йуқири турмуш бесими йүрәк кесили хәвипини күчәйтиветиду

йашлиқ чағлардики турмуш бесими йашниң чоңийишиға әгишип йүрәк кесилигә гириптар болуш хәвпини ашуруветиду.

2090777
йуқири турмуш бесими йүрәк кесили хәвипини күчәйтиветиду

түркийә авази радийоси хәвири: америкада елип берилған бир тәтқиқатта, йашлиқниң дәсләпки чағлирида еғир бесимға дуч кәлгән кишиләрниң, йешиниң чоңийишиға әгишип йүрәк кесилигә гириптар болуш хәвипиниң йуқири икәнлики байқалди.

тәтқиқатчилар җәнубий калифорнийә университити қармиқидики балилар сағламлиқ мәркизиниң тәтқиқатиға қатнашқан 13 йаштин 24 йашқичә болған 276 кишиниң санлиқ мәлуматлирини тәкшүрди.

тәтқиқатқа қатнашқучилар бесим дәриҗисигә асасән «изчил йуқири бесим», «вақитниң өтүшигә әгишип азайған бесим », «вақитниң өтүшигә әгишип ашқан бесим»  вә «изчил төвән бесим» қатарлиқ төт  гуруппиға айрилди.

тәтқиқатчилар, бесим сәвийәси йуқири кишиләрниң кейинки вақитларда көп сәмирип кәткәнликини вә семизлик хәвипиниң йуқири икәнликини, шуңа йүрәк кесилигә гириптар болуш хәвпиниң йуқири болидиғанлиқини байқиған.

бу кишиләрниң йәнә, йашниң чоңийишиға әгишип қан-томур сағламлиқиниң начарлашқанлиқи вә уларниң қан бесиминиң йуқири икәнликиму ениқланған.

тәтқиқат нәтиҗиси «америка йүрәк бирләшмиси» журнилида елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر