марста йеңи байқашлар оттуриға чиқти

америка аләм қатниши идариси-наса (NASA) ниң марс машиниси «қәйсәр ирадә» (Perseverance), марста йәр шаридики әң қәдимкий ташларниң келип чиқиши тоғрисида йеңи тәкшүрүшләрни қилди.

1748358
марста йеңи байқашлар оттуриға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири:  насаниң «қәйсәр ирадә» марс машиниси  2021-йили февралда марста йәр шаридики әң қәдимкий ташларниң келип чиқиши тоғрисида йеңи тәкшүрүшләрни қилди.

насаниң байанатиға асасланғанда, орәктики ташлар йанар тағдин чиққан қәдимкий лава еқимидин шәкилләнгән икән.

алимлар буниң қонуш орниниңла әмәс, бәлки марс вә қуйаш системисиниң тарихи тоғрисидики йеңи учурлар билән тәминләйдиғанлиқини байан қилди.

алимларниң бу ташларға болған тунҗи тәсирати шуки, уларниң ташлири чөкмә мәнбәдин кәлгән. демәк, булар су йаки шамалда йиғилған минерал зәрричиләрниң топланған бирләшмиси иди.

бирақ, «қәйсәр ирадә» азгалда бурғилаш вә униң гео-химийәсини тәпсилий тәкшүрүшкә башлиғанда алимларни һәйран қалдуридиған бир нәтиҗә оттуриға чиқти.

минерал пиросен билән оралған вә қоршалған нурғун оливин (Olivin) киристаллири байқалди.

оливин киристаллири магмада тунҗи болуп шәкиллинидиған болидиғанлиқи үчүн, ташларниң келип чиқиши йанар тағларниң партлишидин чиққан магмалардин пәйда болидиғанлиқи оттуриға чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر