йапонийәлик астроном бойи пакарларға хуш хәвәр йәткүзди

аләм бошлуқида үч һәптә турған йапонийәлик астироном бойиниң тоққуз сантиметир өскәнликини елан қилди.

885190
йапонийәлик астроном бойи пакарларға хуш хәвәр йәткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара аләм понкитида үч һәптә турған йапонийәлик астроном норишиге канаи бойиниң тәхминән тоққуз сантиметир өскәнликини елан қилди.

астроном канаи твиттерда өзи тоғрисида: «һәммәйләнгә мәрһаба, наһайити муһим бир хәвәр бар, аләм бошлуқиға чиққандин кейин қандақ өзгиришләрниң болғанлиқини билиш үчүн саламәтликимиз тәкшүрүлди. мән аләм бошлуқдики чеғимда өсүмлүккә охшаш тәхминән тоққуз сантиметир өсүптимән. ийун ейида йәр шариға қайтидиған чағда <сойуз> аләм кемисиниң орундуқиға патмаслиқимдин әнсирәватимән» дегән учурни һәмбәһирлиди.

билдүрүлишичә, аләм бошлуқида йәр шариниң тартиш күчи болмиғанлиқи сәвәбидин адәмниң қовурғилири кеңийип, бойи өсидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر