сүний һәмраһлар» намлиқ мақалисини һузуруңларға сунимиз.

1045167
дөләт мудапиә санаити вә сүний һәмраһлар

дөләтләр мәмликәтлирини вә пуқралирини қоғдаш үчүн мудапиә санаитигә зор мәбләғ аҗритиду. дунйа күч тәңпуңлиқидин орун елиш үчүн мудапиә санаитигә зор мәбләғ салған дөләтләрдин бири әлвәттә түркийәдур. түркийә 2014-йили дунйа бойичә һәрбий саһәгә әң көп мәбләғ салған 15 дөләттин бири һесаблиниду. 2017-йили мудапиә чиқими үчүн 29 милйард түрк лираси чиқим қилинди. бу дөләтниң омумий чиқиминиң %4.6ни тәшкил қилиду. түркийәниң җуғрапийәлик орни алаһидә болғанлиқтин районниң начар вәзийитиниң тәсиригә учримақта. түркийә п к к , п й д – й п г , даеш, д һ к п –җ қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш қилмақта. түркийәниң бу террорлуқ тәшкилатлириға үнүмлүк зәрбә бериш үчүн мудапиә мәһсулатлири вә системилирини тәрәққий қилдуруши зөрүрдүр. йеқинқи мәзгилләрдә мудапиә санаитидә зор қәдәмләрни ташлап келиватқан түркийә бу саһәдә күндин-күнгә илгирилимәктә.  

мудапиә санаитидә 2004-йили йолға қойулушқа башлиған миллий вә йәрлик моделлар билән миллийлик нисбити %20дин һазир %65ға йәткүзүлди. бу миллийлик нисбити учқучисиз айропиланларға охшаш нурғун истиратегийәлик мәһсулатларда %90ға көтүрүлди. түркийә мудапиә санаити мәһсулатлири ишләпчиқиришта дунйа бойичә санақлиқла дөләтләрдин бири һесаблиниду. мәсилән, дунйада пәқәт үч дөләтла камиказә типлиқ учқучисиз айропиланларни (алпагу вә каргу)ишләпчиқиралайду. түркийә учқучисиз айропилан техникисида дунйада һәм айропилан мунбири вә системилири һәмдә әқиллиқ бомбиси билән қораллиқ учқучисиз айропилан лайиһләп ишләпчиқиралайдиған алдинқи 6 дөләт қатаридин орун алди. түркийә мудапиә санаитидә йалғуз өзиниңла еһтийаҗини қамдапла қалмастин дост вә иттипақдаш дөләтләргиму експорт қилиду. нөвәттә түркийә өзи ишләпчиқирған парахот, тикучар, һәрбий аптомобил, учқучисиз айропилан, һава мудапиә системилири, ракетамийот, һәрбий учур-алақә вә тизгинәклик система експорт  қилиду.

түркийә 2002-йилида 66 мудапиә лайиһәси вуҗудқа чиқарғаниди, буниңға җәмий 5 милйард 500 милйон доллар сәрп қилғаниди. нөвәттә мудапиә лайиһәлири тәхминән 11 һәссә ашти вә буниңға сәрп қилинған чиқим 60 милйард долларға йәтти. мәсилән, нөвәттә миллий пийадә милтиқи һәссиләп ишләпчиқирилимақта, миллий пийадә милтиқини түркийә армийәси, жандарма вә сақчи қисимлири билән йуқири дәриҗилик мәсулларниң муһапизәтчилири ишләтмәктә. 4 йил ичидә 46 йүрүш «байрактар т б-2»типлиқ қораллиқ учқучисиз айропиланлири терроризимға зәрбә бериш вә чеградин һалқиған һәрбий һәрикәтләр тәхминән 60000 қетим асманда пәрваз қилди.

 

йәрлик сүний һәмраһлар

түркийә сүний һәмраһлар вастиси арқилиқ аләм саһәсидә мәлум тәҗрибигә еришти. түрк инженерлири тәрипидин лайиһәләнгән түркийәдә ишләпчиқириған «рәсәт көзитиш сүний һәмраһи» 2011-йили, гөктүрк -2 типлиқ көзитиш сүний һәмраһи 2012-йили, гөктүрк-1 көзитиш сүний һәмраһи болса 2016-йили ташқи пилантқа қойуп берилгән болуп, улар вәзиписини оңушлуқ һалда иҗра қилмақта. бу сүний һәмраһларниң муһим алаһидиликлиридин бири түркийә армийәси вә сақчи қисимлириға ташқи пиланттин көрнүшләр әвәтип террорчиларға қарши елип берилған һәрбий һәркәтләрдә муһим рол ойнишидур. түркийә йәнә сүний һәмраһ пүтүнлишиш вә синақ мәркизи қуруп чиқти. 2020-йили орбитаға орунлаштурулидиған түркийәниң тунҗи йәрлик хәвәрлишиш сүний һәмраһи «түркистан -6а» бу йәрдә йасалмақта. «гөктүрк-1»сүний һәмраһи бурунла қойуп берилиши керәк иди. бирақ исраилийәниң фирансийә ширкитигә бесим қилиши түпәйли оңушсизлиққа учриди. «гөктүрк-1»сүний һәмраһи «гөктүрк-2»сүний һәмраһи ташқи пилантқа қойуп берилип 4 йил өткәндин кейин қойуп берилди. һечқандақ чәклимигә учримастин дунйаниң һәр қайси районлиридин һәрбий истихбарат мәқсити билән ениқилқ дәриҗиси йуқири көрүнүшләрни һәл қилалайдиған «гөктүрк-1»сүний һәмраһиниң камера системиси билән електр-оптик бөлүмлириниң бир қисмини исраилийә тәминләйтти. исраилийә түркийәниң бундақ техникиға игә болушини халимайдиғанлиқи үчүн фирансийә ширкитигә бесим қилип сүний һәмраһниң ташқи пилантиға қойуп берилишигә тосалғу болди. исраилийә «гөктүрк-1»сүний һәмраһиниң исраилийәдин айлинип өткәндә көрүнүш елишини халимиди. түркийә даирилири сираилийәдин көрүнүш алғанда чәклимә қоймаслиқни тәләп қилди. бирақ түркийәниң тәлипи рәт қилинди, түркийә болса дәрһал пул төләшни тохтатти. түркийә түрк инженерлири тәрипидин лайиһләп чиқилған «гөктүрк -2»сүний һәмраһини 2012-йили хитайдин қойуп бәрди, шуниң билән ширкәт кәйнигә даҗишқа мәҗбур болди.

санаәт вә технологийә министири мустафа вранк түркийә аләм қатниши агентлиқиниң бу йил ичидә қурулидиғанлиқини билдүрди. түркийә аләм қатниши агентлиқи түркийәдә елип бериливатқан аләм қатниши лайиһәлириниң иҗра қилинишини, бу лайиһәләрдә хизмәт қилидиғанларни йетиштүрүп чиқиш, түрк аләм учқучилирини йетиштүрүш хизмәтлири қатарлиқни елип бариду. санаәт вә технологийә министирлиқи 100 күнлүк иҗраат пиланида агентлиқниң бу йил ичидә қурулуп тәшкилатлиниш хизмәтлириниң тамамлинидиғанлиқи билдүрди. санаәт вә технологийә минситири варанк, түркийә аләм қатниши агентлиқиниң аләм қатниши технологийәлири саһәсидә елип берилидиған хизмәтләрни үстигә алидиғанлиқини билдүрди. аләм қатниши агентлиқиниң қурулуши бу саһәдә ташлинидиған зор қәдәм һесаблиниду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر