һиндистанниң атақлиқ кино чолпини амирхан истанбулда зийарәттә болмақта

амирханниң түркийәлик мәстанилири бәс - бәстә униңдин имза алди вә униң билән хатирә рәсимләргә чүшти.

821979
һиндистанниң атақлиқ кино чолпини амирхан истанбулда зийарәттә болмақта

 

түркийә авази радийоси хәвири: ишлигән кино – филимлири билән милйонлиған мәстаниларниң қәлбидә тәхт қурған һиндистан чолпини амирхан түркийә һава йоллири ширкитигә тәвә айропилан билән истанбулға йетип кәлди.

амирхан түркийәгә кәлгәнликидин интайин сөйүнгәнликини ейтти. 

истанбулда түркийә кино холпанлири биләнму көрүшүшни халайдиғанлиқини тилға алған амирхан, өзи баш рол алған йеңи филимини тонутуш үчүн истанбулға кәлгәнликини билдүрди.

аләмшумул шөһрәткә игә чолпан билән көрүшүш үчүн истанбул ататүрк айродуруми хәлқара бөлимини толдурған мәстаниләр уни қарши алди.

амирханниң түркийәлик мәстанилири бәс - бәстә униңдин имза алди вә униң билән хатирә рәсимләргә чүшти.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر