қуран вә сүрилири билән тонуштиңизму? (16)

төвәндә сүрә сүрә әнфалниң тарихий арқа көриниши вә мәзмунини өз ичигә алған 2 – бөлимини чүшәндүрүшни давамлаштуримиз.

718469
қуран вә сүрилири билән тонуштиңизму? (16)

қуран вә сүрилири билән тонуштиңизму? (16)

түркийә авази радийоси: һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар есиңларда болса керәк, «қуран вә сүрилири билән тонуштиңизму?» намлиқ пирограммимизниң алдинқи бөлимидә силәргә сүрә әнфалниң қисқичә тарихий арқа көриниши вә мәмунини өз ичигә алған 1 – бөлимини аңлатқан идуқ. бүгүнки бөлимидә болса, 2 – бөлимини аңлитимиз.

ـــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــــ

сурә әнфал һәққидә қисқичә чүшәнчә (02)

һиҗрийәниң иккинчи йили (миладийә 623 – йили)ниң 3- вә 4- айлирида, қурәйшниң тәхминән 50 миң динарлиқ мал билән қайтиватқан, әмма 30 - 40 тин артуқ қоғдиғучиси болмиған чоң сода карвини шамдин мәккигә бириш учун мәдинә әтрапидин өтивататти. илгирики һәр қайси қитимға қариғанда бу қитим мал көп, қоғдиғучилар аз болғачқа, улар мусулманлар қошониниң тасадипи карванға қол силип қилишидин қаттиқ хәвипсирәшкә башлиди. карван хәтәрлик райунға кериши билән тәңла карван сәрдари әбу софйан йаридәмгә адәм чақириш учун дәрһал мәккигә чапармән маңғузди. әрәпләрниң кона  қаидиси бойичә чапармән мәккигә йитип бирипла өз төгисиниң қулиқини кисип, бурнини тилди. һәмдә егәрни дум қилип, көйникиниң алди, кәйнини йиртип ташлиған һалда: «и қурәйш әһли! өз карвиниңларға игә болуңлар. муһәммәд адәмлирини башлап карванни булаш алдида туриду. маллириңларни қутулдуруп қалалишиңларда умут йоқ. дәрһал йүгүрүңлар! карвиниңларға йаридәмгә йүгүрүңлар!» дәп җар селишқа башлиди. шунуң билән җиддий ғулғула көтурулуп, қурәйш каттилириниң һәммиси дегүдәк җәң қилиш қарариға келишти. тәхминән миң кишидин тәркип тапқан чоң қошун тәшкилләнди. бу қошунда 600 киши савутлуқ, 100 киши атлиқ иди. улар раса дағ – дуға билән урушқа атланди. бу атлиништа улар йалғуз өз карванлирини қутқузушнила әмәс, бәлки мәдинигә йиңидин җәм болған бу душмән кучләрни бастуруп, даим көзгә көринип туридиған хәвпни түп йилтизидин қомуруп ташлашни шундақла әтраптики башқа қәбилиләрниму өзлиридин әймәндуруш арқилиқ бу сода йолиниң тиничлиқини капаләткә игә қилишни мәхсәт қилишқан иди.

вәзийәттин толуқ хәвәри булған муһәммәд әләйһиссалам әмди һәл қилғуч пәйтниң йитип кәлгәнлигини, бундақ пәйттә әгәр дадил қәдәм ташланмиса, ислам һәрикити пассип орунға чушупла қалмастин, бәлки йәнә қайтидин баш көтүрүшкиму қәтий имканийәт қалмайдиғанлиқини чуңқур һис қилип йәтти. техи һиҗрәт қилғиниға толуқ икки йилму болмиған муһаҗирлар асасий җәһәттин мал – мулук, сәрмайисиз иди. йеңидин мусулман болған әнсарлар болса, техи еғир синақларда синалмиған иди. йәһудий қәбилилири қаршилиқ һаләттә, мәдининиң шәһәр ичидиму мунапиқ вә мушрикләр хели күчлүк орунда иди. униң устигә әтраптики қәблиләрниң һәммиси дегүдәк қурәйшләрдин әйминәтти. диний җәһәттиму ортақлиққа игә иди. бундақ вәзийәттә әгәр қурәйш әһли мәдинигә һуҗум қилидиған болса, бу азғина мусулманлар җәмиийитиниң пүтүнләй йоқулуп кетиш еһтимали болған болатти. навада һуҗум қилмай, пәқәтла өз карванлирини қутулдуруп қайтқан вә мусулманлар йәргә қарашқиничә туруп қалған тәқдирдиму мусулманларниң хәлқ алдидики һәйвити сунуп, әрәпләрниң ушшақ балилириму улардин қоруқмас болуп кетәтти. у чағда мусулманлар учун һич йәрдә панаһланғудәк җайму қалмиған болатти. шуниң билән әтраптики қәбилиләрниң һәммиси қурәйшниң дегини бойичә иш қилған, мәдинидики мушрик мунапиқларму ашкара баш көтүрүп чиқип, һиҗрәт дийарини мусибәтләргә толдурған болатти.

 демәк, мусулманларниң һәйвити вә тәсири йоқулуш түпәйли ким халиса, уларниң мал – мүлүк, иззәт – абиройиға қол тәккузәләйдиған һаләт шәкиллинип қалатти. дәл мана бу сәвәпләр тупәйли муһәммәд әләйһиссалам барлиқ кучини топлап, мәйданға чиқиш арқилиқ зади кимниң йашашқа һәқлиқ йаки һәқсиз икәнликини көрситип қойуш қарариға кәлди.

********* **** ******* ****** *****

пәйғәмбәр әләйһиссалам мана шундақ һәл қилғуч қарарға кәлгәндин кийин барлиқ маһаҗир, әнсарларни йиғип, уларға вәзийәтни тәпсили чушәндуруп: «шималда қурәйшниң сода карванлири, җәнупта болса уларниң чоң қошони киливатиду. аллаһ силәргә бу иккисиниң бирини чоқум ата қилидиғанлиқини вәдә қилди. қени қайсисиға атлиниш кирәкликини ейтип биқиңлар?» деди. бу суалға җавабән бир қисим кишиләр карванға қол силиш истикини айан қилди. әмма пәйғәмбәр әләйһиссаламниң көздә тутиватқини башқа болғачқа суални йәнә қайта тәкрарлиди.

буниңға җавабән муһаҗирлар ичидики миқдад бин өмро (аллаһ униңдин рази болсун) орнидин туруп: «и аллаһниң рәсули! пәрвәрдигариң қайаққа буйриватқан болса, бизни шу йаққа башлап маңғин. биз бәни исраилға охшаш <сән вә синиң илаһиң бирликтә җәң қилип келиңлар, биз бу йәрдә күтүп олтурайли> дәйдиғанлардин әмәсмиз. бәлки әксичә, <сән вә пәрвәрдигариң иккиңлар бирликтә җәң қилиңлар, бизму силәр билән бирликтә бир көзимиз қалғичә җан тикип илишимиз> дәйдиғанлардинмиз» деди.

әмма әнсарларниңму пикрини алмай туруп уруш қарарини чиқарғили болмайтти. чунки һазирға қәдәр илип бирилған һәрбий йурушләрниң һич биридә улардин техичә бирәр қетимму йаридәм елинмиған болғачқа бу қетимқиси уларниң исламни һимайә қилиш учун дәсләптә бәргән вәдисигә зади қанчилик әмәл қилидиғанлиқини синайдиған пурсәт иди. шуңлашқа пәйғәмбәр әләйһиссалам уларға қаритип суални қайта тәкрарлиди.

уларниң ичидин сәид бин муаз  (аллаһ униңдн рази болсун) орнидин туруп: «бизни көздә тутиватамсән?» дәп сориди.

пәйғәмбәр әләйһиссалам униңға: « шундақ» дәп җавап бәрди.

у сөзини давамлаштуруп: «биз саңа иман ийтқан. сән илип кәлгән һәқни етирап қилған. бой сунуп, итаәт қилишқа вәдә бәргән идуқ. и аллаһниң рәсули! немини ирадә қилған болсаң шуни қиливәргин. сән билән һәқни биргә әвәткән аллаһқа қәсәмки, сиән бизни илип, деңизға кирсәңму биз биргә киримиз. биздин һич биримиз һәргизму арқида қалмаймиз. бизни башлап әтә душмәнгә қарши җәңгә атлинишиң биз учун һич гәп әмәс. биз җәңдә чоқум җәңгиварлиқ көрситимиз. илишишта һәқиқий пидакарлиқ билән илишимиз. аллаһ биз сәвәплик көзлириңни шатлиққа чумдуриши мумкин. аллаһниң рәһмити вә бәрикитигә болған ишәнчиң билән бизни башлап меңивәргин!» дәп җавап бәрди.

сөз тамамланғандин кийин сода карванлириға әмәс, қурәйш әскәрлиригә қарши атлиниш рәсми қарар қилинди. бу һәргизму сәл чағлиғили болидиған қарар әмәс иди. чунки бу җиддий вәзийәттә урушқа тәййарланғанларниң сани 300 дин сәлла артуқ болуп, муһаҗирлардин 86 киши, авос қәбилисидин 61 киши, хәзрәҗ қәбилисидин 70 киши бар иди. пәқәт 3 кишила атлиқ иди. қалған барлиқ кишиләргә 70 данә төгә бар болуп, һәр бир төгигә уч – тоттин адәм нөвәтлишип минәтти. уруш әслиһәлириму йетәрлик әмәс болуп, аран дегәндә 60 киши савутлуқ иди. шуңлашқа аз бир туркум җан пида саһабиләрни һесапқа алмиғанда бу хәтәрлик урушқа қатнашқан көпинчә кишиләрниң йурәклири силип китивататти. улар билип туруп, өзлирини өлумгә тутуп бириватқандәк һис қилишмақта иди. улар ичидики бәзи пурсәтваз кишиләр гәрчә ислам даирисигә керип болған болсиму, әмма җан – мелиға зейини йетидиған иманни йахтурмайтти. шуңлашқа улар бу урушқа қарита «тәлвилик» дегән қарашта иди. улар  «кишиләр диний һиссийати тупәйли сараң  болушқан охшайду» дегән ойда иди. әмма пәйғәмбәр әләйһиссалам вә башқа садиқ моминләр буниң дәл җан текидиған һалқилиқ пәйт икәнликини чоңқур чушәнгән болғачқа аллаһқа болған мәһкәм ишәнчиси билән урушқа атланған иди. ахири улар удул қурәйш қошунлири киливатқан ғәрбий җәнупқа қарап йолға чиқти. һалбуки алди билән карванға қол силиш мәхсәт қилинған болса чоқум ғәрбий шималға қарап атланған болатти[1].

********* **** ******* ****** *****

икки тәрәп рамизанниң 17 - куни бәдир мәйданида җәң қилди. һәр икки тәрәп бир – биригә қариму – қарши сәп түзүп турған чағда пәйғәмбәр әләйһиссалам бир мусулманға уч капирниң тоғра келидиғанлиқини, униң устигә мусулманларниң қураллириниңму түзүккинә толуқ әмәсликини көруп, дуаға қол созди, аллаһ таалаға интайин йилинип, йалвурған һалда: «и аллаһ! сениң рәсулиңни йалғанчиға чақириш учун бу қурәйшләр бар кучини топлап килишти. әмди сениң маңа вәдә қилған йаридимиң йитип келиши лазим, и аллаһ !  навада бу кичиккинә җамаәт һалак болидиған болса, бу земинда саңа ибадәт қилидиғанлар қалмайду » дәп дуа қилди.

 бу уруш муһаҗирларға нисбәтән өз қириндашлири өзигә қарши сәпкә тизилип турған һәммидин иғир синақ болуп қалған иди. чунки бириниң дадиси, бириниң тағиси, бириниң акиси, йәнә бириниң иниси қиличниң бисиға тоғра келивататти. өз йурәк парилирини өз қоли билән парчилашқа тоғра кәлгәнләрму бар иди. бундақ еғир синақлардин дәл әнә шулардәк ихласмәнлик билән һәқкә бағланған вә исламий қериндашлиқ риштисини мустәһкәмләш йолида батил билән болған риштиләрни пүтүнләй кесип ташлийалайдиған әзимәтләр утуп чиқалайтти. бу уруш әнсарларға нисбәтәнму анчә йеник синақ әмәс иди. улар шу кәмгичә мусулманларға панаһлиқ бириш түпәйли әрәпләрниң әң кучлук қәбилиси болған қурәйшләрниң шундақла униңға иттипақдаш қәбилиләрниң душмәнликигә учрап келивататти. әмма мана бүгүн улар исламни һимайә қилиш йолида уларға қарши җәңгә атланған иди. бу қилғанлиқ, бир нәччә миңдин артуқ нопоси болмиған кичиккинә бир районға нисбәтән пүтүн әрәпләргә җәң елан қилиштин дерәк бирәтти. бундақ җасарәтни қилиш пәқәт һәқ – садақәткә болған мәһкәм имани учун өзлириниң шәхсий мәнпәәтлиригә писәнтму қилип қоймайдиған кишиләрниң иши иди.

ахири кишиләрниң һәқ – садақәткә болған имани мутләқ утуққа еришти, аллаһ тәрипидин ғәлибә – нусрәт билән мукапатланди. қурәйшләр шунчә куч – қудрәтлик турупму, һич немиси болмиған пидаиларниң қолида мәғлубийәткә учриди. улардин 70 киши өлүп, йәнә 70 киши әсиргә чушкәндин сирт, барлиқ әслиһәлири мусулманларға олҗа болди. бу урушта уларниң кативашлири, йәни, исламға қарши һәрикәтниң мәнивий йитәкчилири өлүп түгиди. худди, бир ғәрип тәтқиқатчиси «бәдир уришидин илгири ислам дини пәқәтла бир иттиқад вә тузум иди. бәдир уришидин кийин у бир диний дөләткә, бәлки дин билән бир гәвдиләшкән дөләткә айланди» дегинидәк, бу һәл қилғуч ғәлибә ислам динини әрәпләр ичидә алаһидә чоң кучкә айландурди.

********* **** ******* ****** *****

мәзмуни:

мана бу қуран кәримниң мушу сурисидә алаһидә йәкүнләп берилгән улуғвар уруш. әмма униң йәкүнләш услуби барлиқ дунйа падишаһлириниң өз ғәлибилиридин кейинки уруш йәкүнләш услублириға мутләқ охшимайду. буниңда алди билән мусулманларниң бундин кийин толдуривелиши зөрүр болған, уларда әхлақий нуқтидин һазирғичә сақлинип келиватқан бошлуқлар көрситип бирилиду. андин бу ғәлбидә аллаһниң йаридиминиң қанчә чоң рол ойниғанлиқи, мусулманларниң өз җасарити вә қәйсәрликлиридин ғадийип кәтмәслики, бәлки ғәлибиниң аллаһқа болған тәвәккулчилик вә рәсулуллаһқа болған итаәттин қолға кәлгәнлики һәққидә савақ бирилиду һәмдә йәнә мусулманлар бәрпа қилған һәқ вә батил оттурисидики бу урушниң әхлақий мәқсити шундақла уруш ғәлибисигә асас салидиған әхлақий супәтлири тонуштурулиду.

арқидинла мушрик, мунапиқ, йәһудийларға вә бу урушта әсиргә чүшкәнләргә аччиқ саваққа толған нутуқ сөзлиниду. андин җәңдә қолға чушкән ғәнимәтләр һәққидә көрсәтмә бирип, мусулманларниң уни һәргизму өз мели әмәс, бәлки аллаһниң мели дәп тониши кирәклики, аллаһ униңдин қанчиликни тегишлик қилған болса, уни тәшәккур билән қобул қилиши лазимлиқи һәмдә аллаһ йолидики хизмәтләр учун шундақла ғирип, аҗиз бәндилири учун тигишлик қилған қисмиға разимәнлик билдуриши лазимлиқи тәкитлиниду.

андин йәнә җәң қилиш вә сулһи түзүш қануни һәққидә тохтулуп, мусулманларниң сулһи түзүш вә җәң қилиш ишлирида җаһилийәт усуллиридин йирақлишиши, дунйада өз усулиниң әхлақий әвзәлликини намайан қилиши шундақла ислам дининиң дәсләптинла әмәлий һайатни әхлақ устигә қуруп чиқидиғанлиқини вә у қиливатқан дәвәтниң әмәлий һайатта чоқум өз реаллиқини тапидиғанлиқини дунйаға намайән қилиши учун ислам дәвети әнә шундақ басқучларға қәдәм қойғанда қоллунуш зөрүр болған әхлақий көрсәтмиләр бирилиду.

ахирида ислам дөлитиниң асасий қануниниң бәзи маддилири байан қилинип, униңда ислам дийари ичидики мусулманларниң қануни салаһийити билән ислам дийари сиртики мусулманларниң салаһийити айрип берилиду.

**** ** *** **** **** ***** ****** *****

һөрмәтлик қериндашлар вақит мунасивити билән «қуран вә сүрилири билән тонуштиңизму?» намлиқ пирограммимизни мушу йәрдә тохтитимиз. иншааллаһ пирограммизниң келәр һәптилик бөлимидә сүрә төвбәниң тарихий арқа көриниши вә мәзмунини аңлитимиз.

келәр һәптә йәнә охшаш вақитта диққитиңлар аңлитишимизда болсун. хәйр хош.

 

 


[1]  бу йәрдә шуни алаһидә әскәртип өтүш керәкки, тарихшунаш билән сийрәтшунаслар (йәни пәйғәмбәр әләйһиссаламниң тәрҗемиһалини тәтқиқ қилғучилар)ниң бәдир уриши һәққидә җәңнамиләрдин нәқил қилишқан бәзи ривайәтлири, ишәнчсиз болүпла қалмастин қуранниң байанлириғимү хилап келидү. шуни әскәртип өтишимик керәкки, биз қандақтур иманимиз болғанлиқи үчүнла қүрандики бәдир урушиға даир байанларнила һәммидин бәк үстүн орунға қойивалмақчи әмәсмиз. бәлки тарихий нуқтидин қариғандимү әгәр бүгүнки күндә бу уруш һәққидә бирәр ишәнчилик материйал бар дейилсә, ү дәл мана бү сүрә әнфалдин ибарәттур. чүнки бү сүрә уруштин кейинла дәрһал назил болған болүп, уни җәңгә қатнашқүчилар вә қаршилашқучилар һәмдә қоллиғүчиларниңму һәммиси аңлиған иди. әгәр униңдики бирәр сөз әмилийәткә хилап келидиған болса иди, шү чағдики миңлиған тиллар уни дәрһал рәт қилған болатти.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر