сүрийәдә қәтлиам

тәтқиқатчи җан аҗунниң темиға мунасивәтлик анализи

950115
сүрийәдә қәтлиам

сүрийәниң пайтәхти дәмәшиқниң шәрқий ғутә райониға қарашлиқ дума райомида химийәви қораллар билән қәтлиам елип берилди, бу вәқә дунйа таратқулирида кәң орун алди. бу ечинишлиқ вәқәдә көпинчиси айал вә бала болуп нурғун адәм җенидин айрилди. тәкшүрүшләргә қариғанда, һуҗумда нирва гази ишлитилгән. сүрийәдә ички уруш партилған мәзгилләрниң дәсләпки күнлиридила әсәд һакимийити өктичи қораллиқ күчләрниң тизгини астидики шәрқий ғутәни һуҗум нишани қилип бекиткәниди. әсәд қисимлири йеқинқи мәзгилләрдә шәрқий ғутәни қаттиқ бомбардиман қилди, бомбардиманларда шәрқий ғутәдики нурғун дохтурхана, мәктәп вә җамә вәйран болди.

шәрқий ғутә җуғрапийәлик җәһәттин толиму муһим истиратегийәлик орунға игә район болуп, әсәд һакимийитигә нисбәтән бу районни өктичиләрдин тазилап қолға киргүзүш һайати әһмийәткә игә һесаблинатти. сүрийәдә ички уруш партилғанлиқиға 7 йил болған болуп, 7 йилдин буйан әсәд қисимлириниң қоршави астида туруватқан бу район, түркийә вә русийәниң тиришчанлиқи астида өткүзүлгән астана сөһбәтлири даирисида һасил қилинған тоқунушсиз район келишими даирисигә киргүзүлгән болсиму, лекин русийә, иран вә әсәд шәрқий ғутәдә террорчиларниң барлиқини илгири сүрүп бу районға изчил һуҗум қилип кәлди. қаттиқ бомбардиманлар нәтиҗисидә шәрқий ғутәдики йәрлик аһалиләр вә өктичиләр районни ташлап кетишкә, һәтта русийәгә тәслим болушқа рази болушуп сүрийәниң шималиға қарап көчүшкә мәҗбур болушти.

шәрқий ғутәдики бир қисим аһалиләр тарқақлаштурулғандин кейин, шәрқий ғутәдики дума райони җәйс әл ислам қораллиқ күчлириниң тизгинигә өткәниди. русийә җәйс әл ислам қораллиқ күчлири билән әсәд һакимийитини мурәссәләштүрүш үчүн ариға кирди. русийә билән һасил қилинған келишимниң роһий бойичә, җәйс әл ислам қораллиқ күчлири думада қелип аманлиқини қоғдаш вәзиписини үстигә елиши керәк иди. лекин әсәд һакимийити буни қобул қилмай турувалди, җәйс әл ислам қораллиқ күчлири болса думадин чекинишни қәтий рәт қилғачқа вәзийәт кәскинлишип кәтти вә думаға химийәви қораллар билән һуҗум қозғалди. нәтиҗидә нурғун адәм өлди, җәйс әл ислам қораллиқ күчлири болса думани ташлап сүрийәниң шималиға чекиншкә мәҗбур болди. җәйс әл ислам қораллиқ күчлири думадин чекинип чиқмаслиқниң бәдилини еғир төлиди, улар ахири думадин чекинип чиқишни қобул қилишқа мәҗбур болди. шундақ қилип әсәд һакимийити дәмәшиқниң йенидики дума райониниң тизгинини мәлум дәриҗидә қолға киргүзгән болди.  навада җәйс әл ислам қораллиқ күчлири вә дума хәлқи райондин чекинип чиқишни қобул қилмиған болса техиму еғир зийан көрүлгән болатти. буниңдин бурун җәйс әл ислам қораллиқ күчлири думаға түркүмләп қорал-йарағ йөткәп думаниң мудапиәсини күчәйткәниди, уларниң йәнә сүрийә өктичилири арисида хели нопузи бар иди. әсәд һакимийити һәрбий җәһәттин күчлүк болған җәйс әл ислам қораллиқ күчлирини асан бир тәрәп қилалмайдиғанлиқини обдан биләтти. чүнки әсәд һакимийити бурунму дараййа шәһирини қолға киргүзүш үчүн еғир бәдәлләрни төләшкә мәҗбур болғаниди. бу қетим әсәд һакимийити думани қуруқлуқтин қолға киргүзүш вә җәйс әл ислам қораллиқ күчлирини бир тәрәп қилишниң тәсликини обдан билгәчкә, думаға чиқими аз кетидиған химийәви қораллар билән һуҗум қозғиди вә мәлум дәриҗидә мәқситигә йәтти. урушта химийәви қорал ишлитиш инсаний қиммәт өлчәмлиригә зит иди, лекин әсәд һакмийити ғәризигә йетиш үчүн думаға химийәви қораллар билән һуҗум қозғаштин йалтаймиди.  

әсәд һакимийитиниң химийәви қораллар ишлитиши хәлқарада күчлүк наразилиқ пәйда қилсиму, лекин әсәд аз чиқим билән  думани қолға киргүзүп нәтиҗигә еришти.  сүрийәдә ички уруш партилғандин буйан 215 қетим химийәви қорал ишләткән әсәд һакимийитиниң хәлқара җәмийәтниң бу ишқа тутқан соғуқ, бипәрва позитсийәсини көрүп техиму ғалҗирлашқанлиқи илгири сүрүлмәктә. шундақа дипломатийә җәһәттә б д т хәвпсизлик кеңишидә русийәниң қоллишиға еришкән сүрийә һакимийити һәрбий җәһәттинму русийә тәрипидин қоғдиливатқанлиқиға ишинип бу вәһшийанә қилмишни садир қилған болушиму мумкин. инсаний қиммәт өлчәмлири, әхлақ пиринсиплириға зит ишлар садир боливатқан вә хәлқара җәмийәтниң зулумға, бесмға сүкүт қилип туруватқан бу мәзгилләрдә, әсәдниң думани қолға киргүзүш үчүн икиләнмәй химийәви қоралларни ишләткәнликигә шаһит болуп туруптуқ.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر