түгимәс дәрдимиз؛ қуддус (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/ 18 - 2018

974128
түгимәс дәрдимиз؛ қуддус (авазлиқ)

 

әзиз мумин қериндашлар! җүмә күниңлар мубарәк болсун!

аллаһ таала йуқириқи айәттә мундақ дәйду:

«(и пәйғәмбәр!) аллаһни залимларниң қилмишлиридин хәвәрсиз дәп ойлап қалмиғин, аллаһ уларни җазалашни қорқунуштин көзлири чәкчийип қалидиған күнгичә кечиктүриду»[1] 

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис шәриптә мундақ дәйду:

«зулумға учриғучиларниң бәддуасидин сақлиниңлар! чунки улар билән аллаһниң оттурисида һечқандақ пәрдә йоқтур» [2]

әзиз қериндашлар! қуддус инсанийәтниң әң қәдимий шәһәрлиридин бирси болуп, у мубарәк, муқәддәс һәрәмдур. чиқилишқа, һөрмәтсизлик қилишқа қәтий болмайду. униң хатирҗәмликини бузуш һарамдур. исламниң тунҗи қиблиси болған бу муқәддәс шәһәр тарихта нурғунлиған пәйғәмбәрләргә саһибханлиқ қилған иди. шуңа қудддусниң һәр бир таш тупрақлирида қанчилиған пәйғәмбәрләрниң улуғ изналири бар дәп қарилиду. 

дунйаниң әң қәдимий вә әң қиммәтлик мәсчитлиридин бирси болған мәсҗиди әқсаму улуғ һәрәм болуп, бу улуғ мәсҗид пәйғәмбәр әләйһиссаламға саһибханлиқ қилған вә мераҗқа узутуп қойған иди. 

әзиз қериндашлар! қуддус ислам тарихи бойичә иманий мәвқәниң, қәтий бир интилишниң, муһәббәт билән муқәддәскә бағлинишниң семволи болуп кәлди.  мәккә вә мәдинә мусулманларниң қанчилик чоңқур сөйгүси вә руһи болған болса, қуддусму шуниңға охшашла мусулманларниң томурилирида еқиватқан қан вә ислам үммитиниң бирликиниң ул тешиға айланди. қуддус һәргизму адәттикичә бир земин парчиси әмәс, қуддус вә мәсҗиди әқса бизгә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң аманитидур. қуддус пәқәтла пәләстин вә мәсҗиди әқса әтрапида йашайдиғанларниңла әмәс, бәлки пүтүн дунйа мусулманлириниң көз қарчиғучисидур. пүтүн инсанийәтниң ортақ байлиқидур. бүгүнки күндә қуддус мусулманларға вә пүтүн инсанийәткә нисбәтән бир виҗдан, һәқ һоқуқ вә әхлақ имтиһаниға айлинип қалған әһвалда турмақта.

әзиз қериндашлар! тарихтин бери «даруссалам» йәни тинчлиқ вә хатирҗәмликниң мәркизи дәп атилип кәлгән қуддусимиз, мана бүгүнки күндә вәһшийанә ишғалийәткә аситида турмақта. қуддус вә әтрапида йашайдиған кишиләр күнсири бесим вә зораванлиққа учримақта. инсанийәткә зит бәлгилимиләргә дүчар қилинмақта. мана мубарәк рамизанниң һарписида ғәззәдә қолида вә қәлбидә иман вә җасарәттин башқа һечнәрсиси болмиған онларчә бигунаһ инсан пүтүн дунйаниң көзлири алдида рәһимсизләрчә шеһит қилинди. пәйғәмбәрләр дийарида қорал авазлири тохтимастин, қан, көз йеши вә җапа - мушәққәт пүркүшни давамлаштурмақта. 

бу қуддус имтиһани алдида һәр биримизниң йәлкисидики вәзипимиз болса, бу вәһшиликкә қәтий рази болмаслиқ. дунйаниң мәйли қандақла йеридә, мәйли кимгә қилиниватқан болишидин қәтий нәзәр зулумға вә наһәқчилиққа баш әгмәсликтур. инсанларниң йашаш вә етиқад әргинликигә инсапсизларчә қол селиниватқан, вәһий арқилиқ мубарәк қилинған бир шәһәрдә әзанларниң садаси чәклиниватқан әһвалға сүкүт қилип турмаслиқтур. әзиз миллитимиз һәр даимқиға охшаш бүгүнму залимға қарши тик туруп, зулумға учриғучиларниң йенида урун елишни давамлаштуриду. бирақ тарих пәрвасизларчә қилинған бу һуҗумларни бир қара дағ сүпитидә хатрисигә йезип қалдуриду. инсанларниң хатирҗәмликигә вә тинчлиқиға қәст қилғучилар, һаман бир күни җазасини тартиду. 

әзиз қериндашлар! келиңлар ислам дунйасидики қериндашлиримиз вә бигунаһ инсанлар дуч кәлгән бу азаб, зулум вә наһәқчилиқлардин савақ алайли! үммәт еңи билән иманий қериндашлиқимизни мустәһкәмләйли! қейинчилиқларни бирликтә һәл қилишниң чарисини тапайли!  бирликимизгә иттипақлиқимизға қәст қилған, күчимизни аҗизлаштуридиған питнә пасатларға пурсәт бәрмәйли! вәтинимизни қан вә көз йеши дийариға айландуруп қойған залимларға қарши һәқ гәпни қилиштин чекинмәйли! мадди вә мәниви пүтүн барлиқимиз билән һәқ вә көйүм - шәпқәтниң йенида орун алайли! қуддусқа болған аң чүшәнчимизни чоңқурлаштуруп, иман вә адаләт туйғулиримизни һәр даим тирик тутайли!

әзиз қериндашлар! бу мубарәк рамизан ейида, бу мубарәк күн вә мубарәк җайда рәббимизгә қолимизни созуп муну дуани қилайли!

и аллаһим! ғәззәдә шеһит болған қериндашлиримизға рәһмәт қилғин! бу рәһмәт ейи болған рамизанда қәлблиримизни бирләштүргин! мәсҗиди әқса билән қәлб ришитимизни һәргиз үзүп қоймиғин, бир биримизгә болған ишәнчимиз вә сөйгү муһәббитимизни һәр даим терик тутқин!  

и аллаһим! бизгә бәсирәт, парасәт вә һекмәт ата қилғин! бизни көз йүмүп ачқидәк қисқиғинә вақитлиқ болсиму залимлар гуруһидин қилмиғин! бизни наһәқчилиққа, зулумға вә виҗдансизлиққа қарши сүкүт қилип туридиғанлардин әйлимигин! 

и аллаһим! мәсҗиди әқсани ишғал қилмақчи болғанларға пурсәт бәрмигин! мусулман қериндашлиримизниң дуч кәлгән қейин әһвалдин балдуррақ қутулишиға йаридәм қилғин! бизләрни қайтидин әзиз бир үммәткә айлинип, адаләтни бәрпа қилишқа нисип қилғин! дуалиримизни қобул қилғин, амин!!! 

 


[1] - сүрә ибраһим, 42айәт

[2] - бухари, закат баби, 63һәдис, муслим иман баби, 29һәдис



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر