сүрә әсир өгәткән һәқиқәтләр

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җүмә хутбилири (08)

674892
сүрә әсир өгәткән һәқиқәтләр

 

аллаһ таала қуран кәримдә: «заман билән қәсәмки, инсанлар һәқиқәтән зийан ичидә. пәқәт иман ейтқан, салиһ әмәлләрни қилған, бир - биригә һәқни тәвсийә қилишқан, бир - биригә сәврини тәвсийә қилишқан кишиләрла буниңдин мустәсна.» дәйду (сүрә әсир)

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис шәриптә мундақ дәйду:

«иман йәтмиш нәччә йаки атмиш нәччә тармаққа игә. әң әвзили؛ «ла илаһә илләллаһ», әң аддиси йолдин инсанларға әзийәт йәткүзидиған бирәр нәрсини еливетиштур. һайа болса, иманниң җүмлисидиндур» (муслим)

әзиз қериндашлар! қуран кәримдә өзи қисқа әмма мәниси интайин чоңқур бир сүрә бар. бу сүрә инсанни әбәдийлик зийандин қутқузуп, түгимәс – путмәс немәтләргә еришиштуридиған йолларни интайин ехчам бир шәкилдә оттуриға қойиду. бу дәл әсир сүрисидур. әсир сүриси бизгә һайатлиқ бәхш етидиған 5 һәқиқәтни тәлим бериду. қени әмисә келиңлар бүгүн бу 5 һәқиқәткә һәммәйлән бирликтә қулақ салайли!

әзиз қериндашлар! әсир сүриси бизгә өгәнкән биринчи һәқиқәт, вақит чүшәнчисидур. инсан вақит билән чәклик бир мәвҗутлуқтур. аллаһ таала бу сүриниң бешидила заманни инсанға гуваһ қилған һалда, «оَалْعَصْрِ. إِнَّ алْإِнсَанَ лَфِй хُсْрٍ» «заман билән қәсәмки, инсан һәқиқәтән зийан ичидидур» дәйду. чүнки инсанға ата қилинған әң чоң немәтләрдин бирси вақит болуп, дунйани гүзәлләштүрүп, зиннәтләш арқилиқ ахирәтлик утуқни қолға кәлтүришимиз үчүн бизләргә аманәт қилинған әң қиммәтлик байлиқ вақит болуп һесаблиниду. бу аманәтни пәрвасизчә бузуп чечиш, аңсиз вә мәсулийәтсиз һалда өмүрни биһодә өткүзүш мөмингә һәргиз йарашмайду. мана бу инсанға нисбәтән әң чоң зийандур.

әзиз қериндашлар! әсир сүриси бизгә өгәткән иккинчи һәқиқәт, иман немитидур. аллаһ таала «إِлَّа алَّذِйнَ آмَнُоа» «иман ейтқанлар(мустәсна)» дейиш арқилиқ бу зийандин қутулушниң биринчи шәрти иман ейтиш икәнликини әскәртиду. чүнки имансиз өткән бир һайат, әң катта зийанниң дәл өзидур. иман болса, қәлбниң хәйрилик вә күзәлликләргә, һәқ вә һәқиқәткә йәлкән ачқанлиқидур. кәлимә шаһадәт вә кәлимә тәвһидни чин қәлбидин ейтқан һәр қандақ мөмин купирлиққа қарши иманниң, батилға қарши һәқниң, зилләткә қарши иззәтниң, зулумға қарши адаләтниң йолида маңидиғанлиқиға даир өз - өзигә вә рәббигә вәдә бәргән болиду. йаманлиқларниң әмәс, йахшилиқниң йенида болидиғанлиқини қобул қилған болиду.

әзиз қериндашлар әсир сүриси бизгә өгәткән үчинчи һәқиқәт, йахши әмәлләрни қилиш еңидур. аллаһ таала « оَعَмِлُоа алصَّалِحَатِ» «салиһ әмәлләрни қилғанлар (мустәсна)» дейиш арқилиқ бизни мәңгүлүк зийандин қутқазғучиниң иманимиз билән бирликтә салиһ әмәллиримиз икәнликини билдүриду. салиһ әмәл, иманға хас позитисийәниң аламитидур. иманниң әмәлгә ашқанлиқидур. бизни рәббимизниң разилиқиға ериштуридиған һәр бир сөз вә һәрикәтләр салиһ әмәл болуп һесаблиниду. худди ихлас билән йуғурулған намизимиз, розимиз, закатимиз вә һәҗ ибадитимиз салиһ әмәл болғанға охшаш, һәр түрлүк имканийәтлиримизни инсанийәтниң хизмитигә аташму салиһ әмәл болуп һесаблиниду. худди шуниңдәк зулумға вә наһәқчиликкә учриғучиларға һәмдә йетим – йесирларға қол – қанат болуш, қариғуларға көз, гасларға қулақ, қоли тутмасқа қол, пути басмасқа пут болушму салиһ әмәлдур. хатирҗәмликимизгә, қеридашлиримизға, қиммәт қарашлиримизға игә чиқиш, йаманлиққа тосқунлуқ қилип, йахшилиқни һаким қилишқа тиришишму салиһ әмәлдур. пәйғәмбәр әләйһиссалам йуқириқи һәдистә билдүргәнгә охшаш «инсанларға әзийәт йәткүзидиған бирәр нәрсини йолдин еливетиш»му салиһ әмәл һесаблиниду. қисқиси салиһ әмәл, тоғра иш дегәнлик болиду. бу тоғра иш аллаһниң разилиқиға уйғун, инсанниң тәбиитигә уйғун вә хәлқниң мәнпәәтигә уйғун болуши лазим. 

әзиз қериндашлар! әсир сүриси бизгә өгәткән төтинчи һәқиқәт, худди айәттә «оَтَоَаصَоْа бِалْحَқِّ» «бир - биригә һәқни тәвсийә қилишқан» дейилгәнгә охшаш һәқниң йенида болуштин ибарәттур. бир – бирмизни һәқ вә һәққанийәткә йүзләндүрүш, һәм өзимизни, һәм қериндашлиримизни батил, йалған, һелә – нәйрәң, питнә – пасат зулмәтлиридин қуғдаштур. рәббимиз билән, каинат вә әтрапимиздикигләр билән болған мунасивәтлиримиздә мәйли қандақ бәдәл төләштин қәтий нәзәр, тоғра – дуруслуқтин вә истиқамәттин айримаслиқтур.

әзиз қериндашлар! әсир сүриси бизгә өгәткән бәшинчи һәқиқәт, худди «оَтَоَаصَоْа бِалصَّбْрِ» «бир - биригә сәврини тәвсийә қилишқан» дейилгәндәк сәвр билән қораллиништин ибарәттур. бирақ шуни унтумаслиқимиз лазимки, сәвр батилға баш егиш әмәс, дәл әксичә һәқ вә һәққанийәт йолида мустәһкәм туруштин ибарәттур.

әзиз қериндашлар хутбимизни истиқлал шаиримиз мәрһум мәһмәт акиф әрсойниң муну шиерлири билән ахирлаштурмақчимиз:

саһабиләр хошлишидиған чағда чоқум

сүрә әсирни оқуйдикән, бу немә үчүн?

чүнки йошурундур у катта сүридә ниҗатлиқ

башта һәққий иман келиду, андин салиһ әмәл,

арқидин һәқ, андин қәтийлик,

мана оғлум һәқиқий инсанлиқ.

бу төти бирләштиму саңа йоқтур йеңилиш вә зийанлиқ.

аллаһ һәммизни сүрә әсирниң роһиға уйғун һайат кәчүридиған һәқиқй мөминләрдин қилсун амин!!!

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر