1.4 милйард йил илгири бир күн қанчә саәт иди?

йәр шариниң ай вә башқа пиланеталар билән болған мунасивәтлири һәққидики бир тәтқиқат нәтиҗиси, бундин 1.4 милйард йил бурун бир күнниң 18.7 саәт икәнликини оттуриға чиқарди.

987070
1.4 милйард йил илгири бир күн қанчә саәт иди?

түркийә авази радийоси хәвири: алимлар бундин 1.4 милйард йил илгири бир күнниң қанчә саәт икәнликини һесаблап чиқти. колумбийә универстетиниң ламонт дохерчи йәр шари көзитиш өйи вә висконсин универстетиниң тәтқиқатчилири бирликтә елип барған тәтқиқатта, йәр шариниң өтмүшини йорутуш, қуйаш системисиниң тарихини қайтидин айдиңлаштуруш вә тарихтин бурунқи килимат өзгиришини чүшиниш мәқситидә, астрономийәлик нәзәрийә билән геологийәлик көзитишләр маслаштурулған истатистикилиқ тәтқиқат усули қоллинилди.

нәтиҗиси "Proceedings of the National Academy of Sciences" журнилида елан қилинған тәтқиқатта, 1.4 милйард йил бурун йәр шари билән ай оттурисидики арилиқ һазирқидин техиму йеқин болуп, 341 миң киломеитр әтрапида икәнлики һесабланди.

тәтқиқат нәтиҗисидә көрситилишичә, йәр шари билән айниң йеқинлиқи йәр шариниң өз оқида айлинишиға тәсир көрсәткән  вә йәр шари өз оқини айлинишқа 18.7 саәт  сәрп қилған.

ай шари йәр шаридин һәр йили 3.82 сантиметир йирақлашқан вә бүгүнки күндә бу арилиқ 385 миң километирға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر