шиветсийәлик бир попниң мусулманлар һәққидики мақалиси һәмбәһирлишиш рекортини бузуп ташлиди

ситефан линдкуист иҗтимаий тартқуда тарқатқан «мусулманлар зади қанчилик хәтәрлик?»  темилиқ мақалиси шиветсийәниң әң алдинқи қатардики гезитлириниңму диққитини тартти.

978025
шиветсийәлик бир попниң мусулманлар һәққидики мақалиси һәмбәһирлишиш рекортини бузуп ташлиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә чиркавлар бирлики солчилар райони башлиқи ситефан линдкуистниң иҗтимаий таратқуларда елан қилған мусулманларға даир мақалиси, һәм йахтурулушта, һәм һәмбәһирлишиштә рекорт йаратти. һәтта шиветсийәниң әң алдинқи қатардики гезитлиридиму алаһидә урун аҗритилди.

ситефан линдкуист иҗтимаий тартқуда тарқатқан «мусулманлар зади қанчилик хәтәрлик?»  темилиқ мақалисида, «бир мусулман маңа йеңи тохум елип кәлди. йәнә бирси мәндин һал сориди. йәнә бир мусулман мениң аптомобилим бузулуп қалғанлиқи үчүн халиған йеримгә өзиниң аптомобили билән апирип қойушни тәклип қилди. пул йоқ, намрат достиниң өйигә давамлиқ тамақ тошуйдиған йәнә бир мусулманниму тонуймән. мусулманлар растинла немә дегән хәтәрлик, һә! немә дегән йавайи, башқиларни чәткә қақидиған инсанлар, һә!» дегән кинайиләрни ишлитиду. 

ситефан линдкуист мақалисида мусулманлар билән шветисәликләрни селишстуруп «һәр қандақ бир шиветсийәликниң пул алмай туруп йәнә биригә тохум беришигә қәтий ишәнмәймән. қени қайси шветсийәлик пули болмиған достиниң өйигә һәптиләргичә зирикмәй тамақ тушуп һал сорайду? мусулманлар һәқиқәтән бәкла хәтәрлик икән, бәкла хәтәрлик!» дәп кинайә қилиду.

 ситефан линдкуист мақалисида йәнә мундақ дәйду:

«билмәймән, бирақ әмдиликтә биз шиветсийәликләр көзлиримизни ечип һәқиқәтләрни көришимиз лазим. толиму әдәплик вә мәрт мусулман достлиримниң барлиқини тонуп йәттим. нурғунлириниң һеч бир шветсийәликтә мән көрүп бақмиған дәриҗидә сап қәлблири бар. һечбиридә нәпрәтни һес қилмидим. мениңчә инсанларға қандақ муамилә қилғанлиқимиз муһим. инсанларни қобул қилип, турмуш даириңизгә қошқиниңизда, буниң бәдилигә сөйгү муһәббәт көрисиз. ваһаләнки биз бир күндә бирқанчә қетим йаңратқуда әзан оқулушиниму мусулманлар үчүн артуқ көрмәктимиз»

ситефан линдкуистниң мақалиси иҗтимаий таратқуларда йахтуруш вә һәмбәһирлишиш рекорти йаратқандин кейин «Aftonbaldet» гезитиниң зийаритини қобул қилип, «мусулманларниң асаслиқ көп қисмидики инсаний сөйгү муһәббәт вә меһри шәпқәтни шиветсийәликләргә көрситишни халидим. мениңчә мусулманларға қарита орунсиз бир қорқунч вә әндишә йейилмақта» деди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر