«түркийәгә бу йил 1 милйон хитай сайаһәтчи келишини күтимиз»

мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири нуман куртулмуш бейҗиңда мушу йилниң ахириғичә бир милйон хитай сайаһәтчиниң түркийәгә келишини арзу қилидиғанлиқлирини билдүрди.

804702
«түркийәгә бу йил 1 милйон хитай сайаһәтчи келишини күтимиз»

түркийә авази радийоси хәвири: мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири нуман куртулмуш мушу йил ахириғичә 200миң хитай сайаһәтчиниң түркийәгә келип сайаһәт қилишини мөлчәрливатқанлиқлирини ейтип: «бирақ бу сан йетәрлик әмәс, бу санниң бир милйонға йетишини арзу қилимиз»деди.

куртулмуш рәсмий зийарәт даирисидә барған хитайниң пайтәхти бейҗиңда мунуларни байан қилди: «хитай сайаһәт ширкәтлири билән түркийә сайаһәт ширкәтлири оттурисидики һәмкарлиқниң техиму күчийишини арзу қилимиз. түркийәдики куңзи инистетути билән хитайдики йунус әмрә инистетути икки дөләт оттурисидики мунасивәтлик техиму күчийиши нуқтисидин муһим рол ойнайду.»

«бизниң мәдәний, сийасий вә иқтисадий мунасивәтлиримиздә охшашлиқлар мәвҗут»дегән куртулмуш «бир бәлвағ бир йол»лайиһәси билән икки дөләт мунасивәтлириниң һәр саһәдә күчийишини арзу қилидиғанлиқини әскәртти.

нуман куртулмуш түркийә билән хитай мунасивәтлириниң енергийә, қатнаш, мәдәнийәт вә сайаһәтчилик болуп һәр қайси сайаһәдә буниңдин кейин техиму күчийидиғанлиқини ойлайдиғанлиқлирини вә буниңға изчил әһмийәт берип келиватқанлиқлирини тәкитләп«бу қетимқи зийаритимизму мәдәнийәт саһәсидики һәмкарлиқимизға пайдиси болғуси»деди.

куртулмуш бейҗиңда хитай мәдәнийәт ишлири министири ло шугаң биләнму көрүшти.

хитай мәдәнийәт ишлири министирлиқи бинасида елип берилған көрүшүштә икки дөләт оттурисидики мәдәнийәт вә сайаһәтчилик мәсилилири кеңәш қилинди.

хитай билән түркийә оттурисидики мунасивәтләрни вә һәмкарлиқни күчәйтишни арзу қилидиғанлиқлирини тәкитләп өткән куртулмуш сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди: «сайаһәт саһәсидә һәмкарлиқимизни күчәйтишимиз керәк, мунасивитимизни күчәйтидиған йумшақ күч дәл мәдәнийәт вә сайаһәт саһәсидур, хитайда келәр йилниң <түркийә сайаһәт йили>елан қилиниши мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқимизниң әң муһим лайиһәсидур.»

министир куртулмуш җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму қоллап келиватқан «түрк-хитай университети қуруп чиқишниң толиму әһмийәтлик иш икәнликини билдүрүп, икки дөләтниң алақидар министирлиқлириниң бу ишқа алаһидә әһмийәт бериши лазимлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر