һиндистанда мусулманларға һәҗ сәпири йардими бикар қилинди

һиндистан һөкүмити мусулман һаҗи намзатлириға һәр йили дөләт тәрипидин белиридиған һәҗ сәпири йардимини бикар қилиш тоғрулуқ қарар чиқарди.

890468
һиндистанда мусулманларға һәҗ сәпири йардими бикар қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан аз санлиқлар ишлири министири мухтар аббас накви һиндистанда 1959 – йилдин буйан һаҗи намзатлириға һәр йили бериливатқан һәҗ сәпири йардиминиң бу йилдин башлап  бикар қилинғанлиқини уқтурди.

бу йардәмниң  һиндистанлиқ мусулманларға пайдилиқ әмәсликини илгири сүргән накви, бу пулларниң буниңдин кейин аз санлиқларниң пәрзәнтлириниң оқу – оқутуш ишлириға ишлитилидиғанлиқини қәйт қилди һәмдә бу қарарға қаримай бу йил һиндистандин 175 миң һаҗи намзатиниң муқәддәс җайни зийарәт қилишиниң мөлчәрлиниватқанлиқини, буниң һиндистанға нисбәтән рекорт йаритиш болуп һесаблинидиғанлиқини тәкитлиди.

сәуди әрәбистан билән һиндистанлиқ һаҗи намзатлириниң деңиз арқилиқ муқәддәс җайни зийарәт қилиш тоғрулуқ бирдәклик һасил қилғанлиқини әскәрткән накви, икки дөләт оттурисида алдимиздики мәзгилдә елип берилидиған  музакириләрдә буниң ишқа ашурулидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.

һиндистанда һәр йили муқәддәс җайни зийарәт қилидиған һаҗи намзатлириниң айропилан беләтлириниң % 50 тини дөләт өз үстигә алатти.

һиндистан алий сот мәһкимиси 2012 – йили бу һәқтә қарар чиқирип, һөкүмәт тәрипидин һаҗи намзатлириға бериливатқан йардәмләрни 2022 – йилғичә басқучмубасқуч ахирлаштуруш тоғрулуқ һөкүм чиқарған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر