дунйадики җәннитимиз, аилә (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири - 01

882661
дунйадики җәннитимиз, аилә (авазлиқ)

 

 

әзиз мумин қериндашлар! җүмә күниңлар мубарәк болсун!

аллаһ таала қуран кәримдә айәттә мундақ дәйду:

«аллаһниң аламәтлиридин бирси шуки, у силәргә уларниң йенида һозурлинишиңлар үчүн өз типиңлардин айалларни йаратти һәмдә араңларда муһәббәт  вә мәрһәмәт орнатти. шәк- шүбһисизки, пикир йүргүзидиған қәвм үчүн, буниңда нурғун аламәтләр бардур» (сүрә рум, 21 – айәт)

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис - шәриптә мундақ дәйду:

«той қилиш мәсилисигә йахши таллаш билән муамилә қилиңлар! қизлириңларниму тәңтүшлири билән өйләндүрүңлар!» (ибни маҗә, никаһ баби 46 – һәдис)

әзиз қериндашлар! бир күни йаш бир қиз пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йениға кәлди вә «йа рәсулуллаһ! мән халимисамму дадам мени укисиниң оғли билән өйләндүрмәкчи болуватиду» дегиничә шикайәт қилди. дунйаға рәһмәт қилип әвәтилгән аллаһниң әлчиси дәрһал қизниң дадисини чақиртти. чүнки вәқәни дадидинму аңлашни вә әгәр қизниң пикрини сормастинла өйләндүрмәкчи болған болса, қизниң таллаш һоқуқини күчкә игә қилишни халиған иди. буни көрүп өзини бихәтәр һес қилған қиз: «и аллаһниң рәсули! никаһ мәсилисидә айалларниңму сөз һәққи барму йаки йоқму? уқуп беқиш үчүн сизгә мураҗиәт қилған идим» деди. (нәсаий, никаһ баби, 36 – һәдис. ибни һәнбәл 6 – том 135 – һәдис)

 демәк, пәйғәмбәр әләйһиссалам мана бу позитсийәси арқилиқ һайатниң әң муһим қарари болған никаһ ишида айалларниң пикрини вә разилиқини елиш керәкликигә има қилған иди. чүнки пәйғәмбәр әләйһиссалам: «разилиқи болмай туруп қизларни өйләндүрмәңлар» дәп буйриған иди. (бухари, некаһ баби, 42 – һәдис)

бу вәқә айалларниң пәйғәмбәр әләйһиссаламниң нәзиридики орни, ғурури вә қиммитини көрситип беридиған санақсиз үлгиләрдин пәқәтла бирси һесаблиниду.

әзиз мөмин қериндашлар! улуғ динимиз ислам мустәһкәм той риштиси вә шатлиққа чүмгән аилә қурушқа зор әһмийәт бәргән болуп, пәйғәмбәр әләйһиссалам никаһни чоңқур мәнә вә улуғ бир руһқа игә қилған иди. чүнки динимизда никаһ әң еғир әһдинамидур вә вабали әң еғир келишимдур. никаһ؛ аллаһниң намини гуваһ қилған һалда, җүпләрниң бир өмүр бойи һайатлирини ортақлишиш үчүн бир – биригә бәргән вәдисидур. никаһ؛ әр вә айалниң қәлб разилиқи, әркин ирадиси билән бирликтә йәлкисигә алған әхлақий вә қануний мәсулийәттур.  

күлтүримиз вә әнәнимиздә аилә қуруш؛ қандақтур икки инсанни бир өйниң ичигә топлап қойуш әмәс. дәл әксичә җәмийәт вә милләтниң нәслисини қоғдаш үчүн селинған әң сағлам асастур. аилә қуруш؛ сөйгү, һөрмәт вә меһри – шәпқәт билән көйүнүшлирини вә сәзгүрлүк билән һайатлирини өзара ортақлишиштур. аилик болуш؛ дунйадики һәр түрлүк мушәққәтләргә бирликтә көкрәк кириш, шатлиқ вә қайғу - һәсрәтләрни шундақла байашатлиқ вә намратлиқниму бирликтә баштин кәчүрүштур. аилилик болуш؛ йахши күндә вә йаман күндә вападарлиқ вә пидакарлиқ билән бир – бирини толуқлаштур.

әзиз қериндашлар! бизләр аилимизниң дунйадики җәннитимиз болушини арзу қилимиз. өй тутқанда рәббимизгә «и аллаһим! бу келишимни бәрикәтлик вә мубарәк қилғин! бу бир җупни муһәббәт вә садақәт һеслири билән өзара йуғурғин! худди адәм атимиз билән һава анимизни, пәйғәмбәр әләйһиссалам билән һәзәрити хәдичә анимизни вә һәзрәти әли билән һәзрәти фатимә рәзийаллаһу әнһани бир биригә җуплиғандәк чәмбәр - чәс қилғин» дәп дуа қилимиз.

бизләр һайатни техиму мәнилик вә бәрәкәтлик қилидиған өйлиниш тәрәпкә, ата – анимизниң, туғқанлар вә қошниларниң, қериндашлиримиз вә йахши көргән кишилиримизниң һозрурида қәдәм ташлаймиз. рәббимизниң исмини елип туруп, бир өмүр давамлаштуруш нийити билән башлиған бирликимиз вә барарвәрликимизгә кишиләрни шаһит қилимиз. иллиқ аилимизниң һулини салған чеғимизда, өйлинидиған җупларниң салаһийитини, өзара разимәнликини, сөйгүси вә садақитини асас қилимиз. чүнки аилә қуруш бир тәрәплимә мәнпәәт мунасивити әмәс. әксичә, айал, билән әрниң өз истиқбалиға бирликтә қарар бәргәнликидур. башқиларниң идарсигә әсир болуш йаки башқиларни мүлки қатарида көрүш вә униң келәчикини бәлигиләш һәқ – һоқуқи һеч кишидә болмайду. җан вә һайатниң йиганә игиси аллаһтур вә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң сөзи бойичә «әр айаллар бир биригә аманәттур».

әзиз мөмин қериндашлар! мана бу һәқиқәтләргә қаримастин көпинчә һалларда тоғра билән хатани, йахши билән йаманни айрийалиғудәк иқтидарға игә болмиған кичик балиларни өйләндүридиған ишлар көрүлүп кәлмәктә. һәтта җаһаләт вә мәсулийәтсизликтин келип чиқидиған бу хата чүшәнчә вә адәткә бәзиләр динни йөләнчүк қилишқа урунмақта. бирақ шуниси бир һәиққәтки, улуғ динимиз исламда аилә қуруш؛ көңүл хаһиши бойичә иш қилишниң йоллири пүтүнләй тақалған муһим бир қәдәмдур.  аилә қуруш؛ аң вә мәсулийәт тәләп қилиду. динимиздә болса, мәсулийәт, җаза вә мукапат җәһәттә ирадә әркинлики асас қилиниду. инсанниң ғуруриға мас бир шәкилдә йашаш һоқуқини тартивелиш вә болупму пәрзәнтлирини һәр түрлүк суйиистемалларға мубитила қилиш динимизда һәргиз җаиз һесабланмайду. өз - өзи вә әтрапидикиләргә нисбәтән техи мәсулийәтчанлиқ иңи йетилмигән кичик балиларни аилә қурушқа мәҗбурлашниң һәм диний, һәм илмий нуқтидин қанунлуқ асасий йоқтур. айал вә ана болушниң мәнисини билгүдәк дәриҗидә бойиға йәтмигән биз қизни өйләндүрүшкә урунушни қәтий қобул қилғили болмайду. һәм динимизниң пиринсиплири, һәм пәйғәмбәр әләйһиссаламниң сүннәтилиригә қарайдиған болсақ, аилидә мәңгүлүк хатирҗәмлик вә шат - хорамлиқини ишқа ашуруш үчүн аилә қурушта һәр икки тәрәпниң һәқ – һоқуқиға алаһидә етибар берилидиғанлиқини көримиз.  

әзиз қериндашлар! хутбимизни бир айәт вә бир һәдис шәрип билән ахирилштурмақчимиз.

аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду:

«аллаһниң аламәтлиридин бирси шуки, у силәргә уларниң йенида һозурлинишиңлар үчүн өз типиңлардин айалларни йаратти һәмдә араңларда муһәббәт  вә мәрһәмәт орнатти. шәк- шүбһисизки, пикир йүргүзидиған қәвм үчүн, буниңда нурғун аламәтләр бардур» (сүрә рум, 21 – айәт)

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис шәриптә мундақ дәйду:

«той қилиш мәсилисигә йахши таллаш билән муамилә қилиңлар! қизлириңларниму тәңтүшлири билән өйләндүрүңлар!» (ибни маҗә, никаһ баби 46 – һәдис)

аллаһ ибадәтлириңларни вә дуалириңларни қобул қилсун!

зулум вә азаб – оқубәт астидики барлиқ мусулманларға нусрәт вә аилә шатлиқи нәсип қилсун, амин!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر