пакистан мустәқиллиқиниң 70-йиллиқини тәбриклиди

пакистанниң мустәқил болғанлиқиниң 70-йиллиқи әнқәрәдики пакистан әлчиханисидиму һәр хил паалийәт вә мурасим билән тәбрикләнди.

789612
пакистан мустәқиллиқиниң 70-йиллиқини тәбриклиди
pakistan bagimsizlik.jpg
pakistan bagimsizlik gunu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң әнқәрәдики әлчиханисиниң баш мәслиһәтчиси сәййид әли әсәд гелани: «түркийә пакистанниң мустәқил болғанлиқиниң 70-йиллиқини тәбриклигән бүгүнки күндә, пакистанлиқ қериндашлири билән мүрини-мүригә тирәп күрәш қилмақта» деди.

пакистан әлчиханисиниң әнқәрәдики баш мәслиһәтчиси сәййид әли әсәд гелани пакистанниң мустәқил болғанлиқиниң 70-йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди. у түркийәдики пакистанлиқлар болуш сүпитидә қериндаш дөләт түркийә билән пакистан оттурисидики достанә мунасивәтләрниң изчил тәрәққий қилишини үмид қилидиғанлиқлирини билдүрди.

әнқәрәдики пакистан әлчиханисида, пакистан мустәқиллиқиниң 70-йиллиқи байрақ чиқириш билән башланди. пакистан 1947-йили 14-авғуст мустәқил болған иди.

гелани т р т вә анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилип: «пакистан хәлқи болуш сүпитимиз билән, 1947-йили қолға кәлтүргән мустәқиллиқимизниң 70-йиллиқини тәбриклигәнликимиздин өзимизни хушал һес қилимиз. бүгүн пакистан хәлқи һәмдә түркийәни өз ичигә алған пакистанниң пүткүл дунйадики достлири үчүн хушаллиқ күнидур, биз пакистанниң бүгүнгичә қолға кәлтүргән тәрәққийат вә параванлиқидин өзимизни шәрәплик һес қилимиз» деди.

пакистаниң мустәқиллиқ күниниң түркийәдә тәбрикләватқанлиқлиридин интайин хушал икәнликлирини билдүргән гелани, пакистандики тәбрикләш паалийәтлиридә учуш маһарити көрситидиған түркийә армийәсиниң солотүрк (SOLOTÜRK) әтритидин миннәтдар икәнликини әскәртти.

гелани мурасимда пакистанниң мустәқиллиқи тоғрисида урдучә нутуқ сөзлиди, пакистанлиқ оқуғучилардин тәшкил тапқан хор өмики нахша ейтти.

ахирида, гелани үстигә пакистанниң байриқи чүшүрүлгән тортни оқуғучилар билән биллә парчилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر