асманларниң, земинниң вә улардики пүтүн мәвҗудатниң падишаһлиқи аллаһқа мәнсуптур

асманларниң, земинниң вә улардики пүтүн мәвҗудатниң падишаһлиқи аллаһқа мәнсуптур, аллаһ һәр нәрсигә қадирдур.

1021402
асманларниң, земинниң вә улардики пүтүн мәвҗудатниң падишаһлиқи аллаһқа мәнсуптур

түркийә авази радийоси: маидә сүриси, 114 – 120 – айәтләр. мәрйәм оғли иса: «и пәрвәрдигаримиз аллаһ! бизгә үстидә тамақ бар дастихан чүшүргин, бу күн бизләргә вә биздин кейинкиләргә байрам болуп қалсун, у дастихан сәндин бизгә (қудритиңни вә пәйғәмбәрликимни көрситидиған) бир мөҗизә болуп қалсун. бизгә ризиқ бәргин, сән ризиқ бәргүчиләрниң йахшисисән» деди[114]. аллаһ (исаниң дуасини иҗабәт қилип): «уни мән силәргә чоқум (асмандин) чүшүримән, силәрдин кимки шуниңдин кейин капир болса, уни шундақ бир азаб билән азаблаймәнки, әһли җаһандин һеч кишини мундақ азаблимаймән» деди[115]. өз вақтида аллаһ ейтти: «и мәрйәм оғли иса! сән кишиләргә, аллаһни қойуп мән билән анамни икки илаһ қиливелиңлар, дедиңму?» иса ейтти: «(рәббим!) шәниңгә лайиқ әмәс нәрсиләрдин сени пак дәп етиқад қилимәнки, маңа ейтишқа тегишлик болмиған сөзләрни мән ейтмаймән, әгәр мән бу сөзни ейтқан болсам, уни сән чоқум билисән (йәни мениң ундақ демигәнликим саңа мәлумлуқ). сән мениң затимдикини билисән, мән сениң затиңдикини билмәймән, сән ғәйбләрни наһайити обдан билисән[116]. мән уларға пәқәт сән мени ейтишқа буйруған сөзни, йәни, мениң пәрвәрдигарим вә силәрниң пәрвәрдигариңлар болған аллаһқа ибадәт қилиңлар, дедим. мән уларниң арисида болған муддәттә, уларниң әмәллирини көзитип турған идим, мени қәбзи роһ қилғиниңдин кейин, уларниң әмәллирини сән көзитип турған идиң, сән һәммә нәрсидин хәвәрдарсән[117]. әгәр уларға азаб қилсаң, улар сениң бәндилириңдур (уларни халиғиниңчә тәсәрруп қилисән), (саңа һеч әһәди тәәрруз қилалмайду), әгәр уларға (йәни уларниң ичидики тәвбә қилғанларға) мәғпирәт қилсаң, сән (ишиңда) ғалиб, һекмәт билән иш қилғучидурсән»[118]. аллаһ ейтиду: «бу күн (йәни қийамәт күни) растчилларниң растчиллиқи өзигә пайда қилидиған күндур, улар астидин өстәңлар еқип туридиған җәннәтләрдә мәңгү қалиду, аллаһ улардин рази болиду, улар аллаһтин мәмнун болиду, бу зор бәхттур»[119]. асманларниң, земинниң вә улардики пүтүн мәвҗудатниң падишаһлиқи аллаһқа мәнсуптур, аллаһ һәр нәрсигә қадирдур[120]



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر