и мөминләр! өзүңларни гунаһтин сақлаңлар

и мөминләр! өзүңларни гунаһтин сақлаңлар, силәр қачанки тоғра йолда болсаңлар, башқиларниң адашқини силәргә зийан йәткүзәлмәйду.

1018561
и мөминләр! өзүңларни гунаһтин сақлаңлар

түркийә авази радийоси: маидә сүриси, 104 – 108 – айәтләр. уларға аллаһ назил қилған һөкүмгә, пәйғәмбәр байан қилған һөкүмгә әмәл қилиңлар дейилсә, улар: «ата ـ бовилиримизниң дини бизгә купайә» дәйду. уларниң ата ـ бовилири һеч нәрсә билмәйдиған вә һидайәт тапмиған турсиму (йәнила уларниң диниға әмәл қиламду?)[104]. и мөминләр! өзүңларни гунаһтин сақлаңлар, силәр қачанки тоғра йолда болсаңлар, башқиларниң адашқини силәргә зийан йәткүзәлмәйду. силәр һәммиңлар аллаһниң дәргаһиға қайтисиләр, аллаһ қилған әмәлиңларни силәргә ейтип бериду[105]. и мөминләр! араңлардин бирким өлидиған чеғида вәсийәт қилмақчи болса, униңға ичиңлардин икки адил киши гуваһ болсун, йаки (өз диниңлардикиләрдин гуваһ болидиған икки киши тепилмиса) ғәйрий диндикиләрдин икки киши гуваһ болсун, әгәр силәр сәпәрдә болуп, бешиңларға өлүм дәһшити кәлгәндә, силәр (бу икки гуваһниң растчиллиқидин) гуманлансаңлар, намаздин кейин уларни елип қелиңлар, улар: «биз пайдисиға қәсәм қилидиған кишиләрмиз, бизниң йеқинимиз болған тәқдирдиму қәсимимизни һеч нәрсигә сатмаймиз, худалиқ үчүн болған гуваһлиқни йошурмаймиз. әгәр уни йошурсақ, биз әлвәттә гунаһкарладин болимиз» дәп аллаһниң нами билән қәсәм қилсун[106]. әгәр у икки гуваһчиниң (йалған гуваһлиқ бәргәнлик йаки мирасқа хийанәт қилғанлиқ) гунаһи билинсә, уларниң орниға мирас елишқа әң һәқлиқ болған варислардин икки киши гуваһ болуп: «бизниң гуваһлиқимиз әлвәттә уларниң гуваһлиқидинму тоғридур, биз шәриәттин чиқип кәтмидуқ, болмиса биз чоқум залимлардин болимиз» дәп аллаһниң нами билән қәсәм қилсун[107]. бу (усул) гуваһчиларни әң тоғра гуваһлиқ қилидиған қилишқа, қилған қәсимини рәт қилиштин (йәни улардин кейин башқилар қәсәм қилиши билән өзлириниң рәсва болушидин) қорқидиған қилишқа әң йеқин (усул) дур. аллаһтин қорқуңлар, (аллаһниң әмрини) аңлаңлар. аллаһ пасиқ қәвмни һидайәт қилмайду[108].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر