шәби арус мурасимлири икки күн билән чәкләнди
13 – әсирдә йашап өткән мутәсәввип мәвлана җалалидин руми туғулғанлиқиниң 747 – йиллиқини хәлқаралиқ хатириләш мурасимлири (шәби арус) «вухән вируси» сәвәбидин пәқәт икки күнла өткүзүлиду.
1533555
түркийә авази радийоси хәвири: конйада 7 – вә 17 – декабир күнлири әнқәрә вақти саәт 19 дин 30 минут өткәндә «еһсан вақти» темиси астида башлинидиған мурасимларниң белити « http://ebilet.konyakultur.gov.tr» интернет тор адресә арқилиқ сетишқа сунулди.
илгири уда 4 күн давамлишидиғанлиқи уқтурулған мурасимлар, «вухән вируси» сәвәбидин, икки күн билән чәкләнди.
алдинқи йили, 7 – вә 17 – декабир күнлири өткүзүлгән, влана җалалидин руми туғулғанлиқиниң 746 – йиллиқини хәлқаралиқ хатириләш (шәби арус) мурасимлириға, 39 миң 750 киши қатнашқаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
москвадики түрк җамаити қурбан һейтни бирликтә тәбриклиди
русийәниң пайтәхти москвадики түрк җамаити қурбан һейтни бирликтә тәбриклиди.