әзәрбәйҗанда «норуз байрими» ни тәбрикләш паалийәтлири башланди

түрк дунйасиниң әң муһим байрамлиридин бири вә баһарниң хуш хәвәрчиси болған «норуз байрими» әзәрбәйҗанда һәр хил паалийәтләр арқилиқ тәбрикләнмәктә.

1961399
әзәрбәйҗанда «норуз байрими» ни тәбрикләш паалийәтлири башланди
azerbaycan nevruz.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: кона байрам өрп- адәтлирини сақлап қалған әзәрбәйҗандики «норуз байрими» ни тәбрикләш паалийәтлиридин бириниң адреси баку шәһириниң сурахани наһийәсидики тарихий атәшгаһ ибадәтханиси иди.

бакулуқ хәлқи атәшгаһ ибадәтханисида өткүзүлгән «норуз байрими» ни тәбрикләш паалийәтлиригә сәлдәк ақти. паалийәтләр давамида һәр хил музика өмәклири сәһнигә чиқип, сәнәт номурлирини орунлиди. көргәзмә супилирида йәрлик  йемәкликләр, кийим-кечәкләр вә қол һүнәрвәнчилик буйумлири тонуштурулди.

«норуз гүлхани» ға от йеқилған паалийәттә, әзәрбәйҗанниң охшимиған районлиридин кәлгән, миллийчә кийимләрни кийгән сәнәтчиләрниң нахша - музика вә уссул номурлири, дарвазларниң кишини һайаҗанға салидиған маһарәтлири тәбрикләш паалийәтлиригә рәң қошти.

«норуз байрими» ни тәбрикләш паалийитидә йәнә, қилич қалқани қатарлиқ түрлүк тәнтәрбийә мусабиқилириму өткүзүлди.

игилинишичә, әзәрбәйҗанда «норуз байрими» ни тәбрикләш паалийәтлири мунасивити билән 3-айниң 27-күнигичә рәсмий байрам қилип бекитилгән болуп, мәзкур паалийәтләр таки байрам ахирлашқанға қәдәр давамлишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر