«одессийс» аләм аппарати айға қонди

американиң «одессийс» (Odysseus) аппарати айға қонди. бу 1972-йилдин буйанқи американиң тунҗи қетим аләм аппаратиниң айға қонуши болуп һесаблиниду.

2106651
«одессийс» аләм аппарати айға қонди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләтлик авийатсийә вә аләм қатниши идариси-наса (NASA), «Intuitive Machines» ширкитиниң « IM-1»вәзиписи даирисидә «SpaceX» йасиған «Falcon 9» ракетаси билән аләм бошлуқиға әвәтилгән «одессийс» аләм аппаратиниң, айниң җәнубий қутубидики районға үрүмчи вақти 05.23 дә қонғанлиқини елан қилди.

насаниң башқурғучиси бил нелсон (Bill Nelson) нәқ мәйдан тарқитишта: «америка бүгүн йерим әсирдин артуқ вақиттин буйан тунҗи қетим айға қайтти. бүгүн насаниң сода шериклири күчини вә вәдисини намайан қилған бир күн» деди.

айға қонуп 15 минут өткәндин кейин аҗиз болсиму сигнал әвәтишкә башлиған «одессийс», аридин 50 йилдин артуқ вақит өткәндә, айниң йәр йүзигә қонған тунҗи хусусий ширкәт йасиған аләм аппарати болуп қалди. «одессийс» «17-аполло» дин кейин, айға йәңгил қонған американиң бир хусусий ширкитиниң аләм аппарати болуши сүпитидә тарихқа йезилди.

«одессийс» 15-феврал «SpaceX» йасиған «Falcon 9» ракетаси билән флориданиң кеннедий аләм мәркизидин қойуп берилгән иди.

наса бир қанчә йил ичидә айға адәм әвәтиш пилани рамкисида, «Intuitive Machines» ширкитигә «одессийс» ни йасиши үчүн 118 милйон доллар төлигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر