малайшийадики икки алий мәктәптә түркчә өтүлиду

малайшийадики башқуруш вә билим университети билән хәлқара ислам университетида түркчә дәрс өтүлиду.

1158094
малайшийадики икки алий мәктәптә түркчә өтүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: йунус әмрә иниститутиниң тиришчанлиқ  көрситиши нәтиҗисидә малайшийадики икки алий мәктәптә түркчә дәрс өтүлидиған болди.

малайшийадики башқуруш вә билим университети вә хәлқара ислам университети билән йунус әмрә иниститутиниң куалалумпур шөбиси тәрипидин имзаланған «түркчини таллаймән»намлиқ келишим даирисидә, бу икки университетниң  дәрслик пирограммисиға түркчә дәрс киргүзүлди.

йунус әмрә иниститути куала лумпур шөбисиниң билдүрүшичә, малайшийа ислам университетида һәптидә 2 саәт түркчә дәрс орунлаштурулған болса, малайшийа башқуруш вә билим университетиниң пагоһ шәһиридики тармиқида һәптидә 6 саәт түркчә дәрс орунлаштурулған.

малайшийадики бу икки университеттин башқа, һазирғичә путра малайшийа университети билән малайшийа ислам илимлири университети тармиқидики пәрмата инсан толуқ оттура мәктипи вә дарулнайим технологийә мәктипиниң дәрс пирограммилириға түркчә дәрс киргүзүлгән.

малайшийадин сирт тайландниң патани районидики бирләшкән ислам мәктипидиму түркчә дәрс өтүлмәктә.

«түркчә таллаймән»намлиқ келишим даирисидә йунус әмрә иниститути, малайшийа вә тайландта җәмий 600 оқуғучиға түркчә өгәтмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر