пәрзәнтниң ата – аниси үстидики һәқлиридин бирси гүзәл исим (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/ 26 - 2018

1002357
пәрзәнтниң ата – аниси үстидики һәқлиридин бирси гүзәл исим (авазлиқ)

 

әзиз мумин қериндашлар! җүмә күниңлар мубарәк болсун!

пәйғәмбәр әләйһиссалам һайатниң һәр бир басқучида исламий қиммәт қарашларниң иҗра қилинишиға қаттиқ әһмийәт берәтти. чүнки у бизгә бәндичилик еңи, қаидә - йосун вә пәзиләт өгитиш үчүн әвәтилгән пәйғәмбәр иди. униң һайатниң һәр бир ләһзисини мәнилик өткүзүшкә қарита бу сәзгүрлики бир боваққа исим қойуштиму өзини намайан қилатти. икки арзулуқ нәврисигә гүзәл вә мәнилик қилип, һәсән вә һусәйин дегән исимни өзи қойған иди. исим қойидиған чағда алди билән уларни шәпқәт билән қучақлап бағриға басқан, андин оң қулуқиға әзан, сол қолуқиға тәкбир оқуған иди. хәйрилик вә бәрәкәтлик бир өмүр өткүзүши үчүн икки нәврисигә дуа қилған иди. (бухари, мунақибул әнсар баби, 45 -, әдәб баби, 109вә әдәбуа муфрәд баби 286һәдис) 

әзиз қериндашлар! пәйғәмбәр әләйһиссалам әзан вә тәкбир оқуш арқилиқ әслидә бувақниң қулақлириға йаритилиш ғайисини шивирлиған иди. уларға иман, исламни вә тәвһидни тәлиқин қилған иди. пүтүн өмри бойичә аллаһқа бәндә болуши керәкликини җикилигән иди. пәйғәмбәр әләйһиссалам қойған гүзәл мәнилик исим арқилиқ буваққа бир һайатлиқ йоли сизған иди. һайати бойичә хәйрилик ишларниң вә йахшилиқниң хадими болушини нәсиһәт қилған иди.

қуран кәримниң тили бойичиму пәрзәнтлиримиз көзлиримизниң нури вә қәлблиримизниң шатлиқидур. аллаһниң бизләргә ата қилған лутфи вә аманитидур. мәйли қиз йаки оғул болишидин қәтий нәзәр, дунйаға кәлгән һәр қандақ бовақ өзгичә қиммәтликтур. аллаһ уни йәр йүзиниң әң шәрәплик мәхлуқи, хәлиписи қилип йаратқан вә биз чоңларға аманәт қилған болуп, салиһ бир бәндә, йахши бир инсан болуши үчүн биз әмгәк сиңдуридиған бу пәрзәнтлиримиз өзигә йаришимлиқ шәкилдә қарши елишқа һәқлиқтур. бу қарши елишниң дәсләпки қәдимидин бирси дәл уларға гүзәл исим қойуштур.

әзиз қериндашлар! бовақ анисиниң қучиқида дунйа немәтлирини тетиғанға охшаш исми биләнму дунйадин башлап әбидийлик аләмгә қәдәр бир кимликкә еришкән болиду. пәйғәмбәр әләйһиссалам бу һәқтә мундақ дәйду:

«силәр қийамәт күнидә өз исимлириңлар вә дадаңларниң исимлири билән чақирилисиләр. ундақта пәрзәнтлириңларға гүзәл исимларни қойуңлар» (әбу давуд, әдәб баби 61 - һәдис)

бу һәдис шәрип бизләргә «инсан атилиши вә мәнисиму гүзәл исимларға лайиқтур. инсанниң бәдини, иззити вә шәрипи һөрмәткә игә болғанға охшаш кимликини ипадиләйдиған исмиму һөрмәткә сазавәр вә һәқлиқтур. инсанға бир өмүр бойи йахши көрүлмәйдиған исимләрни қойуш уйақта турсун, начар ләқәмләр билән бир қетим болсиму чақириш динимизда қәтий чәкләнгәндур» дегәнни тәлим бериду. чүнки аллаһ таала қуран кәримдә «бир - бириңларни начар ләқәмләр билән чақирмаңлар» (сүрә һуҗҗират 11 - айәт) дәп агаһландуриду.

әзиз мөһтирәм қериндашлар, исим бир инсанниң, бир мәдәнийәтниң вә бир күлтүрниң әкис етишидур. мәнбәси әң тоғра вә рушән ислам мәдәнийитимизниң исимға алаһидә етибар беридиғанлиқини һәммимиз билимиз. өтмүштин күнимизгичә миллитимиз әвладлириға биринчи болуп пәйғәмбәр әләйһиссаламниң исмини, андин тарихқа изларни қалдурған бүйүклиримизниң исмини қойушни иптихар вәсилиси билип кәлмәктә. әнәнимиздиму исим һәммидин илгири инсан болушниң қәдир - қиммитини, мәвҗутлуқиниң мәниси вә мәдәнийитини әскәртидиған муһим амил һесаблиниду. исим қойушта муһим болғини пәқәт қолаққа йахши аңлинидиған әмәс, бәлки шуниң билән биргә йәнә, игисини әхлақий камаләткә шундақла исил характергә игә қилидиған мәнилик амилдур. шуңа пәйғәмбәр әләйһиссалам ислам етиқадиға мас кәлмәйдиған, инсан шәрипигә йарашмайдиған, зорванлиқ вә нәпрәтни өз ичигә алған исимларни өзгәрткән иди. 

әзиз қериндашлар! пәрзәнтлиримизға мусулман икәнликлирини һәр даим әслитидиған, диний вә миллий байлиқлиримизға мас келидиған мәнилик исимларни қойайли! уларниң йемәк -  ичмикигә мәсул болғинимизға охшаш гүзәл исимға игә болишидиму җавабкарлиқимиз барлиқини әқлимиздин чиқармайли! етиқадимиз вә күлтүримизгә сиғмайдиған исимларниң әвладлиримизниң дунйа вә ахиритини вәйран қилидиғанлиқини унтумайли!

әвладлиримизға қойған исимлар уларға әдәп - әхлақ, аң вә ғайә беғишлайдиған шундақла бир компасқа охшаш пүтүн өмри бойичә йахшиилиққа, гүзәлликкә вә хәйирилик ишларға вәсилә болсун амин!!!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر