«пайтәхт абдулһәмид» ниң баш рол артиси әрәб дунйасидики һәвәскарлири билән көрүшти

түркийә радийо-телевизийә идариси- т р т (TRT) ниң дунйада йақтуруп көрүшкә сазавәр болған «пайтәхт абдулһәмид» телевизийә тийатирида, султан 2-абдулһәмидниң ролини алған бүләнт инал, қатарда һәвәскарлири билән йүз көрүшти.

1097950
«пайтәхт абдулһәмид» ниң баш рол артиси әрәб дунйасидики һәвәскарлири билән көрүшти
bulent inal.jpg
bulent inal.jpg
bulent inal.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: т р т ниң «пайтәхт абдулһәмид» намлиқ телевизйә тийатирида 2-абдулһәмидниң ролини алған бүләнт инал «ажйал филим фестивали» ға қатнишиш үчүн қатар пайтәхти доһа шәһиригә барди. у доһадики бир түрк ресторанида һәвәскарлири билән көрүшти.

әрәб дунйасида йақтуруп көрүлүватқан «пайтәхт абдулһәмид» телевизийә тийатириниң баш рол артиси, көрүшүш үчүн кәлгән һәвәскарлири билән фотографқа чүшти.

доһа филим идарисиниң тәшкиллиши билән түнүгүн (29-нойабир) башланған ажйал филим фестивали, дүшәнбә (1-декабир) күнигичә давамлишиду.

т р т ниң көрүлүш рекортини бузған «тирилиш әртуғрул» намлиқ телевизийә тийатирида әртуғрул бәгниң ролини алған әнгин алтанму түнүгүн (29-нойабир) фестивалда һәвәскарлири билән көрүшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر