роза вә қуран ейи؛ рамизан (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/ 20 - 2018

979121
роза вә қуран ейи؛ рамизан (авазлиқ)

 

әзиз мумин қериндашлар! җүмә күниңлар мубарәк болсун!

аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду:

«рамизан қуран назил қилинған айдур. қуран нсанларға йетәкчидур, һидайәт қилғучи вә һәқ билән наһәқни пәриқләндүрүп бәргүчи рошән тәлиматлардин ибарәттур. шуңа әмди силәрдин кимки рамизан ейини учратса, бу айда тулуқ роза тутиши лазим...» (сүрә бәқәрә, 185айәт)

пәйғәмбәр әләйһиссалам мәдинигә һеҗрәт қилғиниға әмди техи бир йерим йил болған болуп, шабан ейиниң мәлум бир күни сүрә бәқәрәниң бу айәтлири рамизанда роза тутушниң пәрз қилинғанлиқиғиға даир назил болған иди.

пәйғәмбәр әләйһиссалам мәсҗиди нәбәвидә рамизан һәққидә тохтилип мунуларни җикилигән иди:

«мубарәк рамизан ейи билән учраштиңлар, улуғ аллаһ бу айда сизләргә роза тутушни пәрз қилди. бу айда җәннәтниң дәрвазилири ичилип, җәһәннәмниң дәрвазилири йепилиду вә азғун шәйтанлар бағлиниду» (нәсаи, намаз баби, 5һәдис)

дәрвәқә, он бир айниң султани һесаблинидиған рамизанниң мәниви турмушимизда өзгичә бир орни бар. чүнки рамизан роза вә қуран ейидур. рамизан сәбир, шүкүр, төвбә вә тәпәкүр ейидур. рамизан миң айдинму хәйрилик қәдир кичисини қойниға алған әң шәрәплик айлардин бирсидур. рамизан ибадәттур, бәрикәт вә мәғпирәттур. рамизан таәт, хәйр вә йахшилиқ ейидур. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң билдүришичә, рамизан ейиниң тунҗи кечиси бир малаикә «и йахшилиқ тәләп қилғучилар! ибадәткә вә бәндичилик қилишқа келиңлар! гунаһлириңлардин ваз кечиңлар!» (тирмизи, намаз баби, 1һәдис) дәп хитаб қилиду.

әзиз қериндашлар! рамизан роза билән өз мәнисини тапиду. тутқан розилиримиз һәммидин бәк сәбир, ирадә вә меһри шәпқәт тәрбийәси болуп һесаблиниду. бизни йемәк ичмәк, арзу - һәвәс, хата иштийақларниң әсиригә айлинип қилиштин қоғдайдиған қалқанлиқ ролини ойнайду.

қуран кәримдики «и муминләр! силәрниң йаманлиқлардин сақлинишиңлар үчүн силәрдин илгирики үммәтләргә пәрз қилинғандәк, силәргиму роза пәрз қилинди» (сүрә бәқәрә, 183айәт) дегән бу айәтму розиниң ғайисиниң йаманлиқтин вә гунаһлардин узақ туруш икәнликини көрситип бериду. чүнки аллаһниң пәйғәмбири бу һәқтә мундақ дәйду:

«роза бир қалқандур, силәрдин бирсиңлар роза тутқанда йаман сөзләрни қилмисун, җидәл қилмисун, униң билән бириси җедәл қилса, йаки тиллиса, <мән розидармән> дәп җавап бәрсун» (бухари, роза баби, 9һәдис)

әзиз қериндашлар! рамизан һайатлиқ китабимиз қуран назил қилинишқа башланған ай болуп, қуран аллаһниң калами вә китабидур. аллаһниң кәлами болғанлиқи үчүн у «сөзләрниң әң гүзилидур» (сүрә зәмәр, 23айәт) пәйғәмбәр әләйһиссаламниң тели бойичә «қуран сөзләрниң әң тоғриси, аллаһниң кәламидур. һал вә позитсийәниң әң гүзили болса, муһәммәд әләйһиссаламниң һал вә позитсийәдур» (нәсаи)

қуран кәрим қийамәткичә һәрқандақ макан вә һәрқандақ заманда инсанларға әң тоғра йолни көрситидиған йолбашчидур. қуран руһимизға шипа, қәлблиримизгә рәһмәттур. қуран бизгә рәббимизни тонутиду. җавабкарлиқимизни билдүриду. ахирәтни әслитиду. инсан болушниң мәнисини вә инсандәк йашашниң сирлирини өгитиду.

әзиз мөмин қериндашлар! рамизан қериндашлиқ, һәмкарлиқ вә ортақлишиш ейидур. вақтинчә йемәк ичмәктин узақ турғинимизда, йоқсулларниң һалини чәшинишимиз, немәтләрниң қәдрини билишимиз вә ризиқ бәхш әткүчи аллаһқа һәққигә йариша шүкри қилишимиз керәкликини тонуп йетимиз. рамизан ейи начар адәтлиримизни ташлаш, һайатимизға йахшилиқ вә күзәлликләрниң йеңи сәһипилирини ечиш пурситидур. рамизан сайисида биз хәйриликтә бәслишимиз. йахшилиққа мәбләғ салимиз. йаман сөз вә йаман һәрикәттин узақ туримиз. бирлик, баравәрлик вә қериндашлиқ туйғулиримизни чин қәлбимиздин һес қилимиз. аримиздики сөйгү вә һөрмәт мунасивәтлири күчлиниду. бу айда қилинған ибадәтләрниң йахшилиқларниң вә хәйрилик ишларниң саваб мукапатлири башқа айларға селиштурғанда техиму көп болиду.

әзиз қериндашлар! ундақта келиңлар тилимизни, қәлбимизни, тәпәккәр дунйайимизни вә пүтүн һайатимизни рамизан билән вә роза елип кәлгән гүзәлликләр билән узуқландурайли! қуран кәримни оқуш вә чүшүнүшкә һәр даимқидин көпрәк вақит чиқирайли! уприған көңүл вә зиһинлиримизни қуран кәримниң нури билән нурландурайли! розилиримизни чин туйғу билән тутайли! йалғуз ашқазанимизғила әмәс, тилимизға, қолимизға, көзимизгә, көңлимизгә қисқиси пүтүн әзалиримизға роза тутайли! розимиз бирни пүтүн йаманлиқлардин қоғдисун.

әзиз қериндашлар! диний ишлар фонди җәмийитимизниң әң муһим паалийәтлиридин бирси маарип болуп, җәмийитимиз исламни тоғра чүшүнүп, тоғра әмәл қилидиған әвладларни йеитиштүрүш үчүн дөләт ичи вә сиртида оқу оқутуш хизмәтлирини давамлаштурмақта. болупму қуран курслири, хәлқаралиқ имам- хәтиб мәктәплири вә исламий илимләр алий маарип пирограммилири даирисидә 111 дөләттин кәлгән миңилған оқуғучиға оқуш йардәм пули тарқитип бәрмәктә. бүгүн маарип паалийәтлирмизниң давамлишиши үчүн силәрдин йардәм тәләп қилиниду. закат, фитриләр болсиму бу хизмәт даирисидә ишләткили болиду. аллаһ қилған йардимиңларни қобул қилсун.

хутбимизни пәйғәмбәр әләйһиссаламниң муну һәдис - шәрипи билән ахирилаштурмақчиз.

«чин қәлби билән ишәнгән вә мукапатини пәқәт аллаһтинла күткән һалда рамизан ейини ибадәт билән өткүзгән кишиниң өтмүштики пүтүн гунаһлири әпу қилиниду» (бухари, иман баби, 27һәдис)

аллаһ бу рамизанни бизләргә әбидийлик ниҗатлиқниң вәсилиси қилип бәрсун амин!!!

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر