сүрә рум һәққидә қисқичә чүшәнчә

қуран вә сүрилири билән тонуштиңизму? - 42 (авазлиқ)

817098
сүрә рум һәққидә қисқичә чүшәнчә

түркийә авази радийоси: һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар есиңларда болса керәк, «қуран вә сүрилири билән тонуштиңизму?» намлиқ пирограммимизниң алдинқи бөлимидә силәргә сүрә әнкәбутниң назил болған вақти, қисқичә тарихий арқа көринишини аңлатқан идуқ. бүгүнки бөлүмидә болса, сүрә румниң атилиши, назил болған вақти вә қисқичә тарихий арқа көринишини аңлитимиз.

ـــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــ

сүрә рум һәққидә қисқичә чүшәнчә

 

атилиши:

сүриниң исми униң « ғُлِбَтِ алрُّомُ»  «римлиқлар йеңилди» дегән иккинчи айитидин елинған.

назил болған вақти:

сүриниң бешидила байан қилинған тарихий вәқәләр униң назил болған вәқтиниму ениқ бәлгиләп бириду. униңда йеқин әтраптики бир җайда римлиқларниң мәғлуп болғанлиқи байан қилинған болуп, әйни чағда римлиқларниң әрәп земиниға туташ ишғалийәт районлири ийорданийә, сүрийә вә пәләстин қатарлиқлар иди. иранлиқлар бу райондики римлиқларни миладиниң 615 ـ йили мәғлуп қилған иди. шуңа кесип ейтишқа болидуки, бу сүриму дәл шу йили назил болған болуп, һәбәшистанға һиҗрәт қилиш вәқәсиму шу йили  йүз бәргән  вәқә иди.

тарихий арқа көриниши:

бу сүриниң дәсләпки айәтлиридә тилға илинған бишарәт қуран кәримниң һәқиқәтән илаһий китаб икәнликини һәмдә муһәммәд сәлләллаһу әләйһи вәсәлләмниң бәрһәқ пәйғәмбәр икәнликини испатлайдиған әң рошән пакитларниң бирси болуп, уни чүшиниш үчүн бу айәтләр билән мунасивәтлик тарихий вәқәләргә қарап чеқишқа тоғра келиду.

муһәммәд сәлләллаһу әләйһи вәсәлләм пәйғәмбәрликкә тәйинлиништин сәккиз йил илгири рим импиратори  (Mauric)«марийс»қа қарши инқилап қозғулуп, униң орниға (Phocas) фокас исимлик бирси тәхткә олтурған иди. у импираторниң көз алдидила бәш қизини өлтүргүзгән иди. андин импираторниму өлтүрүп, дадиси билән қизлириниң бешини қостантинийәниң көчисиға асти. шуниңдин бир қанчә күн кийин имраторниң айали билән үч қизиниму қәтли қилди. бу вәқә иран падишаһи пәрвиз хисравға нисбәтән римға һуҗум қилишниң әң йахши әхлақий сәвәбини типип бәргән иди. әслидә импиратор марийс униң шәпқәтчиси болуп, марийсниң йаридими билән пәрвиз иранниң шаһлиқ тәхтигә олтурушқа сазавәр болған иди. пәрвиз уни ата орнида көрәтти. шуңа у:  «зомигәр фукастин бу зулумниң қисасини алимән, чүнки у мениң мәнивий атамни вә униң балилирини өлтүрди» дәп илан қилдүрди. миладиниң 603 ـ йили у римға қарши урушни башлап, бир қанчә йил  ичидила фукасни арқа ـ арқидин мәғлуп қилип, бир тәрәптә кечик асийадин ейдийсийа (һазирқ йаврупа)ғичә, йәнә бир тәрәптин шам, һәләб вә антакийәгичә ишғал қилди. рим парламенти фокасниң импирийәни қоғдап қалалмайдиғанлиқини көрүп йетип, африқиниң өлкә рәисидин йаридәм тәләб қилди. у өз оғли (Heraclius) ”һәрқул“ни интайин күчлүк бир қошун билән қостантинийәгә әвәтти. у йетип келипши биләнла фокус тәхттин елип ташланди вә униң орниға ”һәрқул“ни имратур болди. (Heraclius) ”һәрқул“ тәхткә чиқип, фокос илгири марийсқа қандақ муамилә қилған болса, шундақ муамилә қилди. бу миладиниң 610 ـ йили болуп өткән вәқә болуп, дәл шу йили муһәммәд сәлләллаһу әләйһи вәсәлләм пәйғәмбәрликкә мушәррәп қилинған иди.

пәрвизниң җәңни башлашқа асас қилған әхлақий сәвәбий фокасниң тәхттин чүшүрилиши вә өлтүрүлиши билән түгигән болуши керәк иди. әгәр пәрвизниң җәң қилиштики мәқсити растинла фокасниң қилған зулмидин өч елиш болидиған болса, у өлтүрүлгәндин кийин йеңи тәйинләнгән император билән сулһи түзиши керәк иди. бирақ пәрвиз җәңни тохтатқили унимай, бу урушни мәҗусийәт, (йәни атәшпәрәслик) билән хиристийанлиқ оттурисидики диний урушқа айландуривалди. рим импирийәсиниң чиркавлар уйушмиси униңға қарита «мулһәд» дәп қарар чиқарди. шуниң билән қанчлиған йилларғичә зулум ـ сетәмләрниң мәшиқ тахтиси қиливалған хиристийан дининиң ”нәстурий“ вә ”йақубий“ мәзһипидики кишилириму мәҗусийларни қоллашқа башлиди. йәһудийларму мәҗусийларни қоллашқа өтти. һәтта пәрвиз хисравниң әскирий сипигә қошулған әйни чағдики йәһудийларниң сани 26 миңға йетәтти. һәрқул келипму бу уруш кәлкүнини тосуп қалалмиди. тәхткә чиққан биринчи күни униңға йетип кәлгән хәвәр шәриқ тәрәптә антакийаниң ишғал қилинғанлиқи болди. шуниңдин кийин иранлиқлар  613 ـ йили дәмәшиқни 614 ـ йили бәйтулмуқәддәсни ишғал қилиш арқилиқ пүтүн хиристийан дунйасида қийамәт қопуривәтти. тоқсан миңдин артуқ хиристийан әшу шәһәрдә өлтүрүп ташланди. болупму уларниң әң муқәддәс чиркави (Holy sepulchre) ”қийамәт кәнисиси“ чиқип ташланди. хиристийанларниң әқидисидә «әйса әләйһиссалам михланған» дәп қарилидиған әслидики сәлибни мәҗусийлар булап кетип, мадаинға апирип қойди.  папа зәкирийаниму тутуп елип кәтти вә шәһәрдики барлиқ чоң чиркавларни йәр билән йаксан қилди. пәрвизниң әйни чағдики ишғалийәт хумарини униң бәйтулмуқәддәстин һәрқулға йоллиған мәктуби ениқ көрситип бериду. у хитидә, «пүтүн худаларниң катта худаси, барлиқ йәр шариниң игиси шаһ хисрав тәрәптин униң пәскәш, һессиз бәндиси һәрқулға. сән <өз пәрвәрдигаримизға ишинимиз> дәйсән, ундақта сениң пәрвәрдигариң немә үчүн бәйтулмуқәддәсни мениң қолумдин сақлап қалалмиди?» дәп йазған иди.

шу қетимқи ғәлибидин кейин бир йил ичидә иран қошунлири ийорданийә, пәләстин вә сина йерим арили қатарлиқ пүтүн райунларни ишғал қилип, мисирниң чигрисиғичә йетип барди. бу дәл мәккә шәһиридә униңдин тихиму бәк тарихий әһмийәткә игә бир көрәш башлинип кәткән чағ иди. мәккидә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң рәһбәрлики астидики тәвһид байрақдарлири билән қурәйш сәрдарлириниң башчилиқидики мушрикләр оттурисида қаттиқ тоқунуш болувататти. һәтта мусулманларниң хели көп қисми миладиниң 615 ـ йили аилә, мал ـ мүлүклирини ташлап, һәбәшистанниң (римни һимайә қилидиған) бир хиристийанлар дөлитигә һиҗрәт қилишқа мәҗбур болған иди. бу чағларда атәшпәрәс иранлиқларниң утуқлири һәммә адәмниң еғизида һекайә болушқа башлиған иди. мәккә мүшриклириму бу ишни алаһидә давраң қилишип, мусулманларға: «мана қараңлар, атәшпәрәс иранлиқлар ғәлибә қилип, вәһийгә вә пәйғәмбәргә ишинидиғанлар мәғлуп боливатиду. худди мушуниңдәк, биз әрәп бутпәрәслириму ғәлибә қилип, силәр мусулманларниң динини пүтүнләй йоқутуп ташлаймаймиз» дәп җар силатти.

әнә шундақ бир вәзийәттә қуран кәримниң бу сүриси назил қилинди вә униңда «римлиқлар йеқин бир җайда мәғлуп болди. әмма бу мәғлубийәттин кийинки бир қанчә йил ичидә ғәлибә қилиду. у шундақ күн болидуки, мөминләр аллаһниң бәргән утуқи билән хушал болиду» дәп алдин бишарәт берилди. бу айәттә бирла әмәс бәлки қош бишарәт берилгән болуп, бирси, римлиқларниң ғәлибә қилидиғанлиқи һәққидә болса, йәнә бирси, мусулманларниң дәл әшу земинда ғәлибә қазинанидиғанлиқи иди.

қаримаққа бир қанчә йил ичидә бу икки бишарәтниң бирәрси болсиму ишқа ашидиғандәк көрүнмәйтти. йерақ ـ йерақларғичә ундақ бирәр аламәтни учратқили болмайтти. бир тәрәптә азғинә бир туп мусулманлар болуп, улар мәккидә еғир хорлуқларни тартип, езиливатқан, һәтта әшу бишарәттин кийинки сәккиз йил җәрйанидиму мусулманларниң ғәлибә қазиниш имканийити пәқәтла көзгә чилиқмайватқан болса, йәнә бир тәрәптә, римлиқлар күндин ـ күнгә мәғлуп болуп, миладиниң 619 ـ йилиға қәдәр пүтүн мисирни иранлиқларға тарқузуп қойған вә атәшпәрәсләрниң қошунлири һәтта тираблусқичә байрақ тикләп болған иди. иранлиқлар кичик асийадин римлиқларни қоғлап, сүрүп чиққанчә, миладиниң 617 ـ йили қостантинийәниң удулидики (Chacedon)  «хилқидон» (йәни һазирқи қазикөй)ниму ишғал қиливалди. бу чағда импиратор интайин аҗизлиқ билән хисравға әлчи әвәтип, «мән һәрқандақ бәдәл төләшкә қаримай, сулһи қилишқа тәййармән» дегән илтимасни йоллиди. әмма хисрав униңға: «импиратор таки пүт, қоллири ишкәлләнгән һалда алдимға һазир қилинмиғучә вә сәлибгә есилған илаһқа чоқунушни ташлап, әтәшпәрәсләрниң илаһиға чоқунмиғичә униңға аманлиқ бәрмәймән» дәп җавап йоллиди. роһий җәһәттә еғир мәғлубийәтниң зәрбисигә учриған имратор ахири қостантинийәни ташлап, қиртаҗинә (Carthage) (йәни һазирқи тунис)қа йөткәлмәкчи болди. қисқиси, атақлиқ ингилиз тарихчиси гебинниң сөзи бойичә болғанда, «қуран кәримдики бу бишарәттин сәккиз йил кийинму һеч бир киши рим импирийәсиниң иранлиқларни мәғлуп қилидиғанлиқини тәсәввур қилалмайтти. һәтта мәғлуп қилиш уйақта турсун емпирийәниң мәвҗутлиқини сақлап қилишиниму ойлийалмайтти» (  Gibbon, Decline and Fall of the Roman empire, Vol. 11, p, 788, Modern Library, New York.)

**** ** *** **** **** ** ***** ***

қуран кәримдики бу айәт назил болғанда, мәккә мушриклири болушиға мәсхирә қилишқа башлиди. убәй ибни хәләф һәзрәти әбу бәкри рәзийәллаһу әнһуға шәрт қойуп: «әгәр үч йил ичидә римлиқлар ғәлибә қилип қалса, мән саңа 10 төгә берәй, навада ғәлибә қилалмиса, сән маңа 10 төгә берисән» деди. пәйғәмбәр әләйһиссалам бу шәрттин хәвәр типип, «әрәпчидә ”бِضْعِ сِнِйнَ“дегән сөз 10 йилдин төвән болған йиллар үчүн ишлитилиду. шуңа сән 10 йил ичидә дәп шәртләшкин, һәмдә төгиниң саниниму ашуруп 100 гә чиқарғин» деди. шуниң билән әбу бәкри рәзийәллаһу әнһу убәй ибни хәләф билән әшундақ шәртлишип, навада бу бишарәт хата чиқип қалса, 100 төгә беридиғанлиқини ейтти.

миладиниң 622 ـ йили бир тәрәптә пәйғәмбәр әләйһиссалам мәдинә мунәввиригә һиҗрәт қилған болса, йәнә бир тәрәптә рим импиратори һәрқул қостантинийәдин қара деңиз йоли арқилиқ тирабзунға бирип, иранниң арқа сипигә һуҗум қилиш һазирлиқини башливәтти. бу қайтарма һуҗум тәййарлиқи үчүн емпиратор хиристийан чиркав әһлидин йаридәм тәләп қилди. хиристийан динини атәш пәрәсләрдин қутулдүрүш үчүн хиристийан чиркав әһлиниң ”усқуф әзәм“ (йәни, катта рәһбири) (Sergius) сәрҗис сәдиқиләрдин тупланған чиркавларниң пүтүн байлиқини өсүмлүк келишим билән импираторға қәрз бәрди. һәрқул миладиниң 623 ـ йели әрменийә арқилиқ һуҗум башлап, иккинчи йили (йәни 624 ـ йили) әзәрбәйҗанға бөсүп кирип, зәрдоштниң туғулған йери әрмийаһ (Clorumia)ни вәйран қилиди вә иранлиқларниң әң катта атәшханисини йәр билән йәксан қилди.

аллаһниң қудритини шуниңдин көрүвелишқа болидуки, дәл әшу йили бәдир мәйданида мусулманларму мәккә мүшриклиригә қарши һәл қилғуч ғәлибигә еришти. шундақ қилип, сүрә румда байан қилинған һәр иккили бишарәт он йил тошмиған муддәт ичидә тәң бирла вақитта ишқа ашти. шуниңдин башлап рим қошунлири иранлиқларни изчил түрдә мәғлуп қилишқа башлиди. 627 ـ йили нийновадики һәл қилғуч җәңдә иранлиқларниң белини пүтүнләй оштуп ташлиди. андин иран падишаһиниң баригаһи дәстигрид (йәни, дәскәрәтул мүлк)ни вәйран қилди һәмдә техиму илгириләп, иранниң әйни чағдики пайтәхти (Ctesiphon) тесфунниң алдиғичә йетип барди. 628 ـ йили иранлиқлар арисида хисрав пәрвизгә қарши ички инқилап қозғалди вә хисрав қамаққа елинип, униң көз алдидила 18 өғли өлтүрүп ташланди. шуниңдин бир қанчә күн кийинла хисравму зиндандики азапқа бәрдашлиқ берәлмәй һайатидин айрилди. дәл шу йили мусулманлар билән мәккә мүшриклири оттурисидиму (қуран кәримдә ”катта ғәлибә“ дәп тилға елинған) һудәйбийә келишими имзаланди. шу йили йәнә хисравниң оғли қубад сани римлиқлардин ишғал қиливелинған пүтүн земинлардин қолини тартти вә тартивелинған әслидики муқәддәс сәлибниму рим империйәсигә қайтуруп бәрди. 629 ـ йили муқәдәс сәлибни орниға йәрләштуруш үчүн импиратор бәйтулмуқәддәскә өзи барди. пәйғәмбәр әләйһиссаламму һиҗрәттин кийин тунҗи қетим ”умрәтул қәза“ни ада қилиш үчүн дәл шу йили мәккигә қәдәм тәшрип қилған иди.  

**** ** *** ** *** *** ** *** **

тиматик мәзмуни:

бү сүриниң башлинишида, римниң мәғлуп болғанлиқи, һәмдә пүтүн дунйа кишилириниң «әмди тугишидиған вақти аз қалди» дәп ойлаватқанлиқи, әмма бир қанчә йил кийинла иш тәтүрисигә өрүлүп мәғлуп қушунниң ғәлибә қилидиғанлиқи қатарлиқ әһваллар байан қилинған болуп, буниңдин оттуриға чиқидиған мәзмун؛ «инсланларниң нәзәр даириси тар болғачқа көз алдидики заһирнила көрәләйду, әмма заһирниң пәрдә арқисидикиләрни көруп йетәлмәйду. инсанларниң «әтә немә болиду?» дегән мушу кичиккинә ишни биләлмәйдиғанлиқи нурғунлиған хата тәхминләрни қилип олтурушиға сәвәп болиду. шундақ туруп, һайаттики пүтүн мәсилиләрдә униңға заһириғила ишинип олтуруш вә шуниңға асас қилған һалда барлиқ һайатлиқ сәрмасийисини доға текиш әлвәттә чоң хаталиқ әмәсму?!» дегәндин ибарәттур. шуңа рим вә иран мәсилиси үстидә тохталғандин кийинла сүриниң мәзмун йөнилиши удул ахирәт тәрәпкә йөткилиду. таки үч рукуға қәдәр изчил түрдә ахирәтниң тамамән мүмкинлики, пүтүнләй әқилгә уйғунлиқи, униң моһим еһтийаҗ икәнлики, инсанларниң түрмуш интизамини тоғра тәртипкә селивелиши үчүн ахирәткә ишнишниң вә һазирқи һайат пирогирамисини тоғра шәкилдә тузуп чиқишида нәқәдәр муһим роли барлиқи, ундақ болмиғанда заһирға ишиништин келип чиқидиған хаталиқниң қайта мәйданға келидиғанлиқи әстайидил чүшәндүрилиду. бу һәқтә тәвһидниң дәлили орнида оттуриға қойулған каинаттики аламәтләр, ахирәтни дәлилләш үчүнму охшаш оттуриға қойиду. 4 - рукудин башлап хитабниң йөнилиши тәвһидни испатлап, шерикчиликкә рәддийә бериш тәрәпкә бурилиду һәмдә «инсанларға нисбәтән һәммә тәрәптин бурулуп халис бирла аллаһқа ибадәт қилиштин башқа тәбеий дин йоқ. шерикчилик каинатниң вә пүтүн инсанларниң тәбеитигә хилап. шуңа инсанлар қандақла җайда бу хил азғунлуқни ихтйар қилса, шу йәрдә бузуқчилиқ, малиманчилиқ мәйданға кәлгән» дейилиду. андин шу дәврниң әң чоң икки сәлтәнити оттурисида йүз берватқан уруш сәвәплик бәрпа болған бузғунчилиқлар тәрәпкә ишарәт қилип, униңму дәл шерикчиликниң нәтиҗиси икәнлики, қәдимқий тарихтиму пасатчилиққа мубтила болған қәвмләрниң һәммиси охшашла мушрик икәнлики ейтип берилиду. сөз ахирида мисаллар арқилиқ чүшәндүрүш берип, «худди өлүк земинлар аллаһниң йамғур йағдуриши билән бирдинла көкләп кәткәндәк, һайатлиқ қайтидин баһар хәзинисини мәйданға чиқарғандәк, аллаһ әвәткән вәһий арқилиқ пәйғәмбириму өлүк инсанларға нисбәтән рәһмәт йамғуридинла болиду. уларниң назил болуши түрмуш, йахшилиқ вә йүксәкликкә сәвәпкар болиду. бу пурсәттин мәнпәәт алалисаңлар өзиңлар үчүн пайдилиқ, мәнпәәт алалмисаңлар зейинини йәнә өзиңлар тартисиләр. учағда пушайман қилсаңлар орниға кәлмәйду. хатаниң орнини толдурувелиш шараитиму қолдин кәткән болиду» дейилиду.              

**** ******** ***

һөрмәтлик қериндашлар вақит мунасивити билән «қуран вә сүрилири билән тонуштиңизму?» намлиқ пирограммимизни мушу йәрдә тохтитимиз. иншааллаһ пирограммизниң келәр һәптилик бөлимидә сүрә лоқманниң атилиши, тарихий арқа көриниши, назил болуш сәвәплири вә мәзмунини аңлитимиз.

келәр һәптә йәнә охшаш вақитта диққитиңлар аңлитишимизда болсун. хәйр хош.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر