меркурий йултузи қуйашниң алдидин өтти

түркийә билим вә технологийә тәтқиқат идариси-түбитак (TÜBİTAK) ниң көзитиш өйи меркурий йултузиниң қуйашниң алдидин өтүшини улап тарқатти.

1304826
меркурий йултузи қуйашниң алдидин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: кәм көрүлидиған аләм һадисилири арисида меркурийниң қуйаш алдидин өтүши, анталйа түбитак көзитиш өйиниң билим вә җәмийәт мәркизидики телескоп арқилиқ көзитилди.

мәхсус орнитилған камераларни улаш арқилиқ телескоплардин елинған син көрүнүшлири көзитиш өйиниң таратқу адреслири арқилиқ тарқитилди. мутәхәссисләр ақдеңиз универстети ататүрк конферанс залида орунлаштурулған паалийәткә қатнашқанларға мәлумат бәрди.

түнүгүн (11-нойабир) әнқәрә вақти 15:30 да башланған мекурийниң қуйаш алдидин өтүши күн патқичә давамлашти.

меркурийниң қуйаш алдидин өтүши, шималий вә җәнубий америка қитәлири, антарактика, ғәрбий африқа вә атлантик окйандин толуқ вә түркийәдин қисмән көзитилгәнлики билдүрүлди.

түбитак көзитиш өйиниң интернет сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатта, қуйашниң алдидин пиланета өткәндә қуйаш тутулиду, дәп ойлашқа болидиғанлиқи, бирақ меркурий вә венераниң көк йүзидики җайлашқан булуңи сәвәбидин айға охшаш қуйашни тосувалмайдиғанлиқи, шуңа қуйаш нуриниң азайғанлиқини пәрқләндүргили болмайдиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатқа асасланғанда, меркурий оттуричә һесаб билән һәр йүз йилда 13 қетим қуйашниң алдидин өткән болуп, кейинки қетим 2032-йили 13-нойабир өтидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر