африқада бәзгәк кесилиниң тарқилиши азалди

барселона дунйа сәһийә иниститути (ISGlobal) ниң тәтқиқатида, йәр шари температурасиниң өрлишиниң арқиға қайтишиниң бәзгәк кесилиниң тарқилишини азайтқанлиқи оттуриға чиқти.

1599289
африқада бәзгәк кесилиниң тарқилиши азалди

түркийә авази радийоси хәвири: ефийопийә оромийа иштатиниң төпиликлиридики кесәлликләрни тәкшүргән тәтқиқатчилар, йәр шари температурасида төвәнләш көрүлгән 1998 вә 2005-йиллири арисида бәзгәк кесилиниң тарқилишиниңму астилиғанлиқини байқиди.

бәзгәк кесилиниң икки түри көрүлгән вә кесәлликкә мунасивәтлик барлиқ вәқәләр хатириләнгән районда, 2004-йилиғичә кесәлликкә қарши кәң көләмдә тәдбир елинмиғанлиқи үчүн, кесәлликниң тарқилишидики азийишниң бивастә килиматқа мунасивәтлик болуш мумкинликини көрсәтти.

барселона дунйа сәһийә иниститути килимат вә сәһийә пирограммисиниң башлиқи шавийер родо (Xavier Rodo): «һава температурасиниң төвәнлишиниң бәзгәк кесилиниң тарқилишиға тәсир қилғанлиқини оттуриға қойған һадисә, кесәллик вә килимат өзгиришидики күчлүк мунасивәтни көрситиду» деди.

тәтқиқатта, барлиқ шәрқий африқада бәзгәк кесәлликлиридә азийиш көрүлгәнлики хатирилитилди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң мәлуматлирида көрситилишичә, һәр йили 400 миңдин артуқ киши бәзгәк кесили сәвәбидин җенидин айрилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر