җумһур рәис әрдоған «җумһурийәт байрими» мунасивити билән байанат елан  қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған « җумһурийәт байрими» мунасивити билән байанат елан  қилди.

1077387
җумһур рәис әрдоған «җумһурийәт байрими» мунасивити билән байанат елан  қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған байанатида, түркийәниң сәлчуиийлар империйәси вә османли империйәсидин тапшурувалған тарихий сәпириниң ахирқи мәнзилгаһиға, келәчәккә алақидар улуғвар нишанлирини ишқа ашуруш арқилиқ йетип баридиғанлиқини әскәртти, түркийәни һазирқи сәвийәгә йәтөзгән шәхсләргә миннитдарлиқ билдүрди, буниңдин кейинки нишанлириниң түркийәни тәрәққийат җәһәттин йәниму бир балдақ йуқири сәвийәгә йәткүзүш икәнликини тәкитләп мундақ деди: «тарих мабәйнидә, мәзлумлардин йүз өригән әмәс, улар билән бир нан тапса тәң йегән, һәммә нәрсисини ортақлашқан, һәр бир мәсилидә һәмишә хәлқ тәрәптә туруп һәм адаләтни йақилап кәлгән бир дөләт болуш, шан – шәрәп җәһәттин  бизгә йетәрликтур. бу пиринсипимиздин әсла ваз кәчмәймиз, һәрқандақ бир тәһдит, бесим вә ойунниң  улуғвар нишанлиримизға йетишимизгә тосқунлуқ қилишиға әсла йол қоймаймиз.»

байанатида, түркийә хәлқи вә дөлитиниң, терроризмға қарши  күрәш вә 2016 – йилқи «<15 – ийул> һәрбий исйан урунуши» җәрйанида һайатидин айрилған дөләт хәвпсизлик күчлири вә пуқраларни мәңгү унтумайдиғанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, түркийәниң мувәппәқийәтлириниң мәзлумлар вә түрлүк дәрд – әләмләрни тартиватқан милләтләргә нисбәтән үмид чириғи йандурғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «шу вәҗидин, дөлитимиз, дунйа бойичә иқтисадий әң күчлүк 17 – дөләт болушиға қаримай, инсанпәрвәрлик йардәм мәсилисидә миллий киримгә нисбәтән алдинқи қатарда турмақта. һәммә ишикини вә көңлини тақивалған мусапирларға ишикини һәм қәлбини ачқан, инсаний мәсулийәтлирини ада қилған йеганә дөләт түркийәдур.»

түрк миллитиниң әнә шундақ инсаний пәзилити вә есил хислитиниң сайисида тарихида шанлиқ зәпәрләрни қазанғанлиқини қәйт қилған җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «алди билән, османли империйәсидин сәлчуиийлар империйәси өткүзүвалған, андин, османли империйәсидин түркийә җумһурийити өткүзүвалған бу  тарихий һәм шанлиқ сәпиримизниң ахирқи мәнзилгаһиға, худайим буйриса, келәчәккә алақидар улуғвар нишанлиримизни, һәм 2023 – йиллиқ истиратегийәлик пиланлиримизни ишқа ашуруш, һәмдә 2071 – йиллиқ истиратегийәлик пиланлиримиз даирисидә иқтисадий гүллинишимизни йәниму бир балдақ йуқири сәвийәгә йәткүзүш арқилиқ йетип баримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر