бокс маһири муһәммәд әлиниң сизма рәсимлири ким артуқ қилип сетилди

бокс маһири муһәммәд әлиниң сизған рәсимлири тәхминән бир милйон долларға сетилди.

1715668
бокс маһири муһәммәд әлиниң сизма рәсимлири ким артуқ қилип сетилди

түркийә авази радийоси хәвири: атақлиқ бокс маһири муһәммәд әлиниң кәм учрайдиған рәсим вә сизмилири бир милйон долларға сетилди.

б б с ниң хәвәр қилишичә, американиң нйу-йорк шәһиридики бонхамс баһа талаштуруп сетиш орнида тәхминән 26 сәнәт әсири сетишқа сунулған.

«һәригә охшаш чеқиш» намлиқ тәқәззалиқ билән күтүлгән әсәрләрниң бири сетилиштин илгирики мөлчәрдин он һәссә артуқ баһаға, йәни 425 миң долларға сетилған.

сәнәт әсәрлирини йиғип сақлиғучи вә муһәммәд әлиниң дости родний һилтон бровн,  бокс маһири муһәммәд әлиниң 1977-йили бостонда өткүзүлгән мусабиқидин кейин үч парчә рәсимини сизғанлиқини билдүрүп сетишқа қойған вә җәмий 945 миң 524 долларға сатқан.

родний һилтон бровн рәсимләрниң мөлчәрдикидин үч һәссә артуқ  баһаға сетилғанлиқини ейтқан.

рейтер агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, 1979-йили қизил, ақ вә көк рәңдә «мән сени сөйимән америка» дәп хәт йезилған рәсим 150 миң долларға сетилған. 1967-йили ислам дини вә хиристийан дини селиштурулған рәсим 24 миң долларға сетилған.

атақлиқ бокс маһири муһәммәд әли 2016-йили паркинсон кесили сәвәбидин 74 йешида вапат болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر