дунйаниң көз алдида шәрқий ғутә қәтлиами

җан аҗунниң темиға мунасивәтлик анализи

920863
дунйаниң көз алдида шәрқий ғутә қәтлиами

сүрийә пайтәхтиниң шәрқигә җайлашқан вә җобарға охшаш шәһәр мәркизигә тәвә мәһәллиләрни өз ичигә алған шәрқий ғутә райони 2013-йилдин буйан әсәд һакимийити билән әсәдни қоллайдиған қораллиқ унсурларниң қоршави астида турмақта. шәрқий ғутә райони йеқинқи мәзгилләрдә әсәд вә русийә айропиланлириниң бомбардиман нишаниға айлинип қалди. 3 күн ичидила бу районда 250дин артуқ  амма өлди, буниңға қарита б д т хәвпсизлик кеңиши дәрһал йиғин чақирип шәрқий ғутәдә уруш тохтитиш мәсилсиидә бирдәклик һасил қилди, лекин б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарари билән қандақтур бу районда уруш тохтимиди, бәлки бу район вә сүрийәниң башқа җайлиридики қәтлиамларниң давамлишишидин бишарәт бәрди. әсәд вә русийә айропиланлири шәрқий ғутәдики сәһийә орунлири вә навайханиға охшаш хәлқниң зөрүр еһтийаҗлирини қамдайдиған җайларни һуҗум нишани қилмақта, бу әһвал районниң қанчилик еғир тирагедийә ичидә икәнликини көрситип бериду.

астана сөһбәтлири даирисидә идлиб районида қисмән болсиму тоқунуш тохтиди. әслидә идлибниң һумус, ғутә вә дәра районлиридиму тоқунушмаслиқ елан қилиниши керәк иди, бирақ назарәт орунлири болмиғанлиқи үчүн бу районлар униңдин қуруқ қалди. идлибтә тоқунушлар бесиққандин кейин әсәд вә әсәдни қоллайдиған қораллиқ унсурлар шәрқий ғутәгә мәркәзләшти. шәрқий  ғутәгә қуруқлуқтин һуҗум қилиништин илгири русийә вә әсәд айропиланлири бу районни бомбардиман қилмақта, русийә билән әсәд шәрқий ғутәдә йаш-қери, чоң-кичик вә әр-айал айримастин хәлқни қәтл қилмақта, бу икки күч гойа бу районни пүтүнләй йоқ қиливетиш пилани бардәкла һәрикәт қилмақта. русийә билән әсәдниң шәрқий ғутәдә елип барған қәтлиамлириға қарита б д т хәвпсизлик кеңиши йиғин чақирди. шәрқий ғутәдә уруш тохтитиш мәсилисидә бирдәклик һасил қилинған болсиму, лекин русийәниң ветоси сәвәбидин әмәлий җәһәттин уруш тохтитиш ишқа ашмиди. даеш билән әл-қаидә террорлуқ тәшкилатлири уруш тохтитиш келишими даирисигә киргүзүлди, лекин ембарго қойидиған механизма бәрпа қилинмиди, бу әһвал б д т хәвпсизлик кеңишиниң шәрқий ғутә һәққидики қарарини инавәтсиз қилиду.

русийә рәсмий җәһәттә сүрийәдә пәқәт даеш вә әл-қаидә террорлуқ тәшкилатлириға қарши һәрбий һәрикәт қозғап кәлмәктә, лекин русийә сүрийәдики мөтидил өктичи күчләр билән амма-әскәрләр туруватқан районларни бомбардиман қилмақта. б д т хәвпсизлик кеңиши уруш тохтитишқа хилаплиқ қилғучиларни җазалаш механизмиси бәрпа қилмиди, шуңа халиған бу қарарға риайә қилиду, халимиған хилаплиқ қилиду. русийәниң шәрқий ғутәдики әхрәр уш шам вә җәйс әл ислам гуруһлириниң һайати тәһрир шам унсурлири билән бирликтә һәрикәт қилип кәлгәнликини вә бу күчләрниң уруш тохтитиш келишими даирисигә киргүзүлмәйдиғанлиқини елан қилиши б д д  хәвпсизлик кеңишиниң шәрқий ғутә қарариниң сүйистемалға толиму очуқ икәнликини чүшәндүрүп бериду. өз вақтида шәрқий ғутәдә җәйс әл ислам билән һайати тәһрир шам арисида қанлиқ тоқунушлар йүз бәргәниди, шундақла җәйс әл ислам һайати тәһрир шамниң нурғун адимини әсиргә еливалғаниди. русийә шәрқий ғутә тоғрулуқ байанат бериватқан әснада әхрәр уш шам унсурлири идлиб районида һайати тәһрир шам унсурлири билән тоқонушивататти.

шуниси ениқки, русийә вә әсәд һакимийәтлириниң шәрқий ғутә районида елип барған һуҗумлирини қәтлиам дәп аташ толиму мувапиқ. шәрқий ғутәниң нопуси толиму көп болуп, қоршав астидики вә бивастә һуҗум нишаниға елинған йүз миңларчә амма қәдәмму қәдәм өлтүрүлмәктә.

русийә б д т хәвпсизлик кеңишиниң қараридин кейин «йахши нийити»ни билдүрүп қойуш үчүн шәрқий ғутә районида һәр күни саәт 09:00дин 14:00кичә «инсаний уруш тохтитиш»елан қилди. лекин уруш тохтитиш елан  қилинған күнниң өзидила әсәд вә чомақчилири шәрқий ғутәгә һуҗум қилип нурғун кишиниң җениға замин болди. шәрқий ғутәдики аммиви мудапиә мәркизиниң билдүрүшичә, әсәд қисимлири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарари вә русийәниң 09:00дин 14:00кичә болған арилиқта уруш тохтитишни елан қилишиниң әксичә, шәрқий ғутәни бомбардиман қилған вә саәт 09:30да шәрқий ғутәдики туралғу җайлардин дума, бәйт сава вә мәрҗ районлириға топ оқлири атқан.

түркийә һамий дөләтләрдин бири болуш сүпити билән шәрқий ғутәдики тоқунушларни астана сөһбәтлири арқилиқ тохтитишқа тиришип кәлмәктә. астана сөһбәтлири арқилиқ русийә вә әсәдниң шәрқий ғутәдики һуҗумлирини тохтитиш б д т хәвпсизлик кеңиши арқилиқ тохтитишқа қариғанда тез вә асанрақ болиду. түркийә шәрқий ғутәдики йаридарларни давалаш вә бу районға йардәм буйумлири әвәтиш үчүн һәрикәткә өтти.

шәрқий ғутәдики ечинишлиқ тирагедийәләр әслидә сүрийәниң мурәккәп вәзийити, русийә вә әсәдниң әһвалидин бәкрәк, б д т ниң қурулмисида сақлиниватқан мәсилиләр сәвәблик түгимәйватиду.  б д т хәвпсизлик кеңишиниң әзалири дунйаниң тинчлиқиға һәссә қошушниң орниға өз мәнпәәтлириниң тәқәззаси бойичә һәрикәт қилмақта. бәлким һазир бәзи әндизиләр билән шәрқий ғутәдики қәтлиамлар нсибәтән болсиму бесиқиши мумкин йаки бу әндизиләр карға кәлмәсликиму мумкин, бирақ б д т ниң түзүлмиси өзгәрмигичә дунйа миқийасида шәрқий ғутәгә охшаш нурғун җайдики ечинилишқ тирагедийәләр түгимәйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر