шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи вә түркийә

«түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида ататүрк университети тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи вә түркийә» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

791912
шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи вә түркийә

түркийә авази радийоси: йеқинда түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу түркийәниң шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң саһәләр бойичә дийалог шерики болғанлиқини елан қилди. бу җәһәттә техиму ичкириләп мәлуматқа игә болуш үчүн, «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, түркийәниң шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи билән болған мунасивәтлири, шундақла шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң қурулушиниң районға көрсәткән тәсирлирини тема қилған «шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи вә түркийә» мавзулуқ анализини силәр билән ортақлишимиз. қени ундақта диққитиңлар бу һәқтики учурлиримизда болсун!

* * * * *

шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи 1967 – йили һиндонезийә, малайсийа, тайланд, филиппин вә сингапур тәрипидин җакартада қурулди. 1984 – йили бируней , 1995 – йили вийетнам, 1997 – йили лаос вә бирма, 1999 – йили камбоджа шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға әза болди. шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң ул теши һиндонезийә, филиппин, малайсийа, сингапур вә тайланд ташқи ишлар министирлириниң 1967 – йили 8 – авғустта баңкокта имзалиған бәш маддилиқ байанат арқилиқ қойулди. шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң нишани иқтисадий, иҗтимаий, мәдәний, етник, маарип вә башқа саһәләр бойичә һәмкарлиқ орнитип, қанун вә б д т  пиринсиплириға һөрмәт қилған асаста, районниң тинчлиқ вә муқимлиқини капаләткә игә қилиштин ибарәттур.

шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң қурулуш йиллирида алдинқи пиландин орун алған тоқунушларниң тохтитилиши вә сийасий муқимлиқни капаләткә игә қилиш дегәндәк мәсилиләр, соғуқ уруштин кейинки мәзгилдә орнини иқтисадий һәмкарлиқларни күчәйтишкә алақидар тиришчанлиқларға бошитип бәрди. 1967 – йили имзаланған шәрқий җәнубий асийа достлуқ вә һәмкарлиқ әһдинамиси вә 1995 – йили имзаланған шәрқий җәнубий асийа йадро қораллиридин халийлаштуруш әһдинамиси, шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақини қануний җәһәттә нопузлуқ бир тәшкилатқа айландурди.

соғуқ уруштин кейинки йилларда шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи, районниң тәртип – интизами вә байашатлиқиниң йуқири көтүрүлүшидә паал рол ойниған бир орган болди. буниңдин башқа, иқтисадий вә хәвпсизлик җәһәттиму районниң асасий ул ташлириниң бирини шәкилләндүрди. йавропа иттипақи, америка, канада, русийә, австралийә, хитай, йапонийә, җәнубий корейә, һиндистан, австрийә вә йеңи зеландийә қатарлиқлар бу җәрйанда шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң дийалог шерики болди. түркийә шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң әзаси әмәс, чүнки бу тәшкилат район сиртидин әза қобул қилмайду. бирақ, түркийә, 1991 – йили шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи билән тәшкилий мунасивәтлирини раваҗландурушни қарар қилди. бу даиридә саһәләр бойичә дийалог шерики болуш нийити барлиқини байан қилди.

түркийә, шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи билән тәшкилий мунасивәтлирини гүлләндүрүшниң тунҗи қәдими болған достлуқ вә һәмкарлиқ келишимини 2010 – йили 19 – ийулдин 23 – ийулғичә болған җәрйанда вийетнамда чақирилған шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға әза әлләрниң 43 – нөвәтлик ташқи ишлар министирлири йиғинида имзалиди. түркийә достлуқ вә һәмкарлиқ келишимини имзалаш билән биргә, шу йили түркийәниң җакартада турушлуқ баш әлчиханиси шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи тәрипидин вәкил етирап қилинди. мунасивәтләрниң гүллинишигә әгишип, түркийә җумһурийитиму йеқин өтмүштә шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң саһәләр бойичә дийалог шерики болди. шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға әза әлләрниң 50 – нөвәтлик ташқи ишлар министирлири йиғиниға иштирак қилиш үчүн, филиппинниң пайтәхти манилаға барған түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу түркийәниң рәсмий йосунда шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң саһәләр бойичә дийалог шерики болғанлиқини елан қилди.

түркийә саһәләр бойичә дийалог шерики болуш үчүн, 2015 – йили илтимас сунди вә бу даиридә икки йил бойичә қойуқ хизмәтләрни ишлиди. түркийәниң йол хәритиси вә һәрикәт пилани, шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға әза дөләтләрниң йуқири баһасиға еришти. шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң саһәләр бойичә дийалог шерики болуш үчүн, илтимас сунған башқа дөләтләрму бар иди. бирақ, шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи бу йил пәқәт түркийәниң илтимасинила қобул қилди.

түркийәниң латин америкисиға йүзлиниш вә африқа билән шериклик орнитиш бойичә муһим сийасәтлири бар. бу қәдәмләр билән биргә түркийә, шәрқий җәнубий асийа райониғиму узундин буйан алаһидә көңүл бөлмәктә. түркийә йеқин келәчәктә лаоста бир әлчихана ачиду. ечилидиған мәзкур әлчихана билән бирликтә, түркийәниң шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи районидики пүткүл дөләтләрниң пайтәхтлиридә вакаләтчиси болған болиду. түркийәниң саһәләр бойичә дийалог шерикчилики билән сийасий вә тәшкилий җәһәттә бу райондики дөләтләр билән болған мунасивәтлири техиму гүллиниду.

шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи йалғуз хәлқаралиқ бир сийасий тәшкилатла әмәс, охшашла у йеқинқи йилларда күчлүк бир иқтисадий тәшиклатқа айланди. шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи райони билән түркийәниң икки тәрәп сода һәҗими күчәймәктә вә алдимиздики мәзгилләрдә бу санлар сүрәт билән ашиду. саһәләр бойичә дийалог шерикчилики түрк сода – санаәтчиләргә районда муһим пурсәтләрни йаритип бериду.

түркийәниң саһәләр бойичә дийалог шерикчиликиниң әң муһим тәрәплири инсаний вә сийасий мунасивәтләрниң гүлләндрүлүшидур؛ саһәләр бойичә дийалог шерикчилики иқтисадий мунасивәтләр, мәдәний мунасивәтләр дегәндәк һәр хил саһәләрдә түркийәниң шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи райони билән болған мунасивәтлирини техиму йахши нуқтиға йәткүзиду. түркийә буниңдин кейинки йилларда шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң йиғинлириға, башлиқлар вә ташқи ишлар министирлири йиғинлириға рәсмий иштирак қилиду. 2017 – йили дийалог шерики салаһийити билән болсиму, шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң бир парчисиға айланди. шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи алдимиздики мәзгилдә түркийәниң көп йөнилишлик, алаһидә актип ташқи сийаситиниң муһим қаналлириниң биригә айлинидиғандәк қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر