чикаго түрк фестивали ахирлашти

америка қошма иштатлириниң чикаго шәһиридә бу йил 15 – қетимлиқи өткүзүлгән чикаго түрк фестивали ахирлашти.

1050354
чикаго түрк фестивали ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: чикагониң далей мәйданида «чикаго түркләшмәктә» дегән тема астида өткүзүлгән фестивал 3 күн давамлашти؛ фестивал америкида йашаватқан түркләрдин сирт америкилиқларниңму күчлүк қизиқишини қозғиди.

сәһнә уссуллири вә очуқ саһә номурлири билән түркийәдин кәлтүрүлгән йағач ойма, әбру, чинә хиш, мис, терә вә қол һүнәрвәнчиликигә даир һәрхил әшйалар билән түрк таамлири меһманларни алаһидә җәлп қилди.

фестивалда рәссам сүһа сәмәрҗи, терә ишләш устиси вә ақдеңиз әнәниви қол сәнәтлири җәмийити башлиқи сәрдал инөзү, мис мәһсулатлири устиси әртуғрул үзүмҗү вә ойма хәт сәнәтчиси сәлами әрфиданниң әсәрлири қойулған көп санда мәхсус боткилар ечилди.

уссул номурлирини көргән америкилиқлар уссуллар арқилиқ маслашқан паалийәт рәңдар көрүнүшләргә сәһнә болди.

түркийәниң чикагода турушлуқ баш консули вә түркийә – америка мәдәнийәт бирлики пидакар затлар билән һәмкарлишип орунлаштурған паалийәт, миңларчә кишини күтүвалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر