иранлиқ сийасийон вә алим вапат болди

иранлиқ даңлиқ сийасийон вә алим мәһмуд һашими шаһруди вапат болди.

1113333
иранлиқ сийасийон вә алим вапат болди

түркийә авази радийоси хәвири: 1999 – йилдин 2009 – йилғичә әдлийә министири болуп вәзипә өтигән иранниң муһим сийасийонлиридин вә келәчәктә диний рәһбәр болуши күтүлүватқан  69 йашлиқ мәһмуд һашими шаһруди, меңә өсмиси кесәлликигә гириптар болуп қалғанлиқи үчүн германийәдә давалинивататти.

у, 2017 – йили иранниң диий рәһбири әли һаманей тәрипидин парламент вә асасий қанунни қоғдаш кеңиши оттурисидики ихтилапни һәл қилиш үчүн мурәссәчилик вәзиписи өтигән дөләтлик қанун лайиһәси түзүш комитетиниң башлиқлиқиға тәйинләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر