1400йиллиқ естетика тәҗрибилириниң намайәндиси қолйазма қуран кәрим тонуштурулиду

ислам мәдәнийитиниң естетика тәҗрибилирини йалғуз бир әсәрдә муҗәссәмләштүргән истанбул мусһафи (қолйазма қуран кәрим) әтә (27-апрел) тонуштурулиду.

1818481
1400йиллиқ естетика тәҗрибилириниң намайәндиси қолйазма қуран кәрим тонуштурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: истанбул чамлиҗа җамәсидә, түркийәдә тәййарланған вә 1400 йиллиқ «мусһаф» әнәнисини муҗәссәмләштүргән қолйазма қуран кәримни тонуштуруш мурасими өткүзүлиду.

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида йәттә йилда тамамланған қолйазма қуран кәримни тонуштуруш, қәдир кечиси тәбриклинидиған 27-апрелда әмәлгә ашурулиду. мутәхәссисләрдин тәшкил тапқан 66 кишилик гуруппиниң бир қанчә йилға созулған тәтқиқатлири нәтиҗисидә тәййарланған әсәр, 10 җилдтин тәркип тапиду.

әсәрниң әсли нусхиси җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәдим қилинғандин кейин, алаһидә метод вә техникилар билән бесилған 1000 йүрүш нусха, мусулман дөләтлириниң башлиқлириға, дин адәмлиригә, бәзи кутупханиларға вә даңлиқ җамәләргә совға қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر