америка: түркийәниң әндишилирини чүшинимиз

америка қошма иштатлири түркийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  п к к һәққидики һәқлиқ рәвиштики әндишилирини чүшидиғанлиқлирини билдүрди.

788066
америка: түркийәниң әндишилирини чүшинимиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һесер наерт күндилик мухбирларни күтивелиш йиғинида, «түркийәниң җәнубий чегра районлириға һәрбий қошун орунлаштурушидин әндишә қиламсиләр?» тәриқисидики соалға җаваб бәргәндә, түркийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиниң муһим иттипақдиши икәнликини тәкитләп мундақ деди: «америка түркийәниң әндишилиригә җиддий қарайду, биз әрдоған һөкүмити билән давамлиқ алақә орнитип келиватимиз. түркийәниң п к к мәсилисидә һәқлиқ рәвиштә әндишилири бар, биз буни наһайити йахши чүшинимиз, п к к террорлуқ тәшкилати болуп, бу тәшкилатниң һуҗумлирини әйибләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر