2017 – йилиниң дәсләпки чарикидики түркийә иқтисади

«дунйа иқтисади» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида пирофессор әрдал танас қарагөлниң «2017 – йилиниң дәсләпки чарикидики түркийә иқтисади» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

757050
2017 – йилиниң дәсләпки чарикидики түркийә иқтисади

түркийә авази радийоси: 2017 – йилиниң дәсләпки чарикини дунйа вә районда йүз бәргән өзгиришләрниң күләңгисидә арқида қалдурған түркийә иқтисади, бу җәрйанда алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда, %5 әтрапида ашти. 2016 – йилидики мәғлубийәт билән ахирлашқан һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитигә қаримай, ахирқи чарәктиму ешишни давамлаштурған түркийә иқтисади, 2017 – йилиниң дәсләпки чарикидә мөлчәрдикидин йуқири ешиш нисбитини қолға кәлтүрди. бу җәһәттә түркийә, 20 дөләт гуруһи әллири арисида үчинчи, иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиға әза әлләр арисида иккинчи болди. һәтта, йавропа иттипақи әллириниң %1.5 әтрапидики ешиш нисбәтлири билән селиштурулғинида, түркийә иқтисадиниң бу җәһәттә тәрәққий қилған дөләтләрдин айрилип чиққанлиқини көрүвалғили болиду.

2008 – йили йүз бәргән дунйави иқтисадий киризистин кейин, та һазирғичә толуқ мәнидә әслигә келип болалмиған дунйа иқтисади, йавропа вә америкида көрүлгән сийасий һәрикәтчанлиқниң күләңгисидә муқимлиқтин йирақ һаләтни намайан қиливатқан мушундақ бир пәйттә, түркийәдә сийасий муқимлиқ вә иқтисадий көрсәткүчләрдики иҗабий әһваллар изчиллиқини сақлап кәлмәктә. йәнә келип, дунйа банкиси вә йавропа мәркизий банкиси дегәндәк хәлқаралиқ малийә органлириниңму, иқтисадий ешишқа алақидар санлиқ мәлуматлар елан қилиштин илгири, түркийәдики иҗабий йөнилишни нәзәрдә тутуп, түркийә иқтисадиниң ешишиға алақидар мөлчәрлирини истәксиз болушиға қаримай, йуқири көтүргәнлики көрүлди.

2016 – йилиниң иккинчи йеримидики мәғлубийәт билән ахирлашқан һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити нәтиҗисидә бәзи хәлқара киредитни дәриҗигә айриш органлириниң <мәбләғ селишқа болиду> сизиқидин төвән бәргән киредит номурлири арқилиқ түркийә иқтисадий, чәттин бесим астиға елинишқа тиришилди. бирақ, охшаш мәзгилдә, иқтисад башқуруш орунлириниң чиқарған қарарлири вә униңдин кейинки 16 – апрел омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң нәтиҗиси билән, дөләт миқйасида сийасий җәһәттин хатирҗәм муһит қайтидин пәйда болушқа башлиди вә иқтисадниң әслигә келиш сүрити ашти. 2016 – йилиниң төтинчи чарикидә иқтисадниң %3.5 вә йиллиқ оттуричә %3 гә йеқин ешиши 2017 – йилиға нисбәтән муһим бир көрсәткүч болди.

2017 – йилиниң дәсләпки чарикигә алақидар санлиқ мәлуматларни, 16 – апрел омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити нәтиҗисиниң түркийә иқтисадида иҗабий әкс етиши, дәп муһакимә қилишқа болиду. омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң нәтиҗиси, болупму експорт, малийә вә сайаһәтчилик дегәндәк саһәләрдики йахшилинишлар билән бирликтә өзини намайан қилди. униң үстигә, дәсләпки чарәктә мөлчәрдикидин хелила йуқири болған ешиш нисбити, дәсләпки иҗабий тәсирини пул – муамилә ишлирида әкс әттүрүп, истанбул пай чеки базири 100 индексиниң тарихниң әң йуқири пәллисигә чиқишини капаләткә игә қилди.

експортниң мушу йилниң дәсләпки чарикидики ешишиға алаһидә диққәт қилиш керәк. бу йилниң биринчи чарикидә мал вә хизмәт експорти алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда, %10 әтрапида ашти؛ импорттики ешиш болса, %1 динму төвән болди. експорт арқилиқ ашидиған иқтисад моделини йақлайдиған түркийәниң бу җәһәттики нишани алдимиздики мәзгилдә сиҗил вә сиғдурғучи ешишни қолға кәлтүрүш болиду.

2017 – йилиниң дәсләпки чарикидики иқтисадий ешишқа иҗабий һәссә қошқан експортниң, нөвәттики иҗабий өзгиришләр сайисида бир пүтүн 2017 – йилиға иҗабий тәсир көрситиши күтүлмәктә. буниңдин башқа, експортқа тайинидиған иқтисадий ешишниң дөләт ичидики селинмиларниң көрүнәрлик дәриҗидә ешишини капаләткә игә қилидиған болушиниңму, алдимиздики мәзгилдә түркийә иқтисадиға даир мусбәт үмидләрниң асасини шәкилләндүридиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

йәнә бир тәрәптин, иқтисадий саһәдә йаритилидиған ишәнч муһитиниң ишләпчиқириш, експорт, әмгәк имканийити вә селинмиларниң ешишини қолға кәлтүрүши күтүлмәктә. буниң сайисида һәм йәрлик һәм чәт әллик мәбләғ салғучиларниң түркийәгә салидиған мәбләғлириниң миқдарини ашурушини күтүшкә болиду.

түркийә иқтисади дәсләпки чарәктә йаратқан бу образ, алдимиздики мәзгилләрдә експорт мәркәзлик бир ешиш модели билән һәм иқтисадий муқимлиқниң капаләткә игә қилинишида һәм хәлқниң байашатлиқиниң йуқири көтүрүлүшидә муһим рол ойнайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر