әрдоған: милләт кутубханиси йашларниң һәқиқий дости китаб билән болған риштисини күчәйткүси

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, йашларниң җумһур рәислик мәһкимиси милләт кутубханисида һәққий дост болған китаб билән болған риштилирини күчәйтидиғанлиқини ейтти.

1364045
әрдоған: милләт кутубханиси йашларниң һәқиқий дости китаб билән болған риштисини күчәйткүси

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тивиттер адреси арқилиқ җумһур рәислик мәһкимиси милләт кутубханиси һәққидә учур тарқитип, «һәр китаб бир алимдур. әгәр йүзләрчә китабиңлар болса, йүзләрчә алимниң дости һесаблинисиләр вә уларниң илмидин пайдилинисиләр демәктур. ишааллаһ, йашлиримиз җумһур рәислик мәһкимиси милләт кутубханисида һәққий дост болған китаб билән болған риштилирини күчәйтиду» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған милләт кутубханисиниң ечилиш мурасимида қилған сөзиниң бир қисмини мәзкур учуриға қошуп тарқатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر