күчлүкләрниң йеңи җәң мәйдани: бирма

тәтқиқатчи әрдал шимәшәкниң « күчлүкләрниң йеңи җәң мәйдани: бирма» темиси бойичә елип барған анализи

805061
күчлүкләрниң йеңи җәң мәйдани: бирма

2000-йилларниң бешида роһиңйа вә бу җайдики «вәтәнсиз»мусулманлар билән йеқиндин тонушуп чиққанидим, 2000-йилларда бирмадики һәрбий һакимийәтниң демократийә вә пикир әркинликини йақлиғучиларға зәрбә бәргәнлики тоғрулуқ хәвәрләр бир қисим хәлқаралиқ агентлиқларда орун алғаниди. мәнму кәспимниң тәқәззаси бойичә бирмиға бардим, бу дөләт һәрбий һакимийәт тәрипидин башқуруливатқан болсиму, биз журналист болуш сүпитимиз билән еғир бесимларға дуч кәлмәйла хизмитимизни мәлум дәриҗидә болсиму мувәппәқийәтлик орундап чиққан болдуқ. у чағда нәзәр бәнд астида тутуп туруливатқан һазир болса бирминиң һәққий рәһбири болған аң сан су чи билән көрүшүш пурситигә еришкәнидуқ.

ғәрб әллири тәрипидин демократийәниң һәққий йақлиғучиси дәп тәриплинип келиниватқан аң сан су чи раст гәпни қилғанда  милләтчи сол идийәниң тәсири астида қалған икәндуқ, әпсус ғәрб дунйаси буни көрмәскә селип келивататти. һалбуки, милләтчи сол кесәлликиниң әң еғир қурбани әмәлийәттә ғәрб дунйасиниң дәл өзи иди.

гитлир 1930-йилларда германийәдә қозғиған милләтчи сол еқим йәни натсизим йавропа вә дунйада милйонларчә кишиниң җениға замин болди. һазир болса натсизим пүткүл дунйада қайтидин баш көтүрди, германийәдә пәқәт демократик, йешиллар вә солчил гуруһлар арисидила әмәс, оңчиллар арисидиму милләтчи сол идийә вә пикирләр барғанчә тарқалмақта. баш министир ангела меркелниң һазир сайлам сәпәрвәрлик паалийити җәрйанида дегәнлирини өз вақтида гитлир дегән сөзләргә селиштурған чеғимизда, оттуридики охшашлиқини көрүп һәйран қалмай туралмаймиз. нөвәттә бу азғун идийә вә еқимлар өзгә йавропа дөләтлиригиму тез сүрәттә кеңәймәктә.  бу сәвәбтин «демократийә бөшүки вә ғәрб мәдәнийәтиниң мирасхори»болуш билән пәхирлинип келиватқан ғәрбий йавропа болупму йавропа иттипақи бирма дөлити елип барған системилиқ қәтлиам вә ирқий қирғинчилиқ қилмишини көрмәй келиватиду, мундақчә қилип ейтқанда көрәлмәйватиду. 2000-йилларда бирма һөкүмитини хәлқиниң пикир әркинликини боғуп қойуш билән қаттиқ әйиблигән йавропа, нөвәттә немә үчүн бирманиң аракан районидики ирқий қирғинчилиқ вә қәтлиамларға сүкүт қилип туриду? дунйада күчлүк нопузға игә нобел тинчлиқ мукапат комитети аракандики мусулманларни қәтлиам қилш йолйуруқини бәргән бирманиниң һәққий рәһбири аң сан су чиға өз вақтида бәргән тинчлиқ мукапати тоғрулуқ йиғин ечишни ойлашқанмиду?

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған баңладиш һөкүмитидин роһиңйалиқларни мусапир салаһийитидә қобул қилишни тәләп қилип, мусапирларниң барлиқ чиқимини түркийәниң көтүридиғанлиқини пүткүл дунйаға җакарлиди. һалбуки, роһиңйалиқларниң қешидила малайшийа билән һинденозийә қатарлиқ дөләтләр бар, һәр икки дөләттә мусулманлар көп санлиқни игәләйду вә һөкүмран орунда туриду.

нөвәттә дунйа бойичә иқтисадий күчлүк дөләтләрдин һесаблинидиған парс қолтуқи дөләтлиридин сада чиқмаслиқи ислам вә мусулманлар намиға толиму номус қиларлиқ иштур.

роһиңйалиқлар дунйадики әң чоң «вәтәнсиз»аз санлиқлар топи болуп, улар пәрзәнтлири үчүн кимлик, өзгә мәмликәтләргә кетиш үчүн паспорт, һәқ-һоқуқлирини тәләп қилидиған сотқа охшаш әқәллий инсаний һәқ-һоқуқлардин пүтүнләй мәһрумдур. бирма мустәқиллиқини җакарлиған  күндин буйан роһиңйалиқлар барлиқ һәқ һоқуқлиридин мәһрум һаләттә йашимақта, буниңға дәл 60 йил болди.

бир парчә нанға зар болуп йашаватқан роһиңйалиқ мусулманлар йашаватқан араканда толиму қиммәтлик қораллар билән қоралланған «роһиңйа азадлиқ армийәси»намлиқ бир тәшкилат пәйда болди. бу тәшкилатниң һәрикәт елип бериш усули террорлуқ тәшкилати даешқа шунчилик охшайду, бирма армийәси билән бу тәшкилат тоқунушқандәк қилсиму, давамлиқ бигунаһ пуқралар өливатиду, ғәлитә йери шуки, һазирғичә бу тәшкилатниң бирму әзасиниң йа тирики йаки өлүки қолға чүшкини йоқ, йеқинқи тоқунуштила әң аз 3000 роһиңйалиқ мусулман һайатидин айрилди. бирма армийәси  зораванлиқ қилмишлирини күндин-күнгә күчәйтмәктә, һәр күни дегүдәк 20гә йеқин йеза көйдүрүлмәктә, әлвәттә ениқ санни билиш толиму тәс. бурунқи қәтлиамлардиму 2000дин 3000 миңғичә роһиңйалиқ мусулман қәтл қилинғаниди, бу пәқәт ениқланған санлиқ мәлумат халас, лекин бу санлиқ-мәлуматму риаллиқини толуқ әкс әттүрүп берәлмәйду. чүнки өткәндә пәқәт бутидаң райондики бир нәччә йезида тәхминән 1500 кишиниң қирғин қилинғанлиқи тоғурлуқ хәвәр битәрәп хәвәр агентлиқлирида чиққан болуп, чопчоң бир йезида пәқәт 400 киши қалған, қалғанлар болса тирик көйдүрүп ташланған.

бирма армийәси системилиқ қәтлиам қилмишини мундақ елип баридикән: дәсләп йезиларға қорал вә чоң пичақларни елип бесип киридикән, қанчилик өлтүрәлисә шунчилик өлтүридикән, милләтчи буддистларму әскәрләргә қошулуп мусулманларни қирғин қилидикән, қалған чарисиз мусулманлар болса йезини ташлап қачидикән, бирақ улар бу қетим бирма армийәси йеза әтрапиға орунлаштурувәткән миналарниң  һуҗум нишани болидикән, миналардин қечип қутулғанлар болса  йошурнуп йатқан әскәрләрниң тузиқиға чүшидикән, арқидин бирма әскәрлири йезиларни көйдүрүп ташлайдикән. йаридарларниң көп қисминиң бәдинидә көйүк изи бар.

һазир бирмада қалған мусулманларниң %70-80ни айаллар вә балиларла тәшкил қилиду, маңдав вә бутидаң районлиридики йашлар вә әрләрниң көп қисми баңладиш билән малайшийаға қечип кәткән. йезилар айал вә балиларға қалған болуп , бу сәвәбтин булар әң көп зораванлиқ қилмишлириниң һуҗумиға айлинип қалмақта.

маңдав райони баңладишқа толиму йеқин болуп, бу җайда йашайдиғанлар чеграға қарап қечишиду. бирақ бу җайдиму ирқдашлири болған баңладиш дөлити чеграсини ачмайду, битәрәп бир район болуп бу җайға кәлгәнләрниң сани толиму көп, чеграға йеқин болмиған районлардин қачқанлар болса орманлиққа йошурунивалиду, әпсус буларниң баридиған һечқандақ йери йоқ. чеграға барғанларни болса баңладиш әскәрлири чиградин киргүзмәй араканға кәткүзүвиетиду, бирма армийәси болса амалсиз қайтип кәлгән бу мусулманларни қирғин қилиду.

бу вәһшийликләрни түркийәдин башқа һечқандақ бир дөләтниң күнтәртипкә елип кәлмәслики кишини һәқиқәтән ечиндүриду. түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған қурбан һейт мәзгилидә пүткүл дунйа рәһбәрлиригә бирму бир телефон қилип аракандики қәтлиамға хатимә бериш үчүн күч чиқарди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң аракандики қәтлиамға хатимә бериш үчүн дәрһал һәрикәткә өтүшини үмид қилғум бар иди. бирақ б д т хәвпсизлик кеңишигә әза бәзи дөләтләр күч тоқунуши йүз бериватқан районда еқиватқан қанни тохтитиш үчүн һәрикәт қилидиғандәк әмәс.

бирманиң тәҗрибисиз рәһбири аң сан су чи аракандики қәтлиамниң бирмани йеңи күч тоқунуш мәйданиға айландуруп қойғанлиқини биләлмәйватиду. у өзи сәвәб болған бу ишниң тегини чүшинип йәткән чағда һазир мусулманларни өлтүргән буддистларниң өлүм хәвәрләрни йазмаймиз дейәлмәймиз.

кейинки мақалимиздә роһиңйа билән бирманиң немә үчүн йеңи уруш мәйдани елан қилинғанлиқини анализ қилишқа тиришимән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر