дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 13

92621
дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 13

түркийә авази радийоси: һайат вақтидила дунйада нам қазанған, йазған әсәрлири нурғун тилларға тәрҗимә қилинған шәһрийар, заманимиздики башқа шаирларға охшимайдиған бәзи алаһидиликләргә игә. шәһрийарниң әң муһим алаһидилики, униң килассик әдәбийаттин заманиви әдәбийатқа өтүш басқучиниң вәкили болушидур. у, бир тәрәптин турмуш усули, пайдиланған шеир түрлири вә услуби арқилиқ килассик шаирларниң сәмигә йеңилиқларни салса, йәнә бир тәрәптин заманиви әдәбийатниң тәләплирини шеирлирида әкс әттүрүп, заманимиз шеирийитиниң әң гүзәл өрнәклирини намайән қилишта мувәппәқийәт қазанған. шәһрийар һәммдин авал, ашиқ шаиридур. инсаний вә илаһий ашиқ, униң шеирлириниң асаслиқ темиси. кәң қорсақлиқ, тинчлиқ, адаләт вә кишиләр арисидики сөйгүгә тайанған чүшиниш шәһрийар шеирлириниң әң рошән алаһидиликлиридин биридур.

шәһрийарниң әсли исми һүсәйин бәһҗәт тәбризи болуп, у 1906 – йили тәбриздә дунйаға кәлгән. дадиси мираға һүшкәнаби шу дәврдики һөрмәткә сазавәр адвокат иди. шәһрийар балилиқ дәврини дадисиниң йурти һүшкәнаб йезисида, йәни «һайдар баба» теғиниң етәклиридә өткүзиду. у йәрдә өткүзгән йахши күнләр вә гүзәл әслимиләр униң хатирисидә шундақ чоңқур тәсират қалдурғанки, аридин бир қанчә йил өткәндә йазған «һайдар бабаға салам» намлиқ шеириниң баш темиси болиду.

шәһрийар башланғуч вә оттура мәктәпни тәбриздә пүттүриду. у ана тили болған түркчидин башқа, парсчә, әрәбчә вә фирансузчини наһайити йахши өгиниду, у кейинчә теһран дарилфунида теббий кәсиптә оқушини давамлаштуриду. у оқуғучилиқ йиллирида шаирлик қабилийитини бир қанчә қетим синап, әтрапидикилиридин мәслиһәт алиду вә күн өткәнсири дохтурлуқ кәспидин узақлишип, әдәбийат дунйасиға йеқинлишиду. бу вақитларда һәммә кишини һәйран қалдурғидәк дәриҗидә гүзәл шеирларни йазған шәһрийар, бешиға кәлгән ашиқ азабиға чедашлиқ берәлмәй оқушини йерим йолда тохтитип, йалғузлуқ дунйасиға мәһкум болиду. бу вәқә пак вә чин ашиқлиқниң кәйнидин чапқан йаш шәһрийарниң һайатида чоңқур из қалдуриду. чүнки, у ашиқ болған қизниң дадиси, қизини пули йоқ бир кәмбәғәл шаирға бериштин, падишаһ ордисидики бир офитсер билән өйләндүрүшни таллиған иди. униң үстигә шәһрийар падишаһ ордисидики әмәлдарлар тәрипидин башқа шәһәргә сүргүн қилинған иди. мана бу, шәһрийарни шәһрийар қилған болса керәк. чүнки, шу вақиттин тартип униң шеирлирида һәқиқий ишиқ вә ашиқ азаби әкс етишкә башлиған иди.

шәһрийар турмушини қамдаш үчүн сүргүн қилинған мәшһәд шәһиридә земин таписи идарисидә ишләйду, аридин бир аз вақит өткәндин кейин теһранға қайтип, зираәт банкисида хизмәт қилиду. у бу вақитлардиму шеир йезиштин һәргизму ваз кәчмәйду. сөйгүнидин айрилған, әмма муһәббәт вә ашиқлиқ роһини йүттүрүп қоймиған шәһрийар, аридин йиллар өткәндин кейин, тағисиниң қизи әзизә ханим билән өйлиниду вә үч пәрзәнтлик болиду.

дәсләптә «бәһҗәт» тәхәллусини қолланған вә кейинчә «шәһрийар» тәхәллусини ишләткән шаирниң тунҗи шеири, 13 йаш вақтида йазған «әдәб» журнилида елан қилиниду. у теһранға кәлгәндин кейин, даңлиқ музикант әбулһасан саба билән тонушуп, униңдин музика вә сатар челишни өгиниду. шәһрийар бу йилларда йазған парсчә шеирлири билән нам қазанған иди. пат – пат әдәбийат вә мәдәнийәт паалийәтлиригә тәклип қилинғанда оқуған шеирлири билән, «һапизи сани», йәни «иккинчи һапиз» дегән намға еришиду.

бир күни аниси шәһрийарға: «оғлум, һәммә киши сән тоғрулуқ. чоң шаир икәнликиңни дәватиду. әмма, мән шеирлириңдин һечними чүшинәлмидим. аз болсиму шеирлириңни ана тилиңда йазғинки, мәнму чүшинәй» дәйду. анисиниң бу сөзлири униңға қаттиқ тәсир қилиду. у анисиниң дегининиң тоғра икәнликини чүшинип йетип, хийал дунйасида балилиқ әслимилирини қайта бир қетим көздин кәчүриду. аридин хели узун вақит өткәндин кейин, өзиниң әслимилирини ана тилида йезишни қарар қилиду. униң 1950 – 1951 – йиллири арисида йазған «һайдар бабаға салам» намлиқ мәшһур әсирини, бу кичиккинә вәқәниң мәһсули дейишкә болиду. шәһрийар хәлқ тилида, аддий услубта вә һәҗә вәзнидә йезилған бу әсириниң, өзиниң шаһ әсири болидиғанлиқини вә қисқа вақит ичидә нурғунлиған тилларға тәрҗимә қилинидиғанлиқини хийалиға кәлтүрүпму бақмиған иди. «һайдар бабаға салам» намлиқ шеир, түркчә иранда чәкләнгән вақитта оттуриға чиқиду. шаирниң парсчә йазған шеирлиридин қолға кәлтүргән шөһрити, бу шеирниң түркчә елан қилинишиға вәсилә болған иди. әйни вақитта, бу әсәрниң тәсири шундақ күчлүк болғанки, иран, әзәрбәйҗан, түркийә вә башқа пүтүн түрк дунйасиниң нурғунлиған җайлирида, униңға атап йүзләрчә нәзмиләр йезилиду. әсәрниң әдәбий вә тил ишлитиш алаһидиликлири алимлар тәрипидин тәтқиқ қилиниду. түркийәдә мәшһур түркүлог мәрһум пирофессор доктор муһәррәм әргинниң әсәрниң тил алаһидилики һәққидә тәййарлиған китаб, һазирму универстетларниң түркологийә бөлүмлиридә муһим мәнбә сүпитидә қоллиниливатиду.

мана мушундақ йуқири нам – шөһрәт вә мувәппәқийәткә еришкән шаир һечқачан байлиқ вә һоқуқниң кәйнигә кирмәйду. һайатида наһайити аддий – садда турмуш кәчүрүш йолини талливалған шаир, 1988 – йили бу дунйа билән видалишиду вә һәйвәтлик дәпнә мурасими билән тәбриздики «шаирлар мәқбәриси» қәбристанлиқиға көмүлиду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر