айла филими тамашибинлар билән йүз көрүшти

корейә урушиға қатнашқан сержант сүләйман дилбирликиниң кәчүрмишлири сенарийәләштүрүлгән айла филими җәнвәдә өткүзүлгән фестивалда қойулди.

959697
айла филими тамашибинлар билән йүз көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: корейә урушида сержант сүләйман дилбирликиниң кәчүрмишлири сенарийә қилип ишләнгән «айла» филими, 13-нөвәтлик хәлқара җәнвә орйантал филим фестивалида тамашибинлар билән йүз көрүшти. филим қойулуштин бурун, түркийәниң җәнвәдә турушлуқ консули мәһмәт саит уйаник зийапәт бәрди. түркийәлик вә шивейсарийәлик нурғун йуқири дәриҗилик меһманлар вә тамашибинларниң көргән филимниң ахирида интайин тәсирлик минутлар оттуриға чиқти. фестивал 29-апрелғичә җәнвәдә давамлишидиған болуп, оишимиған дөләтләрдә ишләнгән 100 дин артуқ филим көрситилиду.         



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر