әрәб бирләшмә хәлипиликиниң кеңәймичилик сийасити

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң оттура шәрқ районида йолға қойуватқан кеңәймичилик сийасити вә түркийә.

1009626
әрәб бирләшмә хәлипиликиниң кеңәймичилик сийасити

түркийә авази радийоси: йеқинқи йиллардин буйан җиддий кемәймичилик сийаситини йолға қойуватқан әрәб бирләшмә хәлипилики район характерлик күчкә айлинишни нишан қилмақта. йәнә бир тәрәптин, әрәб бирләшмә хәлипилики билән түркийә оттурисидики сүркилишму тохтавсиз давамлашмақта.  бу мунасивәт билән, биз бу һәптики пирограммимизда, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң районлуқ кеңәймичилик сийасити вә түркийә – әрәб бирләшмә хәлипилики мунасивәтлири һәққидә тохтилип өтимиз.

әрәб бирләшмә хәлипилики йеқинқи йиллардин буйан сүкүт ичидә вә пиланлиқ һалда кеңәймичилик сийаситини йолға қоймақта. әрәб бирләшмә хәлипиликиниң иасаслиқ нишани оттура шәрқ, шималий африқа вә шәрқий африқиниң йөнилишини бәлгиләйдиған районлуқ күчкә айлиништин ибарәт. шуңа, райондики һәр бир  күрәшкә биваситә йаки васитилик һалда дахил болмақта.

әрәб бирләшмә хәлипилики дунйа бойичә нефит записиға әң бай 6 – дөләт һесаблиниду. әрәб йерим арилиниң ғәрбигә җайлашқан әрәб бирләшмә хәлипилики шәрқтә умман билән, җәнубта сәуди әрәбистан билән, ғәрбитә иран деңизи билән чегридаш.

әрәб бирләшмә хәлипилики әбу зәби, дубәй, шариқә, фуҗәйрә, рәсул хәймә, уммул қәйвәйн вә әҗман қатарлиқ 7 әмирликниң бирлишиши билән 1971 – йили қурулған болуп, терротерийәсиниң вә нефит ишләпчиқиришиниң тәхминән % 90 ти әбу зәби әрмирликидә. иккинчи чоң әмирлики болса дубәйдур.

әрәб бирләшмә хәлипилики узундин буйан оттура шәрқ районида мудахилиләрниң, һәрбий – сийасий өзгиришләрниң, ички урушларниң баш актийоридур. йеқинқи йиллардин буйан пуллирини, енергийәсини, лобичилиқ күчини һәмишә оттура шәрқ районидики қутублишиш паалийәтлири үчүн сәрп қилди.

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң бу паалийәтлиридин мәқсәт иқтисад болуп, дунйа нефит запаслириниң % 10 тигә игә вә нефит експорт қилишта дунйа бойичә 7 – орунда туриду, шуңа, әрәб бирләшмә хәлипилики үчүн парис қолтуқидики енергийә мәнбәлирини сиртқа йөткәшкә бихәтәрлик наһайити муһим орунда туриду.

буниңдин башқа йәнә, оттура шәрқ содисида вә пул – муамилә саһәсидә дубәй муһим мәркәз һесаблиниду. җүмлидин, асийа – йавропа оттурисидики деңиз сода йоллири вә енергийә өтүш еғизлирини контирол қилиш әрәб бирләшмә хәлипиликигә нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә.

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң башқа нишанлири болса сийасий характерлик болуп, булардин бири әрәб дунйасиниң ички тоқунушлар сәвәбидин парчилинип кәткән қаһирә, дәмәшқ, бағдад қатарлиқ қәдимки мәдәнийәт мәркәзлири өз алаһидиликини йоқатқан бир мәзгилдә оттуриға чиққан бошлуқни толдуруш вә нопуз саһәси кеңәйгән түркийә вә иранға тақабил туруштин ибарәт. иккинчи сийасәт нишани болса, оттура шәрқ районидики өзгиришләргә барлиқ васитиләрдин пайдилинип тақабил туруш вә күчи йәткән тәқдирдә өзгириш басқучини кәйнигә сүрүш.

әрәб бирләшмә хәлипилики билән түркийә оттурисида узундин буйан сүркилиш йүз бериватқанлиқи һәммигә бәш қолдәк айан. әрәб бирләшмә хәлипилики мисирда һәрбий – сийасий өзгириш йүз бәргәнгә қәдәр  түркийә үчүн йахши сода шерик вә сийасий һәмраһ дәп қариливататти. бирақ мисирда һәрбий – сийасий өзгириш йүз бәргәндин кейин әһвал өзгиришкә башлиди.

2013 – йили мисирда һәрбий – сийасий өзгириш йүз бәргәндә؛ түркийә билән қатар, әрәб бирләшмә хәлипиликиниму өз ичигә алған сәуди әрәбистан лагери охшимиған күчләр билән һәмкарлиқ орнитиш йолини таллиди.

түркийә билән қатар дипломатик сайлам арқилиқ һакимийәт бешиға чиққан муһәммәд мурсини қоллиди, башқа лагер болса сисини маддий вә мәнивий җәһәттин қоллиди.

түркийә билән қатар мисирда сайлам арқилиқ вәзипигә олтурған һөкүмәтниң һәқ – һоқуқлирини мудапиә қилишқа тиришти. әрәб бирләшмә хәлипилики вә униң иттипақдашлири болса сисиға иқтисадий җәһәттин йардәм бәрди, чүнки сиси иқтисадий җәһәттин қоллашқа әң еһтийаҗлиқ иди. шуниң билән, әрәб бирләшмә хәлипилики ойлимиған йәрдин чиқип, сийасий паалийәтләр арқилиқ мисирниң сийасий һайатиға дахил болди. әрәб бирләшмә хәлипиликиниң бу паалийәтлирини сәуди әрәбистан билән парис қолтуқидики башқа дөләтләрму қоллиди.

әрәб бирләшмә хәлипилики түркийәни өзиниң районни шәкилләндүрүш тиришчанлиқлириға тосалғу дәп қарайду, шуңа, балқан районидин сомалиға қәдәр көплигән районларда түркийә билән риқабәт һалитидә турмақта, сомалида иқтисадий күчини түркийәгә охшаш сомалиниң гллиниши үчүн әмәс, әксичә түркийәгә қарши сийасий мунбәрләрни қуруш үчүн ишләтмәктә.

әрәб бирләшмә хәлипилики гәзи вәқәлиридин 15 – ийул һәрбий исйан урунушиғичә түркийәниң муқимлиқиға зийан йәткүзүшни нишан қилған гуруппиларни қоллиди. йеқин заманда хәлқара таратқуларда, түркийәдики 15 – ийул һәрбий исйан урунушиға әрәб бирләшмә хәлипиликиниң иқтисадий җәһәттин йардәм бәргәнликигә алақидар хәвәрләр тарқалди. бу мәсилә пат - пат түркийә таратқулирида күнтәртипкә кәлмәктә.

парис қолтуқини өз ичигә алған әрәб йерим арилидики дөләтләрниң алдида һәм шиә нопуси һәм йадро бихәтәрликигә мунасивәтлик бир иран мәсилиси бар.

қатар киризиси болса парис қолтуқи дөләтлириниң алдидики йәнә бир мәсилә һесаблиниду. қатар нөвәттә иран вә түркийә билән давамлиқ алақә ичидә турмақта. шуниң билән бир вақитта, қатар мисирдики мусулман қериндашлар тәшкилатини қоллимақта. буларниң һәммиси һәм сәуди әрәбистанни һәм әрәб бирләшмә хәлипиликини әндишигә салмақта, һәмдә қаттиқ тит – тит қилмақта.

әрәб бирләшмә хәлипилики бу һәқтә түркийә билән қатар бирликтә һәрикә тқиливатиду дәп қарайду. шуңа, түркийәниң әрәб бирләшмә хәлипиликигә мудахилә қилишқа тәййарлиниватиду, дәп гуман қилмақта.

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң түркийәгә қарши дүшмәнликини түркийәниң иран билән болған мунасивәтлири билән бирләштүргән асаста йахши анализ қилишқа тоғра келиду. чүнки әрәб бирләшмә хәлипилики һәм ирандин һәм иран билән сода мунасивәтлири орнитиватқанларға қарши өчмәнлик қилмақта. шуңа, әрәб бирләшмә хәлипиликидә «дүшминиңниң дости дүшминимдур» долқини қозғалмақта.

буниңдин башқа йәнә, қатарниң түркийәгә өз теерротерийәсидә һәрбий база қурушиға рухсәт қилишиму әрәб бирләшмә хәлипиликини қаттиқ сарасимигә салмақта. әрәб бирләшмә хәлипиликиниң бу позитсийәсиниң қачанғичә мушундақ давамлишидиғанлиқини вақит һәм өзгиришләр бәлгиләйду.

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң бундақ нормалсизлиқиға хатимә берилмәй туруп, оттура шәрқ районида тинчлиқ орнитиш қийин. чүнки сәуди әрәбистанни өз ичигә алған барлиқ актийорлар әрәб бирләшмә хәлипиликиниң бундақ нормалсизлиқиниң тәсиригә учримақта. шуңа, әрәб бирләшмә хәлипилики мәсилисини илмий вә мәсулийәтчан асаста һәл қилиш керәк.

әрәб бирләшмә хәлипилики оттура шәрқ районида хәлқләрниң еһтийаҗлири һәм заманниң зөрүррийәтлирини нәзәргә алидиған бир йәрлик сийасәтни йолға қойушниң орниға, сирттин қобул қилинған әқилләр вә васитиләр арқилиқ кона түзүмни әслигә кәлтүрүшкә урунуватиду. ундақта, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң мувәппәқийәт қазиниш имканийити барму? әсла йоқ. чүнки әрәб бирләшмә хәлипиликиниң сийасити вәйранчилиқнила елип келиду, халас. шуңа, бу сийасәт арқилиқ районни һәм тәрәққий қилдуруш мумкин әмәс һәм районда муқимлиқ орнитиш мумкин әмәс. чүнки, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң һәқиқий бир истиратегийәси йоқтур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر