азабтин әмин болуш иман ейтқан, иманға мушрикликни арилаштурмиған адәмләргә мәнсуптур

улар аллаһ һидайәт қилған кишиләрдур.

1067903
азабтин әмин болуш иман ейтқан, иманға мушрикликни арилаштурмиған адәмләргә мәнсуптур

түркийә авази радийоси: әнам сүриси, 82 – 90 – айәтләр.  азабтин әмин болуш иман ейтқан, иманға мушрикликни арилаштурмиған адәмләргә мәнсуптур, улар һидайәт тапқучилардур[82]. өз қәвмигә рәддийә бериш үчүн ибраһимға бәргән дәлилимиз әнә шудур, халиған кишимизни бир қанчә дәриҗә көтүримиз, пәрвәрдигариң һәқиқәтән һекмәт билән иш қилғучидур, һәммини билгүчидур[83]. биз ибраһимға исһақни, йәқубни ата қилдуқ. уларниң һәр бирини һидайәт қилдуқ. (ибраһимдин) илгири нуһни һидайәт қилдуқ, ибраһимниң әвладидин давуд, сулайман, әййуб, йусуф, муса, һарунларни һидайәт қилдуқ, йахши иш қилғучиларни мушундақ мукапатлаймиз[84]. зәкәрийа, йәһйа, иса вә илйасларни һидайәт қилдуқ, уларниң һәммиси йахшилардиндур[85]. исмаил, илйәсә, йунус вә лутларни һидайәт қилдуқ, уларни (өз заманидики) тамами җаһан әһлидин үстүн қилдуқ[86]. уларниң ата ـ бовилиридин, әвладлиридин, қериндашлиридин бәзилирини һидайәт қилдуқ, уларни таллидуқ, уларни тоғра йолға йетәклидуқ[87]. аллаһниң тоғра йоли әнә шудур, аллаһ бәндилиридин халиған кишиләрни шу йолға башлайду. әгәр улар (йәни шу пәйғәмбәрләр) шерик кәлтүрсә иди, уларниң қилған йахши әмәллири, әлвәттә, бикар болуп кетәтти[88]. уларға китабни, һекмәтни вә пәйғәмбәрликни ата қилдуқ, әгәр бу мушриклар уларни (йәни китаб, һекмәт вә пәйғәмбәрликни) инкар қилса, уларни инкар қилмайдиған башқа бир қәвмгә тапшуримиз[89]. әнә шулар (йәни мәзкур пәйғәмбәрләр) аллаһ һидайәт қилған кишиләрдур, уларниң йолиға әгәшкин, (и муһәммәд! қәвмиңгә) ейтқинки, «қуранни тәблиғ қилғанлиқимға силәрдин һечқандақ һәқ тәләп қилмаймән, қуран пәқәт пүтүн җаһан әһли үчүн вәз ـ нәсиһәттур»[90]. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر