аллаһ һәрбир һәқ игисигә тегишлик һәқ бәргән (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/41 - 2018

1067513
аллаһ һәрбир һәқ игисигә тегишлик һәқ бәргән (авазлиқ)

 

әзиз мумин қериндашлар! җүмә күниңлар мубарәк болсун!

пәйғәмбәр әләйһиссалам һиҗрәттин кейин муһаҗир вә әнсарларни қезиндаш дәп елан қилиш арқилиқ саһабиләрниң оттурисида мәнивий қериндашлиқ риштиси бәрпа қилған болуп, уларниң арисида сәлман фарси вә абу дәрда рәзийәллаһу әнһуларму бар иди. әбу дәрда ислам билән шәрәпләнгәндин кейин, аллаһқа ибадәт қилиштин башқа иш қилмаслиқ қарариға кәлгән иди. шуңа сода ишлирини ташлиған, һәтта аилисигиму көңүл бөлмәй, ибадәтла қилидиған болуп қалған иди. униң бу әһвалини көргән сәлман фарси рәзийәллаһу әнһу бир күни агаһландуруп: «рәббиңниң сениң үстиңдә һәқ һоқуқи бар, нәпсиңниңму сениң үстиңдә һәқ һоқуқи бар. шуниңдәк аиләңниңму сениң үстиңдә һәқ һоқуқи бар. шундақ икән, һәрбир һәқ игисигә тегишлик һәқ һоқуқини ада қилишиң лазим» дегән иди. әбу дәрда рәзийәллаһу әнһу сәлманниң бу сөзлирини пәйғәмбәр әләйһиссаламға йәткүзгинидә, пәйғәмбәр әәлйһиссаламму «сәлман тоғра гәп қипту» дегән иди[1].

әзиз қериндашлар! һәқниң мәнбәси аллаһ тааладур. у асман - земинниң вә униңдики пүтүн нәрсиләрниң игисидур. бизләрни йоқтин бар қилған, бизләргә санақсиз немәтләрни бәхш әткән, шуңлашқа һәққигә һәммидин бәкрәк риайә қилишимиз керәк болған заттур. пәйғәмбәр әләйһиссалам рәббимиз алдидики мәсулийәтлиримизни вә бу мәсулйәтләрни ада қилғинимизда қолимизға келидиған мукапатларни мундақ чүшәндүрүп бәргән иди.  

«аллаһниң бәндилири үстидики һәққи؛ өзигә һеч нәрсини шерик кәлтүрмәслики вә униңғила ибадәт қилишидур. буни ада қилған тәқдирдә, бәндиләрниң аллаһ үстидики һәққи؛ аллаһниң уларни азаблимаслиқи вә җәннәткә киргизишидур[2]»

изиз қериндашлар! аллаһ таала өзигә бәндичилик қилишни җикиләштин кейинла бизниң мәвҗутлуқимизниң сәвәбкарлири болған ата анимизниң һәқ һоқуқини тәкитләп мундақ дәйду:

«рәббиң, өзидин башқисиға қәтий ибадәт қилмаслиққа вә ата аниға йахши муамилә қилишқа буйриди. улардин бирси йаки һәр иккиси сениң йениңда йашинип қалса, һәргизму уларға «вайҗан!» дәйдиған ишни қилма. уларға азар бәрмә. уларға татлиқ вә гүзәл сөзләрни қилғин![3]»

ата аниниң пәрзәнтлири үстидә һәқ һоқуқлири болғанға охшаш пәрзәнтләрниңму ата ана үстидә һәқ һоқуқлири болиду. уларни һалал тапавәт билән беқиш, диниға, вәтинигә вә миллитигә садиқ, инсанийәткә пайдилиқ, гүзәл әхлақлиқ қилип йетиштуруш пәрзәнтлиримизниң бизниң үстимиздики һәққидур. чүнки пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис - шәриптә: «һичбир ата ана пәрзәнтигә гүзәл тәрбийәдин техиму қиммәтлик нәрсә беғишлийалмайду[4]» дегән иди.

дәрвәқә, дин, ирқ вә җинс айримастин, һәр бир инсанниң һайат йашаш һәққи болиду. аллаһниң бәлгилимилири сиртидики һәр қандақ бирәр сәвәб билән бирәр адәмниң җениға замин болуш, айалларни, сәбийләрни вә гунаһсизларни йашаш һоқуқидин мәһрум қилиш әң чоң һалакәтлик җинайәттур. аллаһ таала бу һәқтә: «ким бир мөминни қәстән өлтүрсә, җазаси мәңгүлүк җәһәннәм болиду. аллаһ униңға азаб вә ләнәт қилип, униң үчүн чоң бир азабни һазирлиди»[5] дегән иди.

мөһтирәм мусулман қериндашлар! динимизда пәқәт инсанларғила әмәс, һайванларғиму көйүм шәпқәт билән муамилә қилиш буйрулғандур. һайванларни қейнаш вә йашаш һәққини нәзәрдин сақит қилишниң ахирәттики нәтиҗиси зийандинла ибарәттур. чүнки пәйғәмбәр әләйһиссалам бир мүшүкниң ач қилип өлүп кетишигә сәвәб болған айалниң бу зулми йүзисидин җәһәннәмгә киридиғанлиқини[6], вә буниң әксичә уссуз қалған бир итқа су бәргән кишидин аллаһ рази болуп, уни мәғпирәт қилғанлиқини[7] уқтурған иди. 

һәқ вә һәқиқәт китабимиз болған қурани кәримдә аллаһ таала мундақ дәйду:

«тәқвадар кишиләрниң мал мүлкидә йардәм тәләп қилғанларниң вә йоқсулларниң муәййән миқдарда һәққи болиду[8]»

өз мал мүлкидә еһтийаҗлиқ кишиләрниң һәқ һоқуқи бар, дегән аңға игә һәрқандақ мөмин, кәмбиғәл, йоқсул, йетим вә игә чақисиз кишиләргә йардәм қилишта қилчиму иккилинип қалмайду. чиқимда өлчәмлик болиду. исрап вә көз көз қилиштин қачиду. адди саддилиқ вә қанаәтчанлиқни дост тутиду. йегән бир лоқма ненидиму йәр йүзидики пүтүн җанлиқларниң һәққи барлиқини билиду.

әзиз қериндашлар! өзимиз йашаватқан җәмийәткә нисбәтәнму мәсулийимиз бар. бу мәсулийитимизни толуқ орундаш вә бәндиниң һәққигә охшашла әл җамаәтниң һәққигә диққәт қилиш һәмимизниң вәзиписи. чүнки һәқ һоқуққа риайә қилмаслиқ һәр қандақ җәмийәтниң хатириҗәмлики вә қериндашлиқиға нисбәтән әң еғир тәһдиттур. зораванлиққа көз йумуш, муһитни булғаш, қатнаш қаидилиригә риайә қилмаслиқ, токни оғрилап ишлитиш, амбарлаш арқилиқ баһасини өстүрүп сетиш вә дөләтниң мелиға зийан йәткүзүш қатарлиқ қилмишларниң ақивити иҗтимаий малиманличилиқ вә җәмийәтни вәйран қилиштин ибарәт болиду. пәйғәмбәр әләйһиссалам бу зийанниң ахирәткичә созулған қисми үстидә тохтилип, «ахирәт күнидә, нә алтун, нә күмүш пул болмайду. шуңа башқиларниң һәққигә чаң салғанларниң йахшилиқи болса, униңдин елинип, һәқ игилиригә берилиду. әгәр елип бәргүдәк саваблиқ ишлири болмиса, зийанкәшликкә учриғучиниң гунаһлири зийан салғучиға йүклиниду[9]»

әзиз қериндашлар! һәммимиз аллаһниң дәргаһиға һазир қилинидиған вә һәммәйләнгә тегишилик болған һәққи толуқ берилидиған ахирәт күнигә пухта һазирлиқ қилайли!

башқиларниң һәққигә чаң селиштин, өзимиз һәқлиқ болмиған нәрсиләрни тәләб қилиштин вәкишиләрни тегишлик һәқ һоқуқидин мәһрум қилип, зулум селиштин аллаһқа сиғинип панаһ теләйли!

аллаһқа сәмимий бәндә, ата анисиға һөрмәт қилидиған пәрзәнт, меһри - шәпқәтлик ата ана вә вападар җуп болушқа тиришайли!

йаритилғанларни йаратқучи үчүн сөйәйли вә меһри шәпқәт көрситәйли!

аллаһ һәмимизни һәқ һоқуқларға риайә қилидиған бәндиләрдин қилсун амин!

 


[1] - бухари, намаз баби, 51һәдис

[2] - ибни һәнбәл, 239бәт

[3] - сүрә исра 23айәт

[4] - тирмизи, силә рәһим баби, 33һәдис

[5] - сүрә ниса, 93айәт

[6] - бухари, бәдиул һәқ баби, 16һәдис

[7] - бухари, мушәққәт баби, 9һәдис

[8] - сүрә зарийат, 19айәт

[9] - тирмизи, қийамәт сүпәтлири баби, 2һәдис



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر