әрәб һөсинхәт сәнити йунеско тизимликигә киргүзди

б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско (UNESCO) әрәб һөсинхәт сәнитини конкрет болмиған мәдәнийәт мирас тизимликигә киргүзди.

1747876
әрәб һөсинхәт сәнити йунеско тизимликигә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан с п а ниң хәвиридә, рийад һөкүмитиниң башчилиқида «әрәб һөсинхәт сәнити, билим, маһарәт вә әмәлийәт» түрлириниң тизимға киргүзүш үчүн сунулған илитмасниң, әрәб иттипақи маарип, мәдәнийәт вә билим тәшкилати назарәтчиликидә вә 16 әрәб дөлитиниң қатнишиши астида әмәлгә ашқанлиқи қәйт қилинди.

сәуди әрәбистан мәдәнийәт министири бәдир бин абдуллаһ бин фәрхан әрәб һөсинхәт сәнитини йунеско тизимликигә киргүзүшиниң, министирлиқниң бу сәнәт үчүн хизмәт қилиш тоғрисидики йетәклиши билән кординатсийә һалида тәрәққий қилғанлиқини билдүрди.

у әрәб йезиқиниң, әрәб қәһвәси, зәмзәм қатарлиқ мәһсулатлардин кейин, әрәб җуғрапийәсидин йунеско конкрет болмиған мәдәнийәт мирас тизимликигә киргүзүлгән тоққузинчи түр икәнликини қәйт қилди.

умман о н а агентлиқи мәзкур қарарниң һазирниң өзидә фирансийә пайтәхти парижда ечиливатқан вә 18-декабир (2021) ғичә давамлишиватқан конкрет болмиған мәдәнийәт мираслириниң қоғдилишиға мунасивәтлик һөкүмәтләр ара комитет йиғинида чиқрилғанлиқини хәвәр қилди.

әрәб иттипақи маарип, мәдәнийәт вә билим тәшкилати әрәб һөсинхәт сәнитини йунеско тизимлкигә киргүзүш үчүн тәййарланған ортақ әрәб һөҗҗәтлирини 2020-йили 30-март йунескониң баш катибатлиқиға тапшурған иди.

сәуди әрәбистандин башқа ийорданийә, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн, тунис, алҗирийә, ирақ, судан, умман, пәләстин, ливан, күвәйт, мисир, маракәш, мавританийә вә йәмән қатарлиқ дөләтләр илтимас қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر