фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән п к к/ к җ к террорлуқ тәшкилатлири оттурисидики һәмкарлиқ

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә п к к/ к җ к террорлуқ тәшкилатлириниң түркийә җумһурийити һөкүмитини ағдуруп ташлашқа урунуш һәрикити даирисидә, охшаш бирла мәқсәт үчүн елип барған ортақ паалийәтлири ашкара болди.

911430
фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән п к к/ к җ к террорлуқ тәшкилатлири оттурисидики һәмкарлиқ

 

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән п к к/ к җ к террорлуқ тәшкилатлири оттурисидики һәмкарлиқ

 

муқәддимә

 

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә п к к/ к җ к террорлуқ тәшкилатлириниң асаслиқ ғайилири ортақ болимисиму, бир - бири билән машлашқан оттура нишанлириниң бирдәк икәнлики мәлум. болупму  фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 17 – 25 – декабир түркийә һөкүмитини ағдурушқа урунуш һәрикити арқилиқ терррлуқ мәсилисини һәл қилиш чарә басқучини бузуп ташлиған 2015 – йили  22 – ийулдин тартип, сайлам билән һакимийәт бешиға кәлгән түркийә җумһурийити һөкүмитини қанунсиз йоллар билән ағдуруп ташлашқа урунуш һәрикити даирисидә п к к/ к җ к билән охшаш бирла мәқсәт үчүн елип барған ортақ паалийәтлири ашкара болди.

шуниң билән биргә йәнә, төвәндә билдүргинимизгә охшаш һәм 2016 – йили 15 – ийулдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин илгири, һәм шуниңдин кейин оттуриға чиққан һәр хил һөҗҗәт вә материйаллар, бу тәшкилатларниң мәқситиниң бирдәк булуштин башқа йәнә, иплас мәқсәтлирини ишқа ашуруш үчүн өзара һәмкарлиқ орнатқанлиқи һәқиқдики пакитларниму күчләндүрүп бәрмәктә.

 

15 – ийулдики һәрбий -сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин илгири орнитилған һәкарлиқларға даир пакитлар

 

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән п к к/ к җ к оттурисидики тунҗи музакирә 2009 – йили әрбилда өткүзүлгән абант мунбири вастиси билән елип берилған музакиридә ишқа ашти. бу музакиригә п к к/ к җ к намидин сәбри оқ, мустафа қарасу, тинчлиқ вә демократийә партийәси намидин әһмәт түрк, айшәл туғлуқ, алтан тан, тинчлиқ вә демократийә партийәси шималий ирақ вәкили җәмал җошқун, җамаәт (йәни фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати) намидин талип бүйүк, җәмал булут вә ирақта вәзипә өтәйдиған бир журналист қатнашти. аридин бир йерим ай өткәндин кейин қайтидин алақә орнитишти. 3 – қетимлиқ музакирә болса, йавропаниң терролуқ пайтәхти бирйусселдә өткүзүлди.

абдуллаһ оҗилан тәрипидин рәтләп чиқилған «имрали хатирилири» намлиқ китабта, хәлқләрниң демократийә партийәси тәң дәриҗилик рәиси салаһиттин дәмирташ, хәлқләрниң демократийә партийәси әнқәрә парламент әзаси сирри сүрәййа өндәр вә абдуллаһ оҗилан оттурисида өткүзүлгәнлики илгири сүрүлгән сөһбәттә, мунулар қәйт қилиниду:

сәлаһиттин дәмирташ: «алдинқи музакиригә йоллиған сөзлириңиз хата чүшүнилди. җамаәткә өчмәнлик қилиш вә қаршилиқ көрситиш дәп изаһланди. бу йәргә келиштин илгири сирри сүрәййа бәзи вәкиллири билән көрүшти. уларму буни ениқ чүшинәлмигәнликлирини вә иккилинип қилишқанлиқини ейтти»

сирри сүрәййа өндәр: «шундақ әкрәм думанли билән көрүштүм. буниң сәвәбини чүшинәлмигәнликини, баһоз әрдалниң җамаәткә қарита қаттиқ байанатлириму қошулуп еғир биарам болушқанлиқлирини, адаләт вә тәрәққийат партийәси билән келишип, шуларға йүзлиништәк бирәр нейити бар охшайду, дәп ойлашқанлиқилирини ейтти»

абдуллаһ оҗилан: «баһоз әрдал байанат елан қиптиму? диққәт қилиниши лазим. әслидә бу мәзгилдә һәммәйлән бир – биригә ишлитидиған тил вә услубиға қаттиқ диққәт қилиши лазим. җамаәт билән мунасивәтлик у ишқа кәлсәк, улар ейтқандәк әмәс. биз уларға оттура шәрқтә демократик иттипақлиқни тәклип бәрдуқ. шундақ әмәсму? ундақ дүшмәнликимиз болмайду. уларға ейтип қойуңлар, гуләнни әң йахши чүшинидиған адәм йәнила мән. һәтта өзиму <сулиһта хәйир бар> дегән иди. мәнму охшаш қарашта. уму тинчлиқни қоллайду. оттура шәрқтә демократийәлик келишишни ишқа ашуралаймиз»

 

шанлиурфа валийлиқи тәрипидин 2016 – йили 6 – априлда елан қилинған уқтуруш

 

истихбарат хизмәтлиримиз нәтиҗисидә баһоз (к) м. е. исимлиқ п к к/ к җ к әзаси <бизниң адәм> дәп тәриплигән вә әркин сүрийә армийәсидә йуқири дәриҗилик тәрбийә көргән милитан вә һарран университети җәмийәт шунаслиқ факултети 2 – синип оқуғучиси һ.ш. исимлиқ кишиниң мардин валайити қизилтәпә наһийәсидә террорлуқ тәшкилатиниң мәсул хадимиға бир компас тапшуридиғанлиқиға даир хәвәрни тапшуруп алдуқ. һ.ш. исимлиқ киши 2016 – йили 2 – априлда мардин йолида аптобустин назарәткә елинди. еғизида пүтүвелиш алдида турған компасму қолға чүшүрүлди. андин баһоз (к) м. е. исимлиқ киши һәққидә елип берилған тәкшүрүшләр нәтиҗисидә униң террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ичидә мәсул дәриҗилик милитан икәнлики, тәшкилат намидин елип берилидиған паалийәтләр вә туғдурулидиған вәқәләр һәққидики буйруқларни шундақла вәқәләргә даир доклатларни почта арқилиқ йәткүзгәнлики, һәтта адәм бомба вәқәси туғдуралиғудәк дәриҗидә тәшкилий күчи барлиқи мәлум болди.

 террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ичидә почтикәшлик паалийити билән шуғулланған һ.ш исимлиқ киши олтурған өйниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға тәвә «нур өйи» дәпму атилидиған өйләрниң бирси икәнлики ениқланди. өйдә елип берилған тәкшүрүшләрдә п к к/ к җ к террорлуқ тәшкилатиға тәвә һөҗҗәтләр вә п к к/ к җ к террорлуқ тәшкилатиға аит 5 китаб билән бирликтә фәтһуллаһ гүләнгә тәвә 77 китаб қолға чүшүрүлди.

һ.ш. билән биргә охшаш өйдә « H.S.-Ş.T.-S.D.-M.S.A.вә U.C. »  исимлиқ кишиләрниңму турғанлиқи байқилип, уларму назарәткә елинди. һ.ш. өз иқрарида, тәхминән 5 -6 ай илгири м. й. исимлиқ киши билән шиприлиқ исими уфуқ дейилидиған фәтһулаһчи террорлуқ тәшкилати әзасиниң уни мушу өйгә орунлаштурғанлиқини байан қилди. өйдә туридиған башқа кишиләрму һ.ш. ни өйгә кимниң елип кәлгәнликини билмәйдиғанлиқлирини, бу өйгә пат-пат <аби> дейилидиған кишиләр тәрипидин натанош инсанларниң орунлаштурулидиғанлиқини, кәлгән кишиләрниң мәлум мәзгилдин кейин өйдин кетип қалидиғанлиқини, һ.ш иисмлиқ кишиниңму шу шәкилдә кәлгәнликини вә уни илгири қәтий тонимайдиғанлиқилирини байан қилди.

террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ниң почтикиши һ.ш фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң бир қанчилиған <нур өйлири> мәсуллири тәрипидин шу өйгә орунлаштурулғанлиқи вә өйдә туридиғанларниң уни илгири көрүп бақмиғанлиқи етирапта уттуриға чиқти.  андин һ.ш билән бирликтә баһоз (к) м. е. исимлиқ террорчи, һ.ш. бәкир, һ.с, н.с, с. к, ш.т, с.й, м.с.а, у.җ, вә д.м исимлик кишиләр назарәткә елинди.

жуналист сабаһаттин өнкибарниң 15 – ийул һәрбий сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин бир ай илгири 2016 – йили 8 – ийунда айдинлиқ гезитиниң интернет бетидә елан қилған «фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға тәвә сақчилар билән террорлуқ тәшкилати п к к ниң һәмкарлиқи» мавзулуқ мақалисида мунулар қәйт қилинди:

1- фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға тәвә сақчилар п к к терролуқ тәшкилатини арқидин қоллапла қалмастин, өз нөвитидә йәнә, игиләнгән истихбарат мәлуматлирини йошуруп, қәтлиамларниң алди елинишиға тосалғу болди. арқиму - арқидин истанбул вә әнқәрәдә йүз бәргән қәтлиам характерлик һуҗумларни тосуп қалалмиғанлиқиниң буниңидин башқа ениқлимиси йоқ.

2 -  адаләт вә тәрққийат партийәсиниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәш методи хата болди. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға тәвә сақчи вә сотчилар арқилиқ вәзипигә бәлгиләнләр елип ташланмай туруп бу күрәшни давамлаштурғили болмайду. чүнки улар манқуртлишип болған, йәни фәтһуллаһниң қулиға айлинип болған. уларниң дәрһал хизмәттин һәйдилиши дөләтниң мәҗутлиқини сақлийалишиға нисбәтән муһим бир мәсилә.

3 – америка қатарлиқ барлиқ ғәрб дөләтлири таййип әрдоғанни ағдурушқа һөкүм қилип болди. буниңда утуққа еришәлмәй, демократик таллаш қалмиғанда һәрбий сийасий өзгириш қозғашни күнтәптикә елип кәлди. буниң мумкин болидиғанлиқини, шараит һазирланғанда миисрда болған ишниң түркийәдиму болидиғанлиқиға ишәнди. шуңа фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға тәвә әскәрләргә қаттиқ диққәт қилиш лазим.

 

бир түркүм байанатлар

 

террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ниң иҗраийә кеңиши әзаси дуран қалқан тәриипдин 2016 – йили 27 - майда тәшкилатиниң чаңгилидики «MED NUÇE» телевизийә қанилида елан қилған байанатидиму «таййип әрдоғанниң май ейида ағдурулидиғанлиқиға даир хәвәрәләрни алдуқ. шундақ бир үмид бар. бирақ кимниң, қандақ қилип, қандақ усул билән буни ишқа ашуридиғанлиқини билмәймиз» деди.

террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ниң иҗраийә кеңиши тәң дәриҗилик башлиқи җәмил байиқниң 2014 – йили 3 – февралда елан қилған байанатида, «америка җамаәт билән бирликтә иш қилмақта. җамаәт адаләт вә тәрәққийат партийәсигә чериклик вә парихорлуқ билән зәрбә беришкә урунди. бизму улар билән мунасивәт орнитишни халидуқ, бирақ җамаәт биз билән алақә орнатмиди» деди.

террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ниң иҗраийә кеңиши тәң дәриҗилик башлиқи җәмил байиқниң 2014 – йили 12 – декабирда  елан қилған байанатида йәнә, «биз җамаәт билән мунасивәт орнитишни халидуқ, улар халимиди. биз улар билән мунасвәт орнитип әслидә уларни меңиватқан йолидин узақлаштурушни нишан қилған идуқ. лекин җамаәт корд дүшмәнликини асас қилған миллийәтчилик йөнилишидә туруш йолини таллиди. шуңа җамаәт билән мунасивәт ишқа ашмиди» дегәнләр қәйт қилинған иди.

террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ниң иҗраийә кеңиши тәң дәриҗилик башлиқи җәмил байиқниң 2015 – йили 16 – мартта  елан қилған байанатида болса, «җамаәт бир қанчә ай илгири п к к билән мунасивәт орнитиш вә қандилгә келип сөһбәт өткүзүшни тәләп қилди. улар бизгә <әгәр биз кәлсәк, бу ахбаратчилиқтин қалиған бир иш болиду> деди. бирақ биз буни қобул қилмидуқ. җамаәтниң корд мәсилиси вә һәл қилиш чарисини, п к к ға болған қарашлири, позитсийәси вә сөзлирини өзгәртидиғанлиқиға қайил болғанда андин улар билән көрүшүп сөһбәт өткүзләйдиғанлиқимизни билдүрдуқ. болупму фәтһуллаһ гуләнниң байанат елан қилишини тәләп қилидуқ» дейилгән иди.

шанлиурфа җәйланпинарда 2015 – йили 15 – ийулда шеһит қилинған 2 сақчиниң җиназә муасимида шанлиурфа сақчи идарис башлиқи әйуп пинарбаши сөз қилип, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң сәқчи муритлирини қаттиқ әйиблиди вә: «бу тәшкилат сақчилар ичигә сеңип киривалған қуйруқчилирини ишқа силип, истихбарат паалийәтлиримизни аҗизлаштурушқа тиришти» деди. 

террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ниң рәһбәрлиридин зана азади тәрипидин 2016 – йили 26 – априлда тивиттер һесабида елан қилинған байанатта, «қәтһуллаһ гуләнни йахши көрмәйдиғанлиқимни һәммәйлән билиду. бирақ адаләт вә тарәққийат партийәси билән даеш фашизминиң ағдурулуши үчүн инқилабчи хәлқләрниң гулән билән орнатқан һәмкарлиқиниң әң тоғра қарар икәнликигә қайилмән» дегән сөзләр ишлитилди. 

мушта п к к террорчилири һәрбий аптомобилға һуҗум қилип 12 әскәр йаридар болған вәқәгә четишлиқи илгири сүрүлгәм өзҗан а. батманда қолға елинди. мушқа қайтуруп келингән террорчиниң телефонидин фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән мәхпий алақә орнитиш вастиси болған «ByLock» намлиқ әп чиққанлиқи билдүрүлди.

 

15 – ийул һәрбий сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейин һәмкарлиққа даир байқалған һөҗҗәтләр؛

 

террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ниң иҗраийә кеңиши тәң дәриҗилик башлиқи җәмил байиқниң 2016 – йили 23 - ийулда елан қилған байанатида, «50 йаки 60 миң, бәлки униңдин көпрәк киши назарәткә елиниши мумкин. буларниң йеқин – йоруқлири вә уруқ – тоғқанлиқириму һәрикәткә қатнашти. (аталмиш) демократчи күчләр билән кордлар бирлишип, әрдоған дектаторлуқиға қарши күрәш қилиду. бу күчләрниң сни аз әмәс, барғансири тәшкилий һалға кәлмәктә. шундақ болғанда катта өзгиришләр көрүлиши мумкин» деди.   

террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ниң иҗраийә кеңиши тәң дәриҗилик башлиқи җәмил байиқниң 2016 – йили 23 - ийулда елан қилған байанатида йәнә, һәрбий исйанни фәтһуллаһчилар қилмиғанлиқини, буниң пүтүнләй йалған икәнликини, фәтһуллаһчиларниң бундақ тәшкилатланмиғанлиқини, фәтһулаһчи террорлуқ тәшкилати әзалириниң йуқутулишиға қанунлуқ йол тепиш үчүн мушундақ дейиливатқанлиқини, һәрбий исйан бастурулған туруғлуқ, һазирму йәнә шундақ бир тәһдит бар, дәп йурушниң әслдә дәл мушуниң билән мунасивәтлик икәнликини, түркийәдә җиддий һаләтниңму мушуниңға асасән йолға қойулғанлиқини, һазир җиддий һаләттин һалқип кәткән еғир башқуруш йолға қойулуватқанлиқини ейтти. 

тәқвим гезитиниң 2016 – йили 1 – авғустта интернет бетидә елан қилған хәвридә, «америка <CNN> телевизийәси билән сөһбәт өткүзгән қанхор қатил фәтһуллаһ гуләнниң хийанәт ширики террорлуқ тәшкилати п к к ға сегнал беришни нәзәрдин сақит қилмиғанлиқи, фәтһуллаһ гулән <CNN> пирограммисида сөз қиливатқан чағда, униң йениға бир рәсим қойулғанлиқи, у дәл дийарбакир адвукатлар уйушмисиниң сабиқ башлиқи таһир әлчиниң өлүмидин кейин террорлуқ тәшкилати п к к ға нисбәтән бир семволлуқ әһмийәткә игә болған 4 путлуқ мунарниң рәсими икәнлики, у йәргә қойулишиниң мәнилик икәнлики билдүрүлди. 

йеңи шәпәқ гезитиниң 2018 – йили 12 – февралда интернет бетидә, елан қилған хәвиридә, «әнқәрә қизил ай мәйданида қанлиқ һуҗум қилип, 37 кишиниң һайатидин айрилишиға сәвәб болған вә қечип кәткән п к к террорчиси ваһит айчилниң ачиси вәһидә күткүт фәтһуллаһчи терролуқ тәшкилатиниң той ишлири вә җуп тепиш ишлириға мәсул <хан ачилири>дин бирси иди. «ByLock» намлиқ әптики йезишмилири билән ашкарилинип қалған бу гумандарниң фәтһуллаһчи терролуқ тәшкилатиға әза қизлар билән оғулларниң учришишини пиланлайдиғанлиқи оттуриға чиқти. вәһидә күткүт фәтһуллаһчи терролуқ тәшкилатиниң ғази университети қурулмиси ичидә орун алған болуп, «ByLock» намлиқ әпни давамлиқ ишлитәтти. у бу әпни түнҗи қетим 2014 – йили 11 - авғустта вә ахириқи қетим 2016 – йили 17 – февралда ишләткән иди» дейилди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати рәһбири фәтһуллаһ гуләнниң 2018 – йили 4 – февралдики <тирилиш, йүксилиш вә парағәтниң асаслири» темилиқ нутуқини әтраплиқ анализ қилғанда, «униң түркийәдики һөкүмәткә қарши гуруппиларға сегнал бәргән шәкилдә,    2019 – йилидики сайламлардин илгири һөкүмәткә қарши чоң хәлқ тупи һазирлашниң койида йуруватқан болуши мумкинлики, түркийәгә қарши хәлқаралиқ стиратегийә асасида, п к к / к җ к – фәтһуллаһчи терролуқ тәшкилати вә даеш террорлуқ тәшкилатлириниң 15 – ийул һәрбий сийасий өзгириш қозғаш тәййарлиқ басқучида орнатқан һәмкарлиқлири вә буни нәзәрдә тутқанда фәтһуллаһ гуләнниң мәзкур шоар өзгәртишини түркийәгә қарши қилинмақчи болған йеңи бир һуҗумниң аламити сүиптидә көрүшкә тамамән болидиғанлиқи оттуриға чиқиду» дәп муһизә қилинмақта.

  

беригән баһалар؛

 

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән п к к/ к җ к террорлуқ тәшкилатлири алдимиздики мәзгилләрдә ипласларчә ортақ нишанлирини ишқа ашуруш үчүн мәхпий һәмкарлиқини күчәйтиду, дәп қаралмақта. бу җәһәттә дөләтниң мәзкур мунасивәтләрни ашкарилап, буниңға қарита алдини елиш характерлик тәшвиқат вә тәдбирләрни йолға қойуши интайин муһим.

п к к/ к җ к террорлуқ тәшкилати иҗраийә кеңиши тәң дәриҗилик башлиқи җәмил байиқниң 2016 – йили 23 - ийулда елан қилған байанатини нәзәрдә тутқанда, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән болған четишлиқи, мәнсуплуқи вә һәмкарлиқи сәвәбидин вәзиписидин елип ташланған кишиләр билән уларниң аилириниңму террорлуқ паалийәтлиригә қатнишиш еһтимали барлиқини көрүвелишқа болиду.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати (BTÖ) п к к ниң байанатлириға диққәт қилинидиған болса, «фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати ичидә актип террорлуқ паалийәтлирини башқуруватқан гуруппидин сирт, п к к/ к җ к ниңму җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға болған өчмәнлики асасида, фәтһуллаһчилар билән техиму тәшкиллик һалда бирлишип, фиронт һазирлашни мәқсәт қиливатқанлиқи, буниң йәнә бир нуқтидин радикал солчи террорлуқ тәшкилатлирини өз қойниға елиш һәрикити икәнлики, хәлқләрниң бирләшмә инқилап һәрикити тәшкилатиға охшаш бирәр қурулма йаки истихбарат вә арқа сәп тәминат җәһәттин бир - бирини қоллаш қатарлиқ һәрикәтләрдә болалайдиғанлиқи ениқ» дәп баһа берилмәктә. 

җәмил байиқниң йәнә охшаш вақиттики байанатлирини бойлиған һалда, «тәшкилатниң <15 – ийул һәрбий иисйанни фәтһуллаһчи терролуқ тәшкилати қилмиған> дегәндәк тәшвиқатлар арқилиқ хәлқ арисида хата уқум йаритиш вә бу арқилиқ кәлгүсидә бирләшмә мунасивити орнитиш йолиға қарап маңғанлиқи оттуриға чиқиду» дәп қарашқа болиду.

шанлиурфада 2015 – йили април ейида сақчилар тәрипдин қолға чүшүрүлгән п к к/ к җ к терролуқ тәшкилатиға әза мәзкур кишиниң фәтһуллаһчи терролуқ тәшкилатиға тәвә өйдә йошурунғанлиқини нәзәрдә тутқанда, «п к к/ к җ к терролуқ тәшкилати билән фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати ортақ террорлуқ вәқәлири туғдуруш тәййарлиқ басқучлирини мәхпий тутушқа тиришмақта» дейишкә болиду. 

п к к/ к җ к террорлуқ тәшкилати иҗраийә кеңиши әзаси дуран қалқанниң 2016  – йили 27 - майда «MED NUÇE» телевизийәсигә бәргән байанатидиму, 2016 – йили май ейида таййип әрдоғанниң ағдурулидиғанлиқи һәққидә хәвәр алғанлиқи, шундақ бир үмидниң барлиқи, бирақ буни кимниң қандақ шәкилдә ишқа ашуридиғанлиқини билмәйдиғанлиқиға даир сазлириниң, 2016 – йили 15 – ийулда йүз бәргән һәрбий сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин илгири ейтилғанлиқини нәзәрдә тутқанда, бу байанат техиму диққәт қозғайду, дәп қарашқа болиду.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати (BTÖ) п к к ниң 2015 – йили авғуст ейида аталмиш «өз өзини идарә қилиш»ни елан қилишлири вә 2015 – йили декабир ейида террорлуқ паалийәтлирини вилайәт вә наһийә мәркәзлиригичә кеңәйтиш үчүн 2016 – йили май ейида тәң вақитта шәһәр, йезиларда террорлуқ вәқәси туғдуруш истиратегийәсини бәлигләп, чиққанлиқини болса, «дөләт ичи вә сиртидики қурулмилири билән болған мунасивәтлири сайисида истихбарат вә мәнпәәт топлашни нишан қилған» дейишкә болиду.

бирақ аманлиқни сақлаш күчлириниң пиланлиқ елип барған һәрикәтлири нәтиҗисидә, бу мәқситигә йетәлмигән террорлуқ тәшкилатлириниң қаттиқ үмитсизликкә патқанлиқи илгириму тилға елинған болуп, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң алдимиздики мәзгилдә зәрричә бир хаталиқ йүз бәргән әһвалда, <инқилабчи хәлқ уруши истиратегийәси> даирисидә қатнашқучиларниң санини ашуруп, қоралландуруш сүритини тезлаштуруш, истиратегийәлик әһмийити йуқири җайларға орунлишип, һуҗумға тәййарлиқ қилиш тиришчанлиқилирини даавмлаштуруш еһтамали йуқири» дейишкә болиду.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 15 – ийулдики һәрбий сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити билән күнтәртипниң тәбиий һалда фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати үстигә мәркәзлишиши билән п к к/ к җ к террорлуқ тәшкилатиниң қара деңиз, шәрқий вә шәрқий җәнубий анадолу районлиридики һуҗумлирини көпәйткәнлики мәлум. бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати (BTÖ) п к к мәзкур һәрикәт пилани билән қайтидин күнтәртипниң алдинқи пиланида орун елип, шәкилләндүргән тәһдитлирини вә мәвҗут тәләплирини җари қилдурушни мәқсәт қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر